Чағдаш зәкийләр: “милләтләр баравәр болмиған йәрдә иттипақлиқ болмайду!”

Мухбиримиз әзиз
2016.07.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
milletler-ittipaqliqi-305 Сүрәттә хитай сақчилири үрүмчидики милләтләр иттипақлиқини күйләйдиған бир тәшвиқат вивискиси түвидин өтмәктә
Photo: RFA

Хитай таратқулириниң рәсмий хәвәрлиридин мәлум болушичә, “милләтләр иттипақлиқи” темиси хитай тәвәсидә бир түрлүк омумий еқим сүпитидә күнтәртипкә қоюлуватқанда мәзкур тема уйғурлар диярида баш йетәкчи идийә шәклидә һәммигә йолбашчилиқ қилишқа башлиған. Мәркизий шәһәр үрүмчидин таки җәнуб вә шималдики һәрқайси вилайәт, наһийиләргичә болған җайларда “милләтләр иттипақлиқи” тәшвиқати әвҗ еливатқан бир пәйттә, заманимиздики бир қисим зәкийләр бу һәқтә пикир баян қилип милләтләр баравәр болмиған муһитта иттипақлиқниң ишқа ешиши мумкин әмәсликини тәкитлиди.

Хитайниң һөкүмәт тәрәп хәвәр агентлиқи болған шинхуа тори 2016 - йили март ейида хитай рәиси ши җинпиңниң бейҗиңда “милләтләр иттипақлиқи” ниң муқимлиқ вә гүллиниш үчүн зор әһмийәткә игә икәнлики һәққидә арқа - арқидин қилған сөзини хәвәр қилип узун өтмәйла үрүмчидә “милләтләр иттипақлиқи тәрәққият йили” сәпәрвәрлик йиғини ечилди. Йиғинда 2016 - йилиниң илгирики вақитлардин тартип йолға қоюлуп кәлгән “милләтләр иттипақлиқи тәшвиқат ейи” ниң орниға “милләтләр иттипақлиқи йили” болидиғанлиқи җакарланди.

Аридин узун өтмәйла хитайниң һәрқайси ахбарат васитилири уйғурлар дияридики һәрқайси вилайәт вә наһийиләрдә бу хилдики “иттипақлиқ” тәрбийисигә даир түрлүк тәшвиқат паалийәтлириниң, шундақла охшимиған шәкилләрдики мусабиқиләрниң арқа - арқидин оттуриға чиқиватқанлиқи һәққидә мәлуматлар беришкә башлиди.

2009 - Йилидики үрүмчи “5 - июл вәқәси” ниң йәттә йиллиқ хатирисидә болса уйғурлар дияридики биринчи номурлуқ һоқуқдар шәхс җаң чүншйәнниң “милләтләр иттипақлиқи үчүн төһпә қошқан шәхсләр мәңгүгә унтулмайду” сәрләвһилик баш мақалисиниң хитайдики йүзлигән ахбарат қаналлирида тәңла елан қилиниши уйғурлар дияридики бу сиясий тәшвиқат паалийитиниң йәнә бир қетимлиқ йүксәк пәллигә көтүрүлүшидин дерәк беришкә башлиди.

Һалбуки, бу һәқтики сөһбәт җәрянида дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса хитай даирилири уйғурлар диярида йеңиваштин зор күч билән тәшвиқ қилип келиватқан бу хилдики “милләтләр иттипақлиқи” тәшвиқатиниң өзлири алий мәктәптә оқуватқан 1980 - йиллардила мәвҗут икәнликини, буниң һечқандақ йеңи бир тема әмәсликини тәкитлиди. Униң баянлириға қариғанда шу вақитлардики маарип системисида зор күч билән тәшвиқ қилинған бу паалийәтләр әйни вақитлардики оқуғучилар үчүн бир түрлүк “сиясий шәкилвазлиқ” болуштин башқиға яримиған.

