Әнивәрҗан: “илһам тохтини германийә долқунлири радиосиниң ‛әркин сөзләш‚ мукапатиға намзат көрсәттуқ”

Мухбиримиз меһрибан
2016.10.31
ilham-toxti-guruppisi-ezaliri.JPG “илһам тохти гурупписи” әзалири йиғиндин кейинки зияпәттә. 2016-Йили 26-апрел, берлин.
RFA/Ekrem

Германийәдики “илһам тохти гурупписи” ниң мәсули әнивәрҗан әпәндиниң билдүрүшичә, бу гуруппа өткән һәптә германийә долқунлири радийосиға мәхсус хәт йезип, хитай һөкүмити тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған уйғур өктичи зиялийси илһам тохтини, мәзкур радийо тәрипидин тәсис қилинған кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә журналистларға берилидиған “әркин сөзләш” мукапатиниң 2017-йиллиқ намзатлиқиға тәвисйә қилған.

“әркин сөзләш” мукапати явропада 30 нәччә хил тилда аңлитиш беридиған германийә долқунлири радийоси тәрипидин тәсис қилинған болуп, мәхсус кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә һөкүмәтниң сиясәтлиридики кәмчиликләрни паш қилғанлиқи үчүн зиянкәшликкә учриған мухбир журналистларға берилиду.

Мәлум болушичә, мәзкур мукапат 2015-йили сәуди әрәбистанлиқ әркин тор язар раиф бадави әпәндигә берилгән болса, 2016-йили түркийә һөрийәт гезитиниң мухбири седат әргингә берилгән.

Гуруппа мәсули әнивәрҗан әпәндиниң билдүрүшичә, бу гуруппа бу йил 4-айниң 27-күни германийәдә қурулғандин буян өз паалийәтлиридә илһам тохти әпәндини хәлқаралиқ кишилик һоқуқ мукапатлириға намзат қилип көрситиш арқилиқ, хитай һөкүмитиниң уйғур сияситини тәнқидлигәнлики вә уйғурларниң қануний һәқлирини тәләп қилғанлиқи үчүн муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған илһам тохтиниң наһәқ түрмидә йетиватқанлиқини дуняға аңлитиш вә униңға әркинлик тәләп қилишни мәқсәт қилған.

Сөһбәтниң тәпсилатини юқириқи аваз улинишидин аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.