Маралбешиға мәхпий барған бир чәтәл мухбириниң сериқбуя вәқәси һәққидә көргән, аңлиғанлири
2013.04.29

Хитайниң маралбеши сериқбуя вәқәси һәққидики хәвәрлири хәлқара җамаәтчиликтә гуман пәйда қилғандин кейин бир қисим чәтәл мухбирлири нәқ мәйдандин әһвал игиләш үчүн һәрикәт қилип баққан.
Мәлум болушичә, б б с ниң бейҗиңда турушлуқ мухбири даймян граматикас Damian Grammaticas әпәнди 26- април күни, өзиниң мухбирлиқ салаһийитини йошурған һалда сериқбуйи базириға йетип барған; у вәқә йүз бәргән җайдики аһалиләр вә сақчилар билән чәклик һалда сөзлишиш вә сериқбуя базириниң омуми вәзийитини көзитиш арқилиқ, хитай ахбаратидин пәрқлиқ мәлуматларға еришкән.
Мухбир буниңға асасән “хитай һөкүмитиниң сериқбуя вәқәси һәққидики баянати үстидә гуманлар” намлиқ мақалә елан қилди. Бу мақалә мәзкур вәқә һәққидә битәрәп ахбарат органлири тәрипидин нәқ мәйдандин берилгән тунҗи хәвәр болуп һесабланди. Төвәндә бу мақалиниң тәпсилий мәзмунини тонуштуримиз. Бу программини мухбиримиз шөһрәт һошур тәйярлиди.
Мақалиниң баш қисмида уйғур райони һәққидә қисқичә мәлумат берилип мундақ дейилгән : “шинҗаң дегән сөзниң мәниси йеңи чегра, бу җай җуғрапийә вә мәдәнийәт җәһәттин, бейҗиңға қариғанда, оттура асия вә афғанистанға йеқин. Шинҗаң нефит вә газға бай, ениргийәгә ач хитай һөкүмити, бу тинимсиз җайни тез тәрәққи қилдурушниң койида, әмма хитайниң бу җайни идарә қилиш түзүми вә хитай көчмәнлириниң еқини райондики уйғур мусулманлириниң наразилиқини қозғаватиду һәмдә вәзийәтни җиддийләштүрүватиду, әң йеқинда йүз бәргән сериқбуя вәқәсидиму 21 киши һаятидин айрилди.”
Мақалидә баян қилишичә, мухбир сериқбуйиға беришта вә сериқбуйини зиярәт қилиш давамида өзиниң мухбирлиқ салаһийитиниң бәк көзгә челиқип кетишидин сақланған. Сериқбуя базирида, доппилиқ кишиләрниң ишәк һарвилиқ меңип йүргәнлики, пәрәнҗә артқан аялларниң мивә - чивә сетиватқанлиқи тилға елинған мақалидә, базарниң наһайити қайнам - ташқин икәнлики, ташқи көрүнүшидин һечқандақ бир җиддийликни байқиғили болмайдиғанлиқи баян қилинған.
“бирақ, сақчи аптомобиллири тохтимай кезип йүриду вә күч көрситип һелидин - һелиға чирақлирини лапилдатса, йәнә турупла чиқиратма сигнал бериду” апторниң бу сөзләрдин кейин баян қилишичә, вәқә сериқбуя базириниң мәркизидә йүз бәргән. Вәқә йүз бәргән вә йерими көйүп кетилгән икки қәвәтлик бир өй сақчилар тәрипидин һелиһәм қоршавда турмақта.
