“хәлқара кишилик һоқуқ күни” дә уйғур, тибәт вә хитайлар лондонда намайиш өткүзди
2017.12.11

Әнглийәдики уйғур, тибәт вә хитайлар 10-декабирдики “хәлқара кишилик һоқуқ күни” дә лондондики хитай әлчиханиси алдида намайиш өткүзүп, хитай һөкүмитиниң күнсайин начарлишиватқан кишилик һоқуқ хатирисигә наразилиқ билдүрди вә шундақла әнглийә баш министири тереса май ханимға тәләп хети сунди.
Намайишни әнглийәдики “уйғур, тибәт вә хитай демократлири һәмкарлишиш гурупписи” уюштурған болуп, намайишчилар қоллирида “әркинлик, кишилик һоқуқ вә демократийә” дегән сөз-ибариләр йезилған инглиз, тибәт, уйғур вә хитай тиллиридики лозункиларни көтүргән һалда хитай әлчиханисиниң алдида шоар товлап намайиш өткүзди.
Намайишқа тибәтликләр, бир қисим хитайлар вә уйғурлардин болуп 100 дин артуқ киши қатнашқан. Биз нәқ мәйданға телефон қилип, намайишқа қатнашқан уйғур паалийәтчи рәхимә мәхмут ханим вә керәм заһир әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Рәхимә мәхмут ханим 10-декабирдики “дуня кишилик һоқуқ күни” мунасивити билән әнглийәдики тибәт, уйғур вә демократ хитайлар бирликтә лондондики хитай әлчиханиси алдида намайиш өткүзүлгәнликини, намайишта һәр милләттин иккидин сиясий мәһбусниң тонуштурулғанлиқини баян қилди.
Рәхимә мәхмут ханим намайишта уйғур сиясий мәһбуслардин илһам тохти билән гүлмирә иминни тонуштурғанлиқини илгири сүрди.
Игилинишичә, намайиш җәрянида хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тоғрисида тәйярланған бир парчә хәт әнглийә баш министири тереса май ханимға сунулған вә шу мәйданда мухбирларға баянат берилгән. Уйғур паалийәтчиләрдин керәм заһир әпәнди 2 саәт давамлашқан бу намайишниң лондонда зор тәсир пәйда қилғанлиқини баян қилди.
Әнглийәдики уйғур, хитай вә тибәтләрдин тәркиб тапқан бу “һәмкарлиқ гурупписи” 8 йилдин бери лондонда көп қетим паалийәт елип барған. Рәхимә мәхмут ханимниң тәкитлишичә, бу йилқи намайишниң бурунқиға охшимайдиған алаһидә тәрәплири бар икән.
Әнглийәдики “уйғур, тибәт вә хитай демократлири һәмкарлишиш гурупписи”буниңдин 8 йил илгири лондонда қурулған болуп, һәр йили 10-декабир “дуня кишилик һоқуқ күни” дә бирләшмә намайиш өткүзүп кәлмәктикән. Улар йәнә хитай дөләт рәһбәрлири әнглийәгә зиярәткә кәлгәндә яки хитай тәрәп лондонда чоң паалийәтләрни уюштурғанда хитайға қарши бирләшмә намайишларни тәшкилләп кәлмәктикән.