Бу һәқтики сөһбәт давамида долқун әйса бу хилдики тәшвиқатларниң әйни вақитта һечқандақ әмәлий үнүм яриталмиғанлиқини, әксичә хитай даирилири уйғур оқуғучиларға бу хилдики тәшвиқатни таңғансери шунчә көп намайишлар вә һадисиләрниң йүз бәргәнликини әсләтти.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән уйғурлар диярида он нәччә йил маарип хизмити билән шуғулланған уйғур зәкийлириниң бири. У өзиниң вәтәндики әмәлий хизмәт тәҗрибисигә бирләштүргән һалда, уйғурлар билән хитайларға қарита йолға қоюлуватқан пәрқлиқ муамилә ашкара мәвҗут болған шараитта өзлириниң һечқачан хитайлар билән иттипақ болалмиғанлиқини әслиди.

Илшат һәсәнниң пикричә, уйғурлар билән хитайлар оттурисида һәқ вә һоқуқлар, шундақла иқтисадий җәһәттики түрлүк пәрқләр йоқалмиған әһвалда хитай һакимийитиниң уйғурлар билән хитайларни иттипақлаштурмақчи болуши ишқа ашмайдиған бир хил урунуш болуп қалидикән, халас.

Хитай даирилири уйғурлар елидә йиллардин бери зерикмәстин тәшвиқ қилип келиватқан “иттипақлиқ” темиси бәзи хитай зәкийлириниму айландуруватқанлиқи мәлум. Өзиниң хитай деһқанлириниң һәқ вә һоқуқ даваси үчүн қилған адвокатлиқ хизмити сәвәблик хитай һөкүмитиниң тәқиб қилишиға учриған һәмдә кейинчә бейҗиңдики америка әлчиханисиниң биваситә һәмдәм болуши билән америкиға қечип кәлгән әма адвокат чен гуаңчеңму бу мәсилә һәққидә өзиниң ойлиғанлирини биз билән ортақлашти.

Униң қаришичә, хитайдики милләтләр оттурисида баравәрликни ишқа ашурмай туруп иттипақлиқниң ишқа ешишини күтүш тоғра әмәс икән.

У бу һәқтә мундақ деди: “мениңчә, милләтләр арисида баравәрлик болмай туруп қандақму иттипақлиқтин сөз ачқили болсун? йәнә келип бу милләтләр баравәрлики дегәнлик хитай компартийисиниң бир шоари, халас. Әмәлийәттә хитай компартийисиниң бастуруш сиясити қериндаш милләтләргила қаритиливатқини йоқ. Улар йәнә биз хитай хәлқигиму охшаш. Компартийигә қул болушни халимиғанлар, һакимийәттин өзлириниң әң әқәллий һәқ - һоқуқлирини, баравәрликни, байлиқтин вә пурсәттин тәң бәһримән болушни тәләп қилған хитайларниң һәммисила компартийиниң зиянкәшликигә учрайду. Шуңа хитай компартийиси хитайдики 56 милләтни қул қиливатқан әң чоң һөкүмрандур. У һазир башқа қериндаш милләтләрнила қул қилип қалмастин, йәнә биз хитайларниму қул қилмақта. Навада бирав хитай компартийисидин өзигә тегишлик бирәр һоқуқни қайтуруп беришни тәләп қилса, мәйли у хитай болсун яки башқа милләтләрдин болсун, компартийә уларни әдәпләштин қилчә уялмайду. Сиз мениң кәчмишлиримгә, гав җишеңниң қисмитигә, го фейшйоңниң тәқдиригә нәзәр салсиңиз, һәммисиниң охшаш ақивәткә муптила болғанлиқини байқайсиз. Шуңа хитай компартийәсидәк апашкара һалда бизни қул қиливатқан вә уруп соқуватқан бир қара күч гуруһтин һесаб елишимиз лазим. Бу нуқтида һечқандақ иккилиниш керәк әмәс. Хитай компартийисини яхши болуп кетәрмикин, дәп тәмә қилмаслиқ лазим. Чүнки бу мумкин әмәс!”

Алақидар учурлардин мәлум болушичә, һазир “милләтләр иттипақи” тәшвиқати уйғурлар дияридики һәрқайси шәһәр вә наһийиләрдин чәт йеза, қишлақларға кеңийиватқан болуп, җайлардики даириләрниң хизмәт үнүмини баһалаштики бир муһим өлчәм болуп қалмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.