Истанбулда “шеһитлар кечиси” паалийити өткүзүлди
2019.02.06
5-Феврал күни истанбулдики шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң уюштуруши билән “ғулҗа вәқәси” ниң 22 -йиллиқини хатириләш “шеһитлар кечиси” паалийити өткүзүлди.
Мурасим “қуран кәрим” тилавитидин кейин истиқлал марши оқуш билән башланди. Мурасимда шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң рәиси һидайәтулла оғузхан ечилиш сөзи сөзлиди.
Һидайәтулла оғузхан “ғулҗа вәқәси” дә шеһит болғанларни вә йеқинқи йилларда шеһит болған муһәммәд салиһ дамоллам, абдулһәкимхан мәхсум, абләт мәхсум, абдулһәмит дамоллам вә керәм абдувели қатарлиқ дини алимларни хатириләш, әсләш һәмдә уларниң иш-излирини тонуштуруш үчүн бу паалийәтни уюштурулғанлиқини билдүрди.
Һидайәтулла оғузхан уйғурларниң қәлбигә чоңқур из қалдуруп кәткән вә шәрқий түркистан давасиға күч бериватқан чоң һадисиләрдин бириниң “5-феврал ғулҗа вәқәси” икәнликини билдүрди.
Мурасимда һөҗҗәтлик филим көрситилгәндин кейин шәрқий түркистан алимлар бирликиниң рәиси доктор атавулла шәһяр сөз қилди. У ғулҗа шеһитлири вә йеқин заманда хитай түрмилиридә шеһит қилинған муһәммәд салиһ дамоллам қатарлиқ диний алимларниң һаятлири тоғрисида тохтилип мундақ деди: “мән уларниң көпинчисини яхши тонуймән, уларниң бәзилири савақдашлирим, сәпдашлирим, бәзилири устазлирим иди. Уларниң вәтән ичи вә сиртида елип барған хизмәтлири көптур. Уларниң илимлиридин пайдиландуқ, пикир-тәпәккурлиридин пайдиландуқ. Улар илим-мәрипәт өгитиш биләнла чәклинип қалмастин, бәлки дин, вәтән, милләтниң немә икәнликини, мустәқиллиқниң қандақ болидиғанлиқини, қандақ күрәш елип бериш керәкликини, немә үчүн бу йолда җенини пида қилиш вә шеһит болуш керәкликини өгәтти. Улар башқилардин бу алаһидиликлири билән пәрқлиқ болғачқа бүгүн бу йәрдә уларни хатириләш мурасими өткүзүватимиз. Биз йәнә пүткүл шәрқий түркистанда һазирғичә шеһит болған пүткүл шеһитларни хатириләймиз. Шеһитлар һәммимизниң илһам мәнбәсидур. Бизләрни җанабий аллаһ уларниң изидин меңишқа несип қилсун, уларға рәһмәт-мәғпирәт қилсун, ятқан йери җәннәттә болсун.”
Кейин ақ партийәсиниң зәйтинбурну шәһәр башлиқи намзати өмәр әрсой, җумһурийәт хәлқ партийәсиниң зәйтинбурну шәһәр башлиқи намзати адил мәмәтҗан, саадәт партийәсиниң зәйтинбурну шәһәр башлиқи намзати микаил әпәнди қатарлиқлар сөз қилип, хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесим сиясәтлирини тәнқид қилди вә уйғурларни қоллайдиғанлиқини ипадиләшти.
Мурасим җәрянида йәнә уйғур өсмүрләр шеһитларниң роһиға беғишланған нәсир вә шеирларни декламатсийә қилди.
Мурасимда йәнә бир қанчә аммиви тәшкилат рәһбәрлири қисқичә сөз қилғандин кейин, ғулҗа вәқәси тоғрисида вәқәгә биваситә шаһит болғанлар билән йеқин өткән қасимҗан дамоллам сөз қилди. Қасим җан дамоллам 1997-йилидики 5-феврал ғулҗа вәқәсиниң мәрһум абдухелил абдумиҗитниң йетәкчиликидә елип берилғанлиқини вә абдухелил абдумиҗит қатарлиқ нурғун яшларниң шу вәқәдә шеһит болғанлиқини билдүрди.
Қасимҗан дамоллам сөзидә йәнә ғулҗа вәқәсидин кейин уйғур хәлқиниң әркинлик ирадисиниң техиму күчәйгәнликини ипадилиди.
Кейин сәуди әрәбистандин тәклип билән қатнашқан абдуләһәд һапиз мәрһум абләт мәхсум һаҗимниң һаяти вә иш-излири тоғрисида сөз қилди. Һәбибулла күсәни мәрһум муһәммәд салиһ дамоллам тоғрисида сөз қилди. Доктор алимҗан буғда мәрһум дини алим абдулһәкимхан мәхсум тоғрисида сөз қилди. Доктор абдурахман җамал қәшқәрли абдулһәмит дамолламниң һаят иш-излири тоғрисида сөз қилди. Ахирида мәрһум керәм абдувели тоғрисида униң савақдиши вә сәпдиши болған абдулкәрим кучар сөз қилип, мәрһумниң һаяти вә иш-излирини тонуштуруп өтти.
Мурасим ахирида дини алим нияз һаҗим дамолламниң қол көтүрүши билән йиғин әһли бирдәк шеһитлар үчүн дуа қилди.
Йиғин залиниң алдида уйғур мәдәнийәт көргәзмиси ечилған болуп, көргәзмигә хитайниң уйғур дияридики җаза лагерлири вә лагерға қамалған абдуреһим һейт қатарлиқ уйғур сәнәтчилири, дини алимлар вә доктор-профессурларнинг рәсимлири қоюлған иди.