Хитай һөкүмити, канада пуқраси кәвин гәрратни қоюп бәрди

Ихтиярий мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2016.09.16
Huseyin-Jelil-305.jpg Һүсәйин җелилниң түрмигә кириштин бурунқи сүрити.
RFA File


2014 - Йилидин етибарән, хитай түрмисидә йетиватқан канада пуқраси кәвин гәрратни хитай тәрәп туюқсиз қоюп бәрди. Түнүгүн йәни 16 - сентәбир күни кәвин гәррат канаданиң ванковир айродромиға йетип келип аилиси билән җәм болди.

Кәвин гәррат аяли билән бирликтә 2014 - йили авғустта хитайниң шималий корийә билән чегрилинидиған дәндуң шәһиридә хитай даирилири тәрипидин қолға елинған болуп, 2015 - йили февралда униң аяли қоюп берилгән болсиму, әмма кәвин гәррат һечқандақ бир дәлил испат болмиған әһвал астида, җасуслуқ гумани билән хитай түрмисидә йетиватқан иди.

Кәвин гәррат мәсилиси изчил һалда канада вә хитай юқири дәриҗиликләр учришишида оттуриға қоюлуватқан кишилик һоқуқ мәсилилириниң бири болуп, 2014 - йили хитайда зиярәттә болған сабиқ канада баш министири стевен харпер хитай баш министири ли кечаң билән көрүшүп кәвин гәррат мәсилисини тилға алған.

Бу йил 30 - авғусттин 7 - сентәбиргә қәдәр хитайда зиярәттә болған канада баш министири җастин тредуму хитай тәрәптин кәвин герратни қоюп беришни тәләп қилған, әммма хитай тәрәп һечқандақ инкас қайтурмай кәлгән иди.

Түнүгүн чүштин кейин, кәвин гәрратниң туюқсиз қоюп берилип канадаға йетип келиши кишиләрни һәйран қалдурди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати канада шөбисиниң башлиқи әликис с т в телевизийә қанилиниң зияритини қобул қилип, “кәвин гәрратниң қоюп берилиши, хитайниң канадаға яхши нийәт билән йеқинлишиватқанлиқини билдүриду” дегән. У йәнә һүсәнҗан җелилниңму пат йеқинда қоюп берилишини арзу қилидиғанлиқини билдүргән.

Канаданиң уйғур пуқраси һүсәнҗан җелил 2006 - йили туққан йоқлаш үчүн өзбигистанға барғанда, өзбәк сақчилири тәрипидин тутқун қилинип хитайға өткүзүп берилгән иди. Хитай тәрәп һүсәнҗан җелилни шәрқи түркистан ислам партийиси тәшкилати билән алақиси бар дегән гуман билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилған. Бу йил январда хитай тәрәпниң һүсәнҗан җелил мәсилисигә тутқан позитсийәсидә туюқсиз юмшаш көрүлүп, униң җаза муддитини муддәтлик 20 йилға чүшүргән.

Хитай һөкүмити кәвин гәрратни қоюп бәрди. Ундақта һүсәнҗан җелил мәсилисидә йеңилиқлар барму - йоқ, бу һәқтә учур игиләш мәқситидә һүсәнҗан җелилниң һазир канадада яшаватқан аяли камилә ханимни зиярәт қилдуқ. У бизгә һүсәнҗан җелил һәққидә һечқандақ бир йеңи учурниң йоқлуқини билдүрди.

Биз йәнә, хитай даирилириниң кәвин гәрратни қоюп бериши һүсәнҗан җелилниңму қоюп берилишидин бишарәтму? дегән соалға җаваб тепиш мәқситидә, һазир канадада яшаватқан сияси мулаһизичи, канада уйғур җәмийтиниң сабиқ рәиси мәмәт тохтини зиярәт қилдуқ. У мулаһизә йүргүзүп, һүсәнҗан җелил мәсилиси билән кәвин гәррат мәсилисиниң охшимайдиған тәрәплирини аңлатти.

Бу прогирамминиң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.