“муқимлиқ” деһқанларниң нимкар ишләш йолини тости
2015.11.03

Мухбирлиримизниң уйғур елиниң йеза-кәнтлиридики деһқанлардин игилигән мәлуматлириға қариғанда, бу йил пахта баһасиниң төвән болуши, тәбиий апәт, һашар, даириләрниң һәддидин ашқан муқимлиқ тәдбирлири қатарлиқ сәвәбләрдин уйғур деһқан-чарвичилар омумйүзлүк зиян тартқан, бундақ шараитта техиму көп деһқанларниң нимкар ишләш йолини таллиши мумкин, әмма даириләр “муқимлиқ” ни баһанә қилип йешил карта беҗиришни