Җәнвәдә ши җинпиңға қарши намайиш елип берилди
2017.01.18
Шиветсарийәниң җәнвә шәһиригә җайлашқан б д т бинаси алдида уйғурлар, тибәтләр вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири ши җинпиңға қарши бирләшмә намайиш елип барди.
Д у қ ниң тәшәббуси вә явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң орунлаштуруши билән 16-январ кәч саәт 12 дә икки аптомобилда мюнхен шәһиридин йолға чиққан бир қисим уйғурлар 17-чесла җәнвә шәһиригә йетип келип, бу йәрдики уйғурларға қошулуп тибәтликләр вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән биргә, хитай рәиси ши җинпиңға қарши б д т алдида бирләшмә намайиш елип барди.
Мәлум болғинидәк, хитай рәиси ши җинпиңниң бу қетимқи шиветсарийә зиярити хитайниң 8 йилдин буянқи тунҗи қетимлиқ зиярити һесаблинидиған болуп, үч күндин буян шиветсарийәниң берин, зурүк шәһәрлиридә тибәтликләр униңға қарши намайишлар өткүзүп кәлгән иди. Бу намайишлар җәрянида 30 дин артуқ тибәтлик шиветсарийә сақчи даирилири тәрипидин тутқун қилинған болсиму, бир күн тутуп турулуп қоюп берилгән. Шиветсарийә һөкүмити қарши күчләргә қаттиқ позитсийә тутқан иди.
Ши җинпиң бу қетимқи шиветсарийә зияритидә, 17-январ б д т да хәлқара иқтисадий форум йиғинида сөз қилидиған болуп, уйғур, тибәт намайишчилири бу күни чүштин бурун саәт 11:30 өткәндила б д т алдиға йиғилип намайишлирини башливәтти. Б д т бинасиға алдидики мәйданға орунлаштурулған мунбәрдә сөзгә чиққан уйғур вә тибәтликләр ши җинпиңниң бастуруш сиясәтлири үстидин шикайәтләр қилди. Һава адәттин ташқири начар һәм қаттиқ шамал чиқип соғуқ җандин өтүватқан болсиму, намайиш таки 15:30 өткичә төт саәт давамлашти. Биз бу қетимқи намайиш мәйданида туруп, бәзи уйғур вә тибәтликләрни зиярәт қилип, уларниң көңүл сөзлирини аңлаш пурситигә ериштуқ.
Д у қ муавин рәиси үмид агаһи әпәнди бу қетимқи намайишниң әһмийитигә юқири баһа бәрди. Долқун әйса әпәндиму намайишниң мәқсити һәққидики пикирлирини оттуриға қоюп өтти. явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси турғунҗан алавудун һаҗим бу намайиш арқилиқ уйғур миллитиниң ирадисини б д т алдида билдүрүп өтүшкә мувәппәқ болғанлиқини тилға алди. Германийәдин бу намайишқа кәлгән абдуваһап әпәндиму йүрәк сөзлирини баян қилди. Германийәдин кәлгән абликимму көңүл сөзлирини билдүрди. Шиветсарийәдә яшаватқан турсунҗан әпәндиму икки кәлимә сөз қилди.
Намайиш мәйданиниң йәнә бир тәрипидә фа лүнгоңчиларму лозункилирини тикләп айрим намайиш қиливатқан болуп, уларниң сепигә қошулған бир герман аялму нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилип, ши җинпиңниң сияситигә қарши икәнликини билдүрди. Селвия исимлик бу ханим мундақ деди: “мән ши җинпиңниң фалүнгоңчиларға селиватқан зулумиға қарши ирадәмни билдүрүш үчүн бу мәйданға кәлдим. Көрдүмки, бу йәрдә ши җинпиңниң зулумиға учриған техиму көп уйғурлар вә тибәтликләрму өз ирадилирини намаян қилиш үчүн йиғилипту. Биз һәммимиз зорлуқ вә зораванлиққа қарши инкас қайтуруветиптимиз. Мән ши җинпиңниң бу хәлқара иқтисадий мунбиридә сөз қилиш салаһийити йоқ дәп қараймән. Һөкүмитимизниңму ши җинпиңға бунчивала етибар билән қаришини қобул көрмәймән.”
Намайиш җәрянида мунбәргә тәклип қилинған долқун әйса әпәнди, хитайниң уйғурлар вә тибәтликләргә селиватқан зулумиға қарши җараңлиқ нутуқ сөзләп, намайиш әһлиниң күчлүк алқишлириға еришти. Намайиштин кейин шиветсарийә уйғур җәмийитиниң рәиси андели әпәнди башчилиқидики шиветсарийәдики уйғурлар германийәдин кәлгән уйғурлар шәрипигә дастихан салди.