Германийәдики уйғурлар намайиш қилип хитайдин илһам тохтини қоюветишни тәләп қилди

Мухбиримиз ирадә
2014.09.26
ilham-toxti-sot-hokum.jpg Уйғур зиялийси илһам тохти хитай соти тәрипидин “дөләтни парчилаш” җинайити билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған. 2014-Йили 23-сентәбир, үрүмчи.
CCTV

Уйғур зиялийси илһам тохти қолға елинип аридин 8 ай өткәндин кейин ечилған сотта, у “бөлгүнчилик” җинайити билән өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинғандин кейин, дунядики уйғур җамаити арисида күчлүк наразилиқ пәйда қилди.

Бу сәвәбтин бүгүн, явропа шәрқий түркистан бирлики вә дуня уйғур қурултийиниң бирликтә орунлаштуруши билән германийәниң мюнхен шәһиридики уйғурлар хитай консулханиси алдиға йиғилип, наразилиқ намайиши өткүзди. Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәислиридин бири үмид агаһи әпәнди радиомизға бу намайиш әһвалини тонуштуруп өтти.

Илһам тохтиниң бөлгүнчилик билән әйиблиниши демократ хитайлар, кишилик һоқуқ актиплири вә шундақла америка һөкүмити, әнглийә вә явропа иттипақи вә шундақла кишилик һоқуқ органлири тәрипидин бирдәк әйибләнди. Улар, илһам тохтиға берилгән бу җазаниң қануний әмәсликини билдүрди. Америка дөләт ишлири министири җон керрий болса өз баянатида, илһам тохтидәк тинч йол билән өзиниң көз қаришини ипадә қилған, мәсилиләрни қәләм билән оттуриға қоюватқан бир зиялийни бундақ еғир җаза билән җимиқтуруш хитайда муқимлиқ яратмайду, әксичә вәзийәтни техиму өткүрләштүрүветиду, дәп агаһландурған иди. Дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә рәиси долқун әйса әпәндиму намайишта қилған сөзидә, илһам тохти сотиниң хитайниң уйғурларға қаратқан бесим сияситиниң очуқ-ашкара бир өрники икәнликини ейтти.

Намайишниң тәшкиллигүчи органлиридин бири болған явропа шәрқий түркистан бирликиниң рәиси әнвәрҗан әпәнди сөз қилип, өзлириниң бу намайиш арқилиқ чәтәлләрдики уйғурларниң илһам тохти вә униң аилисигә болған қоллишини намаян қилиш икәнликини билдүрди. Әнвәрҗан әпәнди йәнә уйғурларниң һечқачан зулумға баш әгмәйдиғанлиқини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.