Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати 2016‏-йили уйғурларниң әһвалида һечқандақ өзгириш болмиғанлиқини билдүрди

Мухбиримиз әркин
2017.01.12
xoten-terror-seperwerlik.jpg Хитай бесимиға қаршилиқ көрсәткән пидаийларни тутуш һәрикитидә хәлқ аммиси сәпәрвәр қилинған. 2014-Йили авғуст, хотән.
CCTV

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати доклатида, 2016‏-йили кишилик һоқуқ попилизим йәни аммибапчилиқ еқиминиң хәтәрлик дәриҗидә баш көтүрүп, кишилик һоқуқниң йәр шари характерлик һуҗумға дуч кәлгәнликини билдүрди.

Доклатта илгири сүрүшичә, попилизим йәни аммибапчилиқ вә маюритизм йәни көп санлиқчилиқ ғәрб демократийәсиниң келәчикигә зор тәһдит пәйда қилмақтикән.

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң иҗраийә дриктори кеннис рот пәйшәнбә күни елан қилған баянатида, бәзи ғәрб әллиридики бир қисим сиясәтчиләрниң ирқчилиқ, нәпрәтчилик, йәрлик милләтчилик, аяллар дүшмәнликигә баш уруш арқилиқ һоқуқ тутушқа урунуватқанлиқини агаһландурди.

Кәннес рот мундақ дәйду: “бу сиясәтчиләрниң ортақ алаһидилики, улар өзлириниң хәлқ аммисиға вәкиллик қилидиғанлиқи, көп санлиқ хәлқниң ишқа орунлишиш, мәдәнийәт өзгиришини тосуш, террорлуққа қарши қоғдаш, буниң бәдилигә улар кишилик һоқуққа хилаплиқ қилишқа рази икәнликини қәйт қилип кәлди. Һалбуки, биз бу оюнни бурун көргән. Өткән әсирдә бәзи коммунист вә фашист һакимийәтләр көп санлиқ хәлқ аммисиға вәкиллик қилидиғанлиқини қәйт қилип, өз хәлқини қаттиқ бастурған иди.”

Бу, кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң 27‏-қетимлиқ доклати. Мәзкур орган 1990‏-йилдин башлап һәр йили доклат елан қилип кәлгән. У бу йиллиқ доклатида дунядики 90 нәччә дөләтниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә тохталди.

Доклатта, хитай кишилик һоқуқ вәзийитини тәһлил қилип, 2016‏-йили униң ипадә әркинлики, йиғилиш, тәшкилатларға уюшуш, диний әркинликни өз ичигә алған асасий кишилик һоқуқ вәзийитидә өзгириш болмиғанлиқини, компартийә диктатурлуқиниң йеқин кәлгүсидә өзгиридиғанлиқидин һечқандақ сигнал йоқлуқини билдүргән.

Доклатта йәнә, 2016‏-йили хитай даирилириниң уйғур районида һәр хил асасий кишилик һоқуқ чәклимилиридә, диний вә миллий кәмситишлиридә һечқандақ өзгириш болмиғанлиқини тәкитлигән.

Доклатта: “хитай һөкүмити бу районда террорлуққа дуч келиватқанлиқини илгири сүрүп, террорлуққа қарши һәрикәтләрни елип барған болсиму, әмма бир қанчә тал мустәқил учурни һесабқа алмиғанда, йүз бәргән наразилиқ, зораванлиқ, террорлуқ яки террорлуққа қарши һәрикәтләрниң тәпсилати наһайити чәклик” дейилгән.

Доклатта йәнә, хитайниң паспортқа илтимас қилғучи уйғурларға дна үлгиси, аваз, 3 өлчәмлик имаг вә бармақ изи тапшурушни шәрт қилип қошқанлиқини тәнқидләп, “бу тәләпләр шинҗаң пуқралириниң әслидинла интайин қаттиқ чәтәл саяһәт чәклимисини техиму еғирлаштурди” дегән.

Д у қ ниң көрситишичә, 2016‏-йили уйғур кишилик һоқуқ вәзийити алдинқи йилларға қариғанда давамлиқ еғирлашқан. Д у қ ниң муавин рәиси үмид агаһи, буниң ичидә диний бесимниң алаһидә еғирлашқанлиқини билдүрди.