Мақалидә, хитай тәрәпниң вәқә һәққидики чүшәндүрүши қисқичә сөзләп өтүлгәндин кейин, сериқбуйида көргән - аңлиғанлириниң һөкүмәтниңкигә охшимайватқанлиқи тәкитләнгән. “биз сериқбуйида көргән кишиләрниң көпинчиси биз билән сөзлишиштин қорқти, чүнки улар сирттин кәлгән кишиләр билән сөзләшмәслик һәққидә агаһландурулған. Шундақтиму биз йәнә, вәқәни көргүчиләр билән сөзлишишкә мувәппәқ болдуқ.” ухбир бу сөзлиридин кейин, йәрлик аһалиләрниң вәқә садир қилғучиларни террорчи дәп қаримайдиғанлиқини әскәрткән. Мухбирниң игилишичә, сериқбуйидики наһайити диндар бир аилә билән йәрлик һөкүмәт хадимлири арисида узундин бери сүркилиш болуп келиватқан болуп, хадимлар, бу аилидики қизларниң бешидики пәрәнҗини еливетишни, оғулларниң болса, сақилини чүшүриветишни буйруп кәлгән. Әмма аилә бу буйруққа итаәт қилмиған. Бу қетимқи вәқә, хадимлар дәл әнә шу өйдә тәкшүрүш елип бериватқанда йүз бәргән. Мухбир мақалисидә вәқәниң қачан, қәйәрдә, немә сәвәбтин йүз бәргәнликини биләлигән болсиму, әмма вәқәниң қандақ болуп, өй тәкшүрүштин тоқунушқа айлинип кәткәнлик җәрянини биләлмигәнликини әскәрткән. Мәлум болушичә, мухбирға пикир баян қилған аһалиләрдин бири, өз кимликини йошурған һалда мундақ дегән : “мәнчә, сақалниң террорлуқ билән алақиси йоқ. Аялларни йүзини ечишқа мәҗбурлаш диний етиқадқа қилинған һөрмәтсизлик.” мухбир йәнә нәқ мәйданни көргән бир гуваһчи биләнму сөзләшкән; гуваһчи өз көзи билән көргинини мундақ баян қилған: “сақчилар келивататти, бир яриланған киши қолида бир метир узунлуқта бир қиңғирақни көтүрүп, сақчиларни қоғлиди. Сақчилар, базарниң удулдики бир һөкүмәт ишханисиға қарап қечишти; бир чағда пичақ көтүргән яридарниң путиға оқ тәгди вә йәргә йиқилди, бу чағда сақчилар топлишип келип, яридарни җото билән чанап өлтүрүшти. Бу әһвални көрүп, яридарға ярдәм қилиш үчүн келиватқан икки сәпдишиму арқисиға чекинип дуканларда далдиланди.” мухбир мақалисидә мана бу аңлиғанлириға асасән, вәқә садир қилғанлардин аз дегәндә бириниң етип әмәс, чанап өлтүрүлгәнликини илгири сүргән вә бу һәқтә мундақ дегән : “мана бу, һөкүмәтниң террорчиларни етип өлтүрдуқ дегән сөзиниң растлиқини инкар қилиду, шундақла йәнә сақчиларниң башқа гумандарларни оққа тутушиниңму қанунийлиқи үстидиму гуман туғдуриду.”
Мухбир йәрлик аһалиләр билән сөзлишиватқан бу пәйттә, сақчилар йетип келип, уларниң бихәтәрликини қоғдаш баһаниси билән, уларни йәрлик аһалиләр билән давамлиқ сөзлишишкә йол қоймиған. Мухбир бу һәқтә мундақ дегән : “һүкүмәт бу җайға мухбирларниң қәдәм бесишини халимайдиған болғачқа, бу йәргә келиштә вә бу йәрни зиярәт қилишта өз кимликимизни ашкарилимаслиққа тириштуқ.... Шундақтиму, йәнила әһвални тәпсилий игиләшкә өлгүрмәй бу җайдин айрилишқа мәҗбур болдуқ. Мәлум болған нәрсә шу: бу җайда бу хил зораванлиқ вәқәлири тохтимай йүз бериватиду, кишиләр тохтимай өлүватиду, өлгүчиләр арисида, уйғурларму, хәнзуларму бар.”
Мухбир “хитайниң сериқбуя вәқәси һәққидики баянлар үстидә гуман” намлиқ бу мақалисидә, вәқә йүз бәргәндин кейин хитай билән америка тәрәп арисида йүз бәргән талаш - тартишниму әсләп өткән. Мақалидә баян қилинишичә, америка вәқә йүз бәргәндин кейин, шинҗаңниң вәзийитигә, болупму маралбешидики вәқәгә йеқиндин көңөл бөлидиғанлиқини ейтқан вә вәқәниң тәпсилатини уйғур хәлқи вә хитай хәлқиғә очуқ ашкарилашни тәләп қилған. Хитай ташқи ишлар баянатчиси хуа чүнйиң буниңға инкас қайтуруп, “америка террорчиларни әйиблимәйла қалмастин, бизниң аз санлиқ милләтләр сияситимизгиму мәсулийәтсизчә баһа бәрди” дәп наразилиқ билдүргән.
Мухбир мақалисиниң ахирида, хитайниң уйғур райониға бир тәрәптин зор миқдарда мәбләғ селиватқан болса, йәнә бир тәрәптин бу җайда узун муддәт муқимлиқни қоғдаш үчүн уйғурларни төмүр муш билән башқуруватқанлиқини оттуриға қоюп, хитайниң райондики зиддийәтни бир тәрәп қилишта мәсилигә тоғра диягноз қоялмайватқанлиқини илгири сүргән.