Тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати җаза лагерлириға қарши паалийәт башлиди
2019.01.03
Тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати 2019-йиллиқ хизмитиниң тунҗи қәдимини уйғурлар үчүн басти.
Мәркизи германийәдики тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати йеңи йилниң тунҗи күнидә германийә баш министири анҗила меркилгә имзалиқ хәт йоллап, уйғур дияридики җаза лагерлириға қарши паалийәт башлиди. Тәһдит астидики хәлқләр тәшкилатиниң 2019-йилидики тунҗи паалийитини уйғурларни қоллаш билән башлиши күчлүк диққәт қозғиди. Хитай һөкүмити мәзкур тәшкилат үстидин өткән йили б д т ға әрз сунуп, униң б д т дики көзәткүчилик салаһийитини бикар қилишни тәләп қилған болсиму, әмма мәқситигә йетәлмигән иди.
Мәзкур тәшкилат уюштурған бу қетимлиқ имза топлаш паалийитиниң баш темиси “хитай җаза лагерлирини дәрһал тақисун!” дегәндин ибарәт. Бу һәқтики язминиң “уйғурлар вә қазақларға әркинлик” мавзусидики кириш сөзигә мундақ йезилған: “хитайниң ғәрбий-шималий райони өткән 2 йилда бир тәҗрибиханиға айланди. Хитай дөләт хәвпсизлик вә техник күчлири уйғур һәм қазақ мусулманлири мәркәзлишип олтурақлашқан районларни мутләқ контроли астида тутушниң йеңи тәдбирлирини әмәлгә ашурди. Җаза лагерлириға қамалған тутқунлар таки кишилик характеридин ада-җуда болғучә меңисини ююлушқа мәҗбурланди. Достимиз долқун әйсаниң аниси 2018-йили 5-айда мана мушундақ бир лагерда һаятидин айрилди. У аялму һәр күни қатарға тизилдурулуп хитай компартийәсини мәдһийәләш нахшилирини ейтишқа мәҗбурланғанмиду? кәмситилгән, хорланғанмиду? долқун әйса анисиниң бундақ харлиқларға учришини әсла қобул қилалмайти…”
Юқириқи абзасниң астиға мундақ бир җүмлә қошулған: “техиму көп уйғурлар вә қазақларниң зулумға учримаслиқи, мушундақла өлүп кәтмәслики үчүн, бизниң анҗила меркилгә язған бу хетимизгә имза қоюң!”
Мәзкур имзалиқ хәтниң меркилгә қаритилған қисмиға мундақ дәп йезилған: “һөрмәтлик баш министир ханим, 2017-йилидин буян 1милйон 100 миңдин артуқ уйғурлар вә қазақлар мәқсәтлик һалда лагерларға қамалди. Хитай һакимийити сиясий җәһәттин қайта тәрбийәләп, уларни мусулманлиқ етиқадидин ваз кечишкә мәҗбурлимақта. Мәһкумларниң омумйүзлүк қорқунч вә роһий қәтлиамларға дучар болуватқанлиқи мәлум болмақта. Бу дөләттики барлиқ уйғур вә қазақларниң аз дегәндә 10 пирсәнти җаза лагерлириға соланған. Мән сиздин хитай һакимийитиниң бу қорқунчлуқ лагерларни тақап, уйғурлар вә қазақларниң әркин яшишиға йол қоюш тоғрисидики илтимасимизни қоллишиңизни өтүнимән!”
Биз бу имзалиқ хәтни елан қилған тәһдит астидики хәлқләр тәшкилатиниң директори улрик делиюс әпәндини зиярәт қилип, униң биваситә көзқарашлирини елишқа көп қетим теришқан болсақму, әмма униңға улишалмидуқ. Ушбу хәтниң елан қилинғанлиқидин сөйүнгән германийәдики сиясий актиплардин меһрибан ханим зияритимизни қобул қилғанда германийәдики барлиқ уйғурларниң буниңға имза қоюшини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Германийәдики җамаәт әрбаби аблимит турсун әпәнди бу һәқтә тохталғанда, башқа милләт вә башқа тәшкилатларниң уйғурлар мәсилисини дуня җамаитигә билдүрүш йолида көрситиватқан тиришчанлиқлириға юқири баһа беришкә әрзийдиғанлиқини тилға алди. У йәнә 2019-йилиниң уйғурлар үчүн хәйрлик бир йил болушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати тәрипидин елан қилинған мәзкур имзалиқ хәтниң астиға мундақ бир абзас изаһат қошумчә қилинған: “айлардин буян хитай даирилири җаза лагерлириниң мәвҗутлуқини инкар қилип кәлди. Әмма пакитниң вәзни униңдин еғирдур. Сүний һәмраһдин тартилған сүрәтләр вә стутгартлиқ тәтқиқатчи адриан зензниң тәтқиқатлириниң испатлишичә, хитай һакимийити җаза лагерлири қурулушиға һәмдә бихәтәрлик хадимлириға наһайити зор дәриҗидә мәбләғ аҗратқан. Б д т мутәхәссислириниң билдүрүшичә, хитайниң зораванлиқ билән меңә ююшиниң көлими кишини һәйран қалдуридиған дәриҗигә йәткән болуп, бу инсанийәткә қарши җинайәттур. Бу әлдики уйғурлар вә қазақларниң аз дегәндә 10 пирсәнти җаза лагерлириға қамалған. Германийә билән селиштурғанда, бу сан төвән саксин өлкисиниң нопуси билән баравәрдур. Бу һәқиқәтәнму бир қабаһәттур. Биз инсанларниң ирқий вә диний етиқади сәвәбликла буқәдәр зиянкәшликләргә учришиға сүкүт қилип туралмаймиз. Бизниң имзалиқ хетимизгә қол қоюң вә уни достлириңиз билән ортақлишиң. Уйғурлар вә қазақлар бизниң ярдимимизгә моһтаҗ болмақта.”
Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди тәһдит астидики хәлқләр тәшкилатиниң бу имзалиқ хетигә юқири баһа бериш билән биргә, бу тәшкилатниң йиллардин буян уйғур дәвасини изчил қоллап кәлгәнликини әскәртти.