Хитай һөкүмити 23 - април маралбеши вәқәсиниң тәпсилатини елан қилди
2013.04.30

Америка һөкүмитиниң чақириқи вә хәлқара җамаәт пикриниң бесими нәтиҗисидә бүгүн хитай һөкүмити маралбешида йүз бәргән 23 - април сериқбуя вәқәси һәққидә йәнә бир қатар мәлуматларни ашкарилиди.
Тәпсилий мәлумат дәп берилгән бу хәвәрләрдә, вәқәни қасим мәмәт вә муса һәсән башчилиқидики 25 кишилик бир террорлуқ гуруһиниң садир қилғанлиқини, аталмиш террорчиларниң өзлири байқалған өйдә һуҗум елип барғандин сирт, сериқбуя базарлиқ һөкүмити вә базарлиқ сақчиханиғиму һуҗум қилғанлиқи баян қилинди. Муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләр, хәвәрдә вәқә җәряниниң йетәрлик дәриҗидә тәпсилий баян қилинмиғанлиқини, болупму вәқәниң харәктериниң бурмиланғанлиқини илгири сүрүшмәктә. Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программисини аңлайсиләр:
Хитай хәвәрлиридә баян қилишичә, вәқә қасим мәмәт башчилиқидики 25 кишилик бир гуруһ тәрипидин садир қилинған. Хәвәрдә гуруһ әзалириниң сериқбуя базирида пәрқлиқ кочиларда өй иҗаригә елип олтурғанлиқи, уларниң қасим мәмәт олтурған өйгә давамлиқ топлинип, һуҗум елип бериш үчүн маддий вә мәнивий җәһәттин тәйярлиқ қилишқанлиқи баян қилинған. Хәвәрдә йәнә гуруһтикиләрниң 8 данә қилич вә 20 данә партлатқуч қурулма ясиғанлиқи,5 қетим партлитиш синиқи елип барғанлиқи вә тизгинәк қатарлиқ көп санда зораванлиқ қоралллирини сақлиғанлиқи тилға елинған.
Хәвәрдә аталмиш террорчиларниң мәқсити, қәшқәрдә адәм көп мәркәзләшкән җайда, партлитиш елип бериш икәнлики баян қилинған.
Хәвәрдин мәлум болушичә, вәқә йүз бәргән күни, сақчи вә мәһәллә кадирлири, гумандар мәмтимин баратниң өйидә тәкшүрүш елип барғанда, мәмтимин барат әһвални намәлум бир орунда ишләватқан қасим мәмәткә мәлум қилған. Қасим мәмәт 5 нәпәр сәбдиши билән бирликтә мотсекилитлар билән, вәқә йүз бәргән өйгә йеқин җайда өй иҗаригә елип олтуриватқан йәнә бир сәбдиши муса һәсәнниң өйигә йетип келип вәзийәтни йеқиндин көзәткән. Вә бу өйдики қиличлирини қолиға елип, мәмтимин баратниң өйидики вәзийәтни сирттин көзәткән.
Қасим мәмәт мәмтимин баратниң өйидики вәзийәттин, өз планлириниң йошурғили болмайдиған вә өзлириниңму аман қалмайдиғанлиқи дәриҗисигә йәткәнликини байқиғандин кейин сәбдашлири билән бирликтә мәмтимин баратниң өйигә бесип кирип сақчи вә кадирлар билән тоқунушқан.
Хәвәрдә йәнә баян қилинишичә, сақчи башлиғи бир нәпәр гумандарни етип ташлиған, униңдин кейин һуҗумчилар, сақчи вә кадирларни вәқә садир болған өй ичигә мәҗбури солап өйгә от қоювәткән. 9 Нәпәр сақчи вә хадим отта көйүп өлгән.
Өйгә от қоювәткәндин кейин һуҗумчиларниң аман қалғанлиридин бир қисими базарлиқ һөкүмәт бинасиға һуҗум қалған, йәнә 3 нәпири болса, бир мотсекилитни булап елип, мотсиклит билән сақчиханиға һуҗум қилған вә сақчиханиниң архип бөлүми вә ятақханисиға от қойған. Сақчилар уларни нәқ мәйданда етип өлтүргән.
Хәвәрдә сақчи вә кадирлардин 15 кишиниң өлгәнлики, һуҗумчилардин 6 нәпириниң өлтүрүлгән, 8 нәпириниң нәқ мәйданда тутулған, 11 нәпириниң болса, үрүмчи, байинғулин қатарлиқ җайларда тутулғанлиқи баян қилинған.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар, юқирида дейилгәнләр, хитай ахбаратидики бүгүнки учурлар болуп, буниңда, хитай тәрәптин җәмий қанчилик сақчиниң вәқәгә қолға салғанлиқи, вәқәдә әң башта кимниң кимгә һуҗум қилғанлиқи, мәзкур тәшкилатниң нами, программиси қатарлиқ учурлар йәнила тилға елинмиған. Бүгүн муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләрдин мәмәт тохти әпәнди бу һәқтә пикир баян қилип соаллиримизға төвәндикидәк җаваб бәрди.
