Нурғун уйғурлар лагерларға сулинип аилилири ханивәйранчилиққа учримақта
2018.08.17

Түркийәдә яшаватқан көплигән уйғурларниң вәтәндики аилилири “йепиқ тәрбийиләш” намдики лагерларға қамилип, уларниң аилилириниң парчилинип кетиватқанлиқи вә ханивәйранчилиққа учраватқанлиқи мәлум болмақта. Буларниң ичидики бәзи аилиләр оғул-қизлиридин, бәзилири ака-ини, ача-сиңиллиридин, бәзи кичик өсмүрләр ата-анилиридин айрилип қалмақта. Балилар вә өсмүрләр игә чақисиз қалмақта. Уларниң бир қисимлири дарилетам намдики хитай тили вә мәдәнийити өгитилидиған орунларға йиғивелинмақта икән.
Аилиси вә ширкити вәйранчилиққа учриған вә һазир түркийәдә яшаватқан уйғур паалийәтчи ясин һәсән әпәнди оғли османҗан ясин вә қизи руқийә ясин қатарлиқларниң 2017-йили 5-айдин башлап үрүмчи уланбайдики йиғиливелиш мәркизигә суланғанлиқини ашкарилиди.
Османҗан ясин бу йил 30 яшқа киргән болуп үрүмчидә бир ширкәт ачқан икән, у 2016-йили дубәйгә саяһәткә чиққан икән. Руқийә ясин бу йил 27 яшқа киргән икән. Дадиси ясин һәсән әпәнди баллириниң һеч қандақ җинайити болмисиму наһәқ тутулғанлиқини билдүрди.
Ясин һәсән әпәнди йәнә бир күйоғли, бир келини вә бәш нәврисидин хәвәр алалмиғанлиқини, уларниң ақивитидин әндишә қиливатқанлиқини ипадилиди.
Ясин һәсән әпәнди дуня җамаәтчиликигә вә шундақла хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириға мураҗиәт қилип, уларни хитайға бесим ишлитип уйғурлар үстидики зулумниң хатимә берилиши вә аталмиш “йепиқ тәрбийиләш” лагерлириниң тақилиши үчүн күч чиқиришқа чақириқ қилди.
Истанбулда яшаватқан аминә муһәммәтҗан исимлик йәнә бир уйғур аниму бүгүн радийомиз зияритини қобул қилип, қизи гөһәр ниҗатни әсләп көз йеши қилди.
Униң билдүрүшичә қизи гөһәр илгири түркийәгә кәлгән болуп, үрүмчигә қайтқандин кейин түркийәгә қайта қайтип келиш алдида тутулуп кетилгән икән. Аминә ханимниң билдүрүшичә, у қизиниң түрмигә қамалғанлиқини аңлиған болсиму, лекин қайси түрмидә икәнликини, қанчә йиллиқ кесилгәнликини билмәйдикән. 16 Айдин буян қизи һәққидә һеч қандақ учур алалмиған икән.
Аминә ханим зияритимиз җәрянида өзиниң үрүмчи шәһири тәңритағ райони даван сақчиханисиға қарашлиқ җинтән аһалиләр олтурақ районида олтуридиғанлиқини билдүрди. Аминә ханим 2016-йили түркийәгә саяһәткә кәлгән болуп, башқиларниң “қайтсиңиз тутувалиду” дегән гепи билән қайтип кәтмәй туруп қалған икән.
Аминә ханим қизи гөһәр ниҗат һәққидә дуня җамаәтчиликигә сөз қилип мундақ деди: “мән пүтүн дунядики чоң дөләтләргә, б д т ға, хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириға мениң қизимға охшаш наһәқчиликкә учриған уйғурларға көңүл бөлүшкә, уйғурларниң әһвалини һәқиқий тәкшүрүш елип берип, адил бир һөкүм чиқиришиға шундақла хитайға бесим ишлитишкә чақириқ қилимән.”
Бу һәқтә пикир баян қилған дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, доктор әркин әкрәм мундақ деди: “хитайниң җаза лагерлирини тақаш үчүн чәтәлләрдики тәшкилатлар яки уйғур паалийәтчилириниң өз алдиға бир күчи болмайду. Шуниң үчүн хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири арқилиқ хитайға бесим ишлитишниң вәзийитини яритиши лазим. Буни қилиш үчүн чоқум дәлил-пакит вә мәнбә болуши керәк. Дәлил-испат болмиса, хәлқаралиқ органларму хитайға бесим ишлитәлмәйду. Шуниң үчүн чәтәлләрдики уйғурлар өзлири бешидин өткүзгән зулум наһәқчиликләрни вә яки лагерларға наһәқ суланған уруқ-туғқанлириниң әһвалини ашкара қилиши керәк.”