Истанбул бәязит мәйданида хитайниң бесим сияситигә қарши чоң намайиш өткүзүлди
2019.02.27
23-Феврал шәнбә күни мәркизи истанбулға җайлашқан шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликиниң уюштуруши билән истанбулниң бәязит мәйданида чоң көләмлик намайиш вә мухбирларға баянат елан қилиш паалийити елип берилди.
Әр-аял уйғур, түркләрдин тәркиб тапқан нәччә миң кишилик намайишчилар қоллирида ай юлтузлуқ көк байрақ вә түрк байрақлирини көтүргән һалда бәязит җамәси алдидики чоң мәйданға җәм болди. Намайишчилар қоллирида йәнә хитайниң җаза лагерлириға қамалған уруқ-туғқанлириниң рәсимлири чүшүрүлгән вивиска вә тахтиларни көтүргән болуп, бәзи намайишчилар “мәнму уйғур, мәнму шәрқий түркистанлиқ” дегән хәтләр йезилған тахтиларни көтүргән болса, йәнә бәзи намайишчиларниң қоллиридики рәсим астиға “акам қәйәрдә?! , дадам қәйәрдә? аялим қәйәрдә ?” дегәндәк хәтләр йезилған. Намайишчилар асаслиқи, хитайниң җаза лагерлиридики ата-анилири, ака-инилири вә һәдә-сиңиллири қатарлиқ пүткүл уруқ-туғқанлирини сүрүштә қилип соал қойған.
Намайиш башланғанда һава қаттиқ соғуқ болуп, шамал чиқип, қар арилаш ямғур яғқан иди. Намайиш җәрянида хитайниң җаза лагерлирини тақаш, лагер вә түрмиләрдики уйғурларниң азадлиққа чиқиши тоғрисидики баянат оқуп өтүлди. Баянатни шәрқий түркистан тәшкилатлар бирликигә вакалитән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан оқуп өтти.
Намайиш җәрянида йәнә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси доктор әркин әкрәм, сабиқ түркийә парламент әзаси профессор җалал әрбай, хәлқаралиқ түркистанлиқлар һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси борһан кавунҗи қатарлиқ кишиләр сөз қилип, хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан тәқибләш сияситини тәнқид қилди вә хитайни зулумни тохтитишқа чақириқ қилди.
Һидайәтулла оғузхан сөзидә уйғурлар үстидики зулумниң чекидин ешип кетиватқанлиқини билдүрди вә пүтүн дуня җамаитини бу мәсилигә көңүл бөлүшкә чақириқ қилип мундақ деди: “бүгүн бу йәрдә һәр ким етник кимликлири, дини етиқади, қиммәт қарашлири, мәзһипи немә болуштин қәтийнәзәр бир инсан болуш сүпити билән үстидики мәсулийәт вә мәҗбурийәтни ада қилишқа чақириқ қилиш үчүн топландуқ. Бүгүн түрклүкниң, мусулманлиқниң вә инсанпәрвәрликниң синақ күнидур. Һәр кимниң, мәнму уйғур мәнму шәрқий түркистанлиқ, дейишини, зулумға қарши турушни тәләп қилиш үчүн бу йәргә топландуқ”.
Намайиш җәрянида сөз қилған дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси доктор әркин әкрәм мундақ деди: “бу дуняда һазир бир нәрсә кәмчил, у болсиму адаләт, адаләт болмиған йәрдә зулум болиду, бүгүнки күндә хитай зулум қиливатиду. Әмма бу зулумға биз һәммимиз бирликтә қарши чиқимиз. Зулум қилғучиларниң қоллирини сундуримиз, әгәр шәрқий түркистанлиқлар әркин болалмиса хитайму әркин болалмайду, шәрқий түркистанлиқлар мустәқил болалмиса хитайму муқимлиқни сақлиялмайду. Бу җәһәттә биз зулумға қарши турсақ адаләт бәрпа болиду, адаләт биз түркләрниң биз мусулманларниң әң қиммәт-қарашлиридин биридур”.
Һидайәтулла оғузхан сөзидә йәнә “абдуреһим һейт аилиси вә адвокати билән учраштурулмайдикән вә әркин һалда сөзлийәлмәйдикән униң һәққидики баянатлар қобул қилинмайду” деди.
Һидайәтулла оғузхан сөзидә йәнә “түркийә, б д т, әрәб бирлики, хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә шәрқий түркистан диаспорисиниң вәкиллиридин тәркиб тапқан бир мустәқил бир тәптиш һәйитиниң тәкшүрүш елип беришини вә зиярәт җәрянида хитай даирилириниң мудахилә қилмаслиқини тәләп қилимиз”, деди.
Истанбулниң бәязит мәйданида өткүзүлгән намайиш тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн намайишқа қатнашқан уйғур паалийәтчи адил ишан әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Адил ишан әпәнди, һава соғуқ вә қар арилаш ямғур йеғип қаттиқ соғуқ болуп кәтсиму намайишчиларниң җанлиқ һалда шоар товлап намайиш қилғанлиқидин қаттиқ тәсирләнгәнликини билдүрди.
23-Феврал күни йәнә истанбулниң таксим мәйданида мухбирларни күтүвелиш йиғини вә хитайниң җаза лагерлирини тақаш тоғрисида имза топлаш паалийити елип берилди.
Бу паалийәт, түрк оҗақлири тәшкилати истанбул шөбиси тәрипидин уюштурулған болуп, дуня уйғур қурултийи, шәрқий түркистан вәхпи вә әйса йүсүп алиптекин вәхпи қатарлиқ көп санда тәшкилатлар қоллап-қуввәтлиди.
Мухбирларни күтүвелиш йиғинида, түрк оҗақлири тәшкилати истанбул шөбиси мәсули җәзми байрам әпәнди, хитай даирилириниң уйғур диярида инсанларға еғир дәриҗидә бесим вә зулум сиясити йүргүзүватқанлиқини тәнқид қилди.