Соал: сизчә хитай тәпсилий мәлумат сүпитидә бәргән юқирқи мәлуматлар, омуми җәһәттин алғанда тоғрилиқ еһтималлиқ қанчилик? йәни бәлгилик дәриҗидә ишәндүрүш күчигә игиму?
Җаваб: мәлуматларға омуми нуқтидин қариғанда маралбешида бир қанлиқ тоқунуш вәқәси йүз бәргәнлики ениқ;. Әмма хәвәрдики мәлуматларда тепилидиған җавабтин туғулидиған соал көп.
Соал: мәсилән, сиздә гуман пәйда қилған нуқтилар қайси?
Җаваб: биринчиси вәқәдә келип чиққан зиян билән, вәқә садир қилғучиларниң қолланған қоралниң күчи оттурисида бир маслиқ йоқ. Бирқанчә данә қилич вә бензин билән сақчиларму ичидә 15 кишини қисқа вақит ичидә өлтүриветишниң мумкинчилики мениң әқлимдин өтмәйду.
Униң үстигә көрүнүштин қариғанда, бина хели чоңла бина, отта көйишиму асан әмәс, соланғучиларниң қечип чиқип кетиш имканиму бардәк қилиду.
Соал: сизчә вәқә һәққидики хәвәрдә чоқум билдүрүлиши керәк болған нуқта қайсилар иди?
Җаваб: өйниң ичидә тоқунушниң башлиниш нуқтиси йәни оқ чиқириш вә хәнҗәр урушниң алдида икки тәрәпниң өзара немиләрни дейишкәнлики чоқум билдүрүлүши керәк иди. Униңдин кейин әгәр бундақ бир зор вәқә йүз бәргән болса, бу вәқә немә үчүн йүз бәрди? вәқә садир болушиға җәмийәттики қандақ мәсилиләр яки уларниң уларниң шәхсий һаятидики қандақ ишлар сәвәп болди, бу нуқта айдиңлишиш керәк иди. Хәвәрдә дейилгәндәк, бир гуруһ кишиләр җенини алқиниға елип хитайниң қораллиқ сақчилириға һуҗум қилған болса, у кишиләрни мушу хил һәрикәткә мәҗбурлиған чоқум бир реал сәвәбләр болиду; бу һәқтә һечқандақ баян йоқ; берилгән мәлуматлар пәқәт вәқә садир қилғучиларни террорчи қилип көрситиш үчүн, йәнә биргә уйғурларни өз ичидин җедәлгә селиш үчүн тәйярланғандәк көрүнди.
Соал: ундақта, вәқәни пүтүнләй ойдурма, хәвәрдики пакитларни пүтүнләй тоқулма дәп қарамсиз вә яки?
Җаваб : ундақ әмәс, шәрқи түркистанниң омуми вәзийити көздә тутулса бу хил тоқунуш вәқәсиниң шәрқи түркистанниң һәрқандақ бир йеридә һәр вақит йүз бериш мумкинчилики бар; мән һәтта хәлқимиз ичидә хитай һакимийитигә қахшатқуч бир зәрбә беришни кечә - күндүз ойлайдиған, планлайдиған нурғун кишиләр барлиқиға ишинимән. Мениң дәватқиним, хитай һөкүмити сериқбуйидики вәқәдә муһим бир қисим учурларни йошуриватиду.
Соал: йәни хитай сақчилириниң вәқәни бесиқтуруш җәрянида қанунйлиқтин һалқиған бир иш - һәрикәтлири болуши мумкин демәкчиму?
Җаваб: дәл шундақ. Бу йәрдә хәлқара җамаәт қобул қилалмайдиған бир тәдбирләр қолланған болуши мумкин. Вәқәниң келип чиқишида сақчиларниң наһайити чоң бир йолсизлиқ қилған, вә шиддәтниң зорийип кетишидә хитай сақчилириниң һәддидин зиядә күч қолланған бир еһтималлиқи бар. Шуңа хәвәрдики тәпсилатлар бир - биригә мас вә уйғун әмәс. Дәсләпки хәлқара хәвәрләрдә тарқалған, бир аялниң йүзидики пәрәнҗиниң ечиветилиши, гумандарлардин бириниң сақчилар тәрипидин җото билән чанап өлтүрүлүши қатарлиқ пакитлар мениң бу гуманимниң йәнә бир асаси.
Соал: хәвәрниң ишәндүрүш күчи һәққидә ахирида дәйдиғиниңиз?
Җаваб: мәнтиқ бойичә ейтқанда, хитай һөкүмитидин вәқә һәққидә тоғра мәлуматни күтүшниң өзиму тоғра әмәс. Чүнки хитай һөкүмити вәқәни садир қилғучи йәнә бир тәрәп. Шуңа бу вәқә һәққидә вәқәгә тәрәпсиз мустәқил ахбарат органлириниң мәлуматила пайдилиниш қиммитигә игә дәп қараймән.
Һөрмәтлик радийо аңлиғучилар юқирида, 4 - април сериқбуя вәқәси һәққидә хитай һөкүмити бәргән тәпсилий мәлумат вә униңға қарита сиясий көзәткүчи мәмәт тохти әпәндиниң қарашлирини аңлидиңлар.