Голландийә қатарлиқ әлләрдики бир қисим уйғурлар җәнвәдики намайишқа қатнишиш үчүн йолға чиқти

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2016.09.15
gollandiye-jenwe-bdt-namayish.jpg Җәнвәдики б д т кишилик һоқуқ кеңиши мәркизи бинаси алдида өткүзүлмәкчи болған намайишқа қатнишиш үчүн йолға чиққан голландийәдики уйғурлар. 2016-Йили 15-сентәбир.
RFA/Pida’iy

Җәнвәдә өткүзүлмәкчи болған намайиш тәйярлиқи ахирқи басқучқа кирди. Голландийәдин мәзкур намайиш паалийитигә баридиған уйғурлар бүгүн йәни 15-сентәбир пәйшәнбә кәч саәт 8 дә, голландийәниң зәйст шәһиридин, шветсарийәниң җәнвә шәһиригә қарап йолға чиқти.

Шветсарийәниң пайтәхти җәнвәгә җайлашқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңиши мәркизи бинаси алдида елип берилмақчи болған намайиш паалийити, хитай һөкүмитиниң мәзкур комитетқа йәнә әза болуп киришини тосуш үчүн уюштурулған болуп, тибәт әркинлик һәрикити билән дуня уйғур қурултийиниң һәмкарлиқида өткүзүлиду.

Тибәт әркинлик һәрикити тәрәп билән дуня уйғур қурултийиниң һәмкарлиқида илгириму бир қанчә қетим намайиш тәшкиллинип, кәң көләм вә зор миқдарда адәм сәпәрвәр қилинғанлиқи вә бу қетимлиқ намайишниң илгирикиләрдин муһим дәп қаралғанлиқи хәвәр қилинған иди.

Мәлум болушичә; намайиш вақтиниң йеқинлап келиши билән дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим бу һәқтә мәхсус бир видиолуқ чақириқ қилғандин башқа, баш катип долқун әйса әпәндиму мунасивәтлик дөләтләрдики уйғур актиплириға телефон арқилиқ йетәкчилик қилған иди.

Зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди бу қетимқи намайишниң тарихий қиммити вә бүгүнки әһмийитини билдүрүш билән биргә, тибәт әркинлик һәрикити тәрәптин намайиш қилидиған адәм саниниң пәвқуладдә юқири болидиғанлиқи, униң үчүн уйғурларниң бу пурсәттә йүксәк бир пәллә яритиш үчүн һәссә қошушиниң зөрүрлүкини йәнә бир қетим тәкитлиди.

Игилишимизчә, илгири фирансийәдә орунлаштурулған намайишқиму, голландийәдики уйғурлар бир аптобус билән берип кәлгән иди. Бу қетимлиқ сәпәрниң омумий мусаписи миң километирдин артуқ болуп, тәхминән он нәччә саәт йол йүрүлидикән. Паалийәт һәққидики учур вә чақириқлар буниңдин бир қанчә һәптә илгири елан қилинған болуп, бу арилиқта голландийәдин сәпәрвәр қилинған уйғурлар алдин тизимлитиш арқилиқ өзлириниң қизғинлиқини ипадилигән.
Һазир бу паалийәткә голландийә, германийә, белгийә вә фирансийә қатарлиқ дөләтләрдики уйғурлар сәпәрвәр қилинған болуп, белгийә уйғур җәмийитиниң мәсули абдулмутәллип әпәндиниң билдүрүшичә, белгийәдин икки аптобус намайишчи йолға чиқишқа һазир болған.

Башқа дөләтләрдики намайишчиларниңму тәйяр болғанлиқи билинмәктә. Әпсус, һазирчә тәйярлиқ гурупписидикиләрдин учур алалмидуқ. Әмма, голландийәдики уйғурлардин шараити барлар бир аптобус билән җәнвәгә берип келишкә равурус һазирланди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.