Агаһи: “бултурқи әһвал 2015-йилдикидин еғир. 2015‏-Йилдики әһвал затән 2014‏-йилқидин еғир иди. Мәсилән, хитай хәлқара террорлуқни баһанә қилип туруп, уйғурларниң диний етиқадини пүтүн бесим вә пүтүн көчи билән чәкләп кәлди. Һечқандақ гунаһи болмиған кишиләрни миңлап түрмигә ташлап, җамий-мәсчитләрни чеқип, сән динға ишәнсәң, динға етиқад қилсаң, хизмәттиму ишлийәлмәйсән, мәктәпкиму кирәлмәйсән, җәмийәттиму туралмайсән, һечқандақ орнуң болмайду, дегән йәргә очуқ-ашкара елип кәлди. Өйдә итаәт қилған инсанғиму, өйдә роза-рамизан тутқан инсанғиму, һәтта бәзидә ислами исимларғиму наһайити дәһшәтлик бесимларни елип барди” деди.

Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати доклатида йәнә, уйғур райониниң “террорлуққа қарши туруш қанунини иҗра қилиш чариси” ни тәнқидлигән. Уйғур аптоном райони 2016‏-йили 8‏-айда хитайниң 2016‏-йили 1‏-январда йолға қойған террорлуққа қарши туруш қануниниң “иҗра қилиш чариси”ни мақуллап дәрһал йолға қойған иди.

Доклатта, хитайниң террорлуққа қарши туруш қануни 2016‏-йили 1‏-январда йолға қоюлуп, 6‏-айда хитайниң гуаңҗу 75‏-оттура мәктипидики 10 нәпәр уйғур оқуғучи қолға елинған, “улар террорлуқ билән әйибләнгән болсиму, әмма бу делоға даир учур интайин чәклик”дейилгән.

Үмид агаһи, попилизм яки аммибапчилиқ, ирқчилиқ ғәрбниң хитайдики кишилик һоқуқ бузғунчилиқиға сәл қарап, хитайниң кишилик һоқуқни техиму қаттиқ дәпсәндә қилишини кәлтүрүп чиқириш еһтимали болсиму, әмма буниң тәрәққий қилип, ғәрб демократийәсигә дәхли қилишиға ишәнмәйдиғанлиқини билдүрди.

Үмид агаһи мундақ дәйду: “ғәрбниң демократийәси 100 йилниң ичидә күрәш қилип қолға кәлгән наһайити чоң нәтиҗә. Мениңчә, попилизм күчәйсиму, лекин тәрәққий қилип бир йәргә кәлгәндә, бу ғәрб дунясидики инсанлар, бу сиясәтчиләр буниң күчийип чәктин ешип кетишигә, болупму 2-дуня урушидики әһвални көздә тутуп йол қоймайду. Һазир көрүватимиз, мәсилән, германийәдә бу сәл ашқандәк, башқа дөләтләрдиму сәл ашқандәк қилған билән, лекин лебрал, демократик партийәләрниң алдиға өтүп кәткини йоқ. Қисмән көпәйди, көпәйгән билән ғәрб демократийәсиниң омуми принсипиға дәхли қилалмиди.”

Лекин кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң дриктори кеннис ротниң қәйт қилишичә, демократийә вә кишилик һоқуқ дуч келиватқан йәнә бир хәвп кишиләрдики күчлүк сиясий шәхсләргә үмид бағлаш хаишидур.

У, пәйшәнбә күни елан қилған баянатида, хәлқ күчлүк шәхсләргә үмид бағлисиму, бирақ бундақ кишиләрниң күчини бастурушқа мәркәзләштүрүп, муһит, иқтисади тәрәққият, парихорлуқ қатарлиқ мәсилилиригә чарә тапмайдиғанлиқини агаһландурди. Кеннис ротниң қаришичә, русийә президенти владимир путин, хитай рәиси ши җинпиң буниң типик мисали.

У мундақ дәйду: “бүгүнки күндә күчлүк шәхсләр яхши башқуриду, дәйдиған бир хил тиндинсийә мәвҗут. Бирақ сиз русийә президенти владимир путин, хитай рәиси ши җинпиңға охшаш кишиләргә қарап бақсиңиз, уларниң бастурушни барғансери күчәйтиватқанлиқини, бирақ уларниң иқтисади тәрәққият сүрити давамлиқ астилап яки чекинип, чериклик, муһит булғиниши вә башқуруштики баш-баштақлиққа чарә қилмиғанлиқини көрисиз.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.