“сериқбуя вәқәси” гә түрк мәтбуатлирида кәң көләмдә орун берилди
2013.04.25

Түнүгүн хитай вә хәлқарадики мәтбуатларда, маралбешиниң сериқбуя йезисида сақчилар билән аһалиләр оттурисида тоқунуш йүз бәргәнлики хәвәр қилинғандин кейинла, түркийидики әң чоң телевизийә қаналлири, радиолар вә гезит - журналлар бу хәвәргә кәң көләмдә орун бәрди.
Түркийиниң әң чоң телевизийә қаналлиридин башқа һөрийәт”, “миллийәт”, “дуня билтәни”, “хәвәр замани” қатарлиқ гезитләрму “шәрқий түркистанда йәнә тоқунуш мәйданға кәлди”, “шәрқий түркистанда йәнә қан төкүлди” “шәрқий түркистанда мәйданға кәлгән тоқунушта 21 киши қаза тапти” дегәнгә охшаш темиларда хәвәр қилди. Булардин башқа түркийә дөлитиниң әң чоң хәвәр агентлиқлиридин бири анатолийә хәвәр агентлиқи бу һәқтә мәхсус хәвәр йезип тарқатти. Хәлқара мәтбуатлардики хәвәрләргә асаслинип туруп бәргән хәвәрдә, тоқунушта 21 кишиниң өлгәнлики баян қилинған.
“һөрийәт” гезитидики хәвәргә “хитайниң қанунсизлиқи давамлашмақта” дегән ян темида д у қ ниң муавин рәиси сейит түмтүркниң баянатиғиму орун берилгән болуп, хәвәрдә мунулар баян қилинған:
“дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди анатолийә хәвәр агентлиқиға бәргән баянатида, хитай хәвпсизлик хадимлириниң бир өйгә бастуруп кириши билән вәқә башланғанлиқини, буниңда 10 кишиниң өлгәнлики шуниң билән бәзи аһалиләрниң хәвпсизлик хадимлириға һуҗум қилғанлиқини, нәтиҗидә вәқәниң кеңийип көп санда кишиниң өлгәнлики илгири сүрди. Сейит түмтүрк әпәнди уйғурларниң йеңи һакимийәт бешиға кәлгән хитай рәһбәрлиридин бәзи үмидләрни күткән болсиму хитайниң бу қанунсизлиқиниң давамлишиватқанлиқини тәкитләп өтти.”
“һөрийәт” гезитидики хәвәрдә қәшқәр маралбеши наһийиси серқбуя йезисида мәйданға кәлгән бу вәқәниң 2009 - йили йүз бәргән үрүмчи вәқәсидин кейинки әң чоң вәқә икәнлики йезилған.
Бу хил вәқәләргә кейинки йилларда түрк мәтбуатлириниң кәң көләмдә орун беришидики сәвәб немә? түркийидә техиму көп мәтбуатта орун елиш үчүн уйғурлар немиләрни қилиши керәк? ши шинпиң башчилиқидики йеңи һөкүмәттин бәзи уйғурлар үмид күтүватқан бир пәйттә 23 - април күни сериқбуяда бундақ бир вәқәниң йүз бәргәнлики неминиң бишарити? хитайниң уйғур сиясити өзгәрмәй мушундақла давамлишидиған болса, қандақ ақивәтләрни елип келәр? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн түркийә истратегийилик чүшәнчә институти мутәхәссиси др. Әркин әкрәм вә уйғур паалийәтчи һамутхан көктурк әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.