“хәлқара кишилик һоқуқ күни” дә уйғурларниң кишилик һоқуқини капаләткә игә қилиш тәләп қилинди

Мухбиримиз ирадә
2017.12.09
BDT-belgisi.jpg Б д т бәлгиси чүшүрүлгән сәһнә арқа көрүнүши. Б д т баш штаби. 2013-Йили 3-сентәбир.
AP Photo/Bebeto Matthews

10-Декабир күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин “хәлқара кишилик һоқуқ күни” қилип бәлгиләнгән. Бу күн мунасивити билән елан қилинған баянатларда уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң тарихтики әң еғир бир вәзийәттә туруватқанлиқи вә бу әһвалға хатимә бериш үчүн хәлқара җамаәтниң өз мәсулийитини ада қилиши керәклики тәкитләнди.

1948-Йили 10-декабир күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати “универсал кишилик һоқуқ хитабнамиси” ни рәсмий қобул қилип, һәрбир инсанниң туғулушидинла әркин икәнлики вә уларниң кишилик һоқуқиниң дәхли-тәрузсиз икәнликини җакарлиған иди. Бу хитабнамигә қол қойған дөләтләрниң өз пуқралириниң кишилик һоқуқини капаләткә игә қилиш мәсулийити барлиқи ениқ бәлгиләнгән хитабнамидә барлиқ хәлқләрниң өз қәдир-қиммити вә ғурури билән яшаш, өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи барлиқи әскәртилгән иди. 

“универсал кишилик һоқуқ хитабнамиси” қобул қилинған 10-декабир күни шундин буян “дуня кишилик һоқуқ күни” сүпитидә хатирилинип кәлмәктә. Хитай һөкүмити бу хитабнамигә 1971-йили қол қойған болсиму, бирақ униң кишилик һоқуқ хатириси һелиһәм начар дөләтләр қатарида баһалинип кәлмәктә. Болупму хитайдики уйғур, тибәт қатарлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқ әһвали хәлқарада күчлүк әндишә пәйда қилмақта. 

Дуня уйғур қурултийиниң алий рәһбири рабийә қадир ханим бүгүн радийомизниң зияритини қобул қилип, “дуня кишилик һоқуқ күни” дә уйғурлар вәзийитиниң диққәткә елиниши керәкликини тәкитлиди. 

8-Декабир күни йәнә явропа иттипақиниң хитайда турушлуқ вәкилләр һәйити хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә бир парчә баянат елан қилди. Бу баянатта уйғур зиялийси илһам тохти алаһидә тилға елинған. Баянатта мундақ дейилгән: “явропа иттипақиниң хитайда турушлуқ вәкилләр һәйити нобел тинчлиқ мукапати саһиби люшавбониң түрмидики өлүмидин қаттиқ әпсуслиниш билән бир вақитта, җияң тйәнюң вә уйғур зиялийси илһам тохтиға охшаш кишилик һоқуқ қоғдиғучилириниң дәрһал қоюп берилишини тәләп қилимиз.” 

Мәзкур һәйәт баянатида өткән бир йил мабәйнидә, хитайда пикир вә учур әркинлики һәм шундақла интернетқа қаритилған қамалниң зор дәриҗидә күчийип кәткәнликини әскәртип, хитайдики пуқраларниң әң негизлик һоқуқлириниңму капаләткә игә қилинмаслиқиниң өзлирини қаттиқ әпсусландурғанлиқини баян қилған. 

Фирансийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, германийәниң хитайда турушлуқ әлчиси майкил клаус өз алдиға баянат берип, хитайдики диний бесим сиясити вә шундақла униң иҗтимаий гуруһларға кәлтүргән риязәтлирини тәнқид қилған.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди бүгүн радийомизға қилған сөзидә, “хитай иқтисадий күчини пәш қилип дунядики демократик авазларни боғушқа урунуватқан бир шараитта хәлқара җамаәтчиликниң ортақ һәрикәт қилип, ортақ қаршилиқ көрситишиниң әһмийити зор,” дәп көрсәтти. 

Бүгүн, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиму кишилик һоқуқ күни мунасивити билән елан қилған баянатида, хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилаш үчүн хәлқара җәмийәтләрниң ортақ һәрикәт қилиши вә хитайға ортақ бесим ишлитиши керәкликини билдүрди. Мәзкур тәшкилатму өз баянатида хитай һөкүмитини түрмидики уйғур зиялийси илһам тохти қатарлиқ барлиқ сиясий мәһбусларни азад қилишқа чақирди. 

Америкидики “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” му пәйшәнбә күни елан қилған баянатида, хитай һөкүмитиниң өзи қол қойған кишилик һоқуқ хитабнамисидики маддиларға хилап һалда, уйғурларниң миллий, диний һоқуқлири, пикир-учур әркинлики, йиғилиш әркинликини қаттиқ қамал қилип кәлгәнликини баян қилған. Баянатта дуня җамаәтчиликидин уйғурларниң кишилик һоқуқ вә башқа инсаний тәләплирини қоллаш шундақла б д т тор бетидә ечилған мәхсус мунбәргә сөз қалдуруш арқилиқ хитай һөкүмитигә бесим пәйда қилип, уларға уйғурлар учраватқан зулумниң унтулмайдиғанлиқини билдүрүшкә дәвәт қилған. 

Мәлум болушичә, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң әнглийәдики шөбиси 10-декабир күни хитайниң лондонда турушлуқ әлчиханиси алдида намайиш қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.