Илһам тохтиниң аяли кишилик һоқуқ тәшкилатлирини аилиси дуч келиватқан қисмәтләргә көңүл бөлүшкә чақирди

Мухбиримиз меһрибан
2014.07.18
ilham-toxti-ailisi.jpg Илһам тохти әпәнди аилиси билән өз өйидә хатирә сүрәттә. (Вақти ениқ әмәс)
Sociao Media

Түрмидики уйғур зиялийси илһам тохтиниң аилисигә қаритилған тәқиб күчәйтилип, аилиси тәһдиткә учриғандин кейин, униң аяли гүзәлнур ханим хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә демократийини яқлиғучи барлиқ кишиләргә мураҗиәт елан қилип, уларни илһам тохти аилиси дуч келиватқан вәзийәткә көңүл бөлүшкә чақирди.

Гүзәлнур ханим 18-июл радиомиз зияритини қобул қилип, йеқиндин буян бу аилини қайтидин назарәт қилишқа орунлаштурулғанларниң өйигә кәлгәнләрни тосқандин башқа, һәтта өзигиму тәһдит салғанлиқини, нөвәттә бу хил назарәт үстидин әрз қилишқа тәйярланғанлиқини билдүрди.


Өткән һәптә тибәтлик аял язғучи войсер илһам тохтиниң аяли гүзәлнур ханим вә униң оғлини йоқлап уларниң өйигә барғинида, бина алдидики назарәтчиләр тәрипидин тосувелинип өйгә киргүзүлмигәнлики һәққидики әһвални хәвәр қилғандин кейин, чаршәнбә 16-июл күни хитай өктичиси ху җияму твитер ториға учур йоллап, өзиниңму гүзәлнурни йоқлап уларниң өйигә барғинида ишик алдидики назарәтчиләр тәрипидин тосувелинип илһам тохтиниң өйигә кирәлмигәнликини билдүрүп, тордашларни алтә айдин буян хитай түрмисидә қанунсиз тутуп турулуватқан илһам тохтиға вә униң қатму-қат назарәт астида туруватқан аяли гүзәлнурниң әһвалиға көңүл бөлүшкә чақирған иди.

Гүзәлнур ханимниң нөвәттики әһвалини билиш үчүн, бүгүн әтигән йәни 18-июл гүзәлнур ханимға телефон қилдуқ.

Гүзәлнур ханим бу аилиниң достлири войсер вә ху җия қатарлиқлар уни йоқлап кәлгинидә вә америка мухбирлири уни зиярәт қилиш үчүн кәлгинидә бина алдидики назарәтчиләр тәрипидин тосувелинғанлиқини билдүрүп, йеқиндин буян өзигә қаритилған назарәтниң йәнә күчәйтилиши униңға вә әмдила 5 яшқа киргән кичик оғлиға еғир роһи бесим елип кәлгәнликини билдүрди.

Гүзәлнур ханим даириләрниң 5-июлдин башлап бина алдида қайтидин пәйда болған назарәтчиләрниң бу аилигә зиярәткә кәлгән һәрқандақ кишиниң униң билән көрүшүшигә йол қоймай тосқунлуқ қилғини үчүн, өзиниң улар билән бирқанчә қетим такаллишип қалғанлиқини билдүрүп, илгирики назарәтчиләрдин пәрқлиқ болған бу қетимқи назарәтчиләрниң униңға қилған қопал муамилиси вә йолсизлиқи, уни йоқлап кәлгән достлирини әнсиритип өзидә вәһимә пәйда қилғанлиқи үчүн,  адвокат арқилиқ бу аилигә қаритилған назарәт үстидин әрз қилишқа тәйярлиниватқанлиқини билдүрди.

Хитай өктичиси ху җия йәнә 17-июл пәйшәнбә күни германийә радиосиниң зияритини қобул қилип, өзиниң пәйшәнбә күни бейҗиңдики аптомобил тохтитиш мәйданида намәлум кишиләрниң һуҗумиға учриғанлиқини вә бу қетим таяқ йейишиниң сәвәби өзиниң йеқиндин буян елип барған паалийәтлири болупму, тутқундики уйғур зиялийси илһам тохтини қоллиғанлиқи сәвәб болғанлиқини билдүргән.

Гүзәлнур ханим илһам әпәндиниң йеқин достлиридин бири болған ху җияниң һуҗумға учриғанлиқи һәққидики хәвәрдин әпсусланғанлиқини билдүрүп, даириләрниң қатму-қат бесими, назарити вә тәқиб қилиши сәвәблик илһам әпәндиниң достлири вә оқуғучиларниң нөвәттә бу аилә билән барғанчә йирақлишиватқанлиқини, бу хил вәзийәтниң уруқ туғқанлиридин айрилип, тәтил күнлиридә бейҗиңда кичик оғли билән ялғуз яшаватқан өзигә роһи җәһәттин техиму еғир бесим елип кәлгәнликини билдүрүп, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә һәққанийәтни яқлиғучи кишиләрниң ери илһам тохти вә 24 саәтлик назарәт сәвәбидин нормал яшаш әркинликидин мәһрум болуватқан өзиниң әһвалиға диққәт қилишқа чақирди.

Уйғур өктичи зиялийси илһам тохти әпәнди бу йил 15-январ күни бейҗиңдики өйидин тутқун қилинғандин буян, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири, зиялийлар, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб демократик дөләтлири хитай һөкүмитини тинчлиқ йол билән уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилған тонулған уйғур зиялийси илһам тохтини қоюп беришкә чақирип кәлмәктә. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң “халиғанчә тутқун қилиш мәсилилири хизмәт гурупписи” му йеқинда елан қилған бир баянатида, хитай һөкүмитини тәтқиқатчи илһам тохтини дәрһал қоюп беришкә вә униңға төләм төләшкә чақирған. Улар баянатида, пикир вә сөзләш әркинликиниң инсанларниң тәбиий һоқуқи икәнлики, илһам тохтиниң буниң үчүн җазаға тартилмаслиқи керәкликини билдүргән вә хитай һөкүмитиниң илһам тохтини қолға елиш арқилиқ хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамисигә еғир дәриҗидә хилаплиқ қилғанлиқини билдүргән иди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.