Керийәдә хизмәт қилған муһаҗир зүмрәт ханим хитай һөкүмәт вә пуқралириниң апәткә тутқан позитсийәсини әйиблиди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2014.02.14
keriye-yer-tewresh-harabe-2014-305.png Хотәнниң керийә наһийисидики йәр тәврәш апити
Photo: RFA

Хитай һөкүмитиниң керийәдики йәр тәврәш апитигә қарита көзгә көрүнәрлик вә үнүмлүк бир тәдбир қолланмиғандин башқа, хитай пуқралириниңму бу вәқәгә пассип позитисйә тутуши, һәтта бәзилириниң тамаша көрүш позитсийси, уйғурлар билән хитайлар арисида мәвҗут болған өч - адавәт туйғулирини йәнә бир қетим ялиңач шәкилдә ашкарилиди.

Үндидар вә торларда тарқалған учурлардин мәлум болушичә, бир қисим хитай пуқралири апәткә ярдәм қилишни халимайидиғанлиқини, чүнки уйғурларни өз дөлитиниң пуқралири дәп қаримайдиғанлиқини баян қилған. Бу хил пикирләрниң хитай пуқралириниң қанчиликигә вәкиллик қилидиғанлиқи айрим нуқта, әмма хитай пуқралириниң мана мушундақ пикирлирини ашкара баян қилишқа җүрәт қилалши, вәқәгә көңүл бөлүватқанларни ойға селиватқан йәнә бир мәсилә.

Төвәндә диққитиңлар,илгири керийәдә икки йил хизмәт қилған муһаҗир зүмрәт ханимниң бу һәқтики ой вә тәсиратлири һәққидә болсун..

Бу программини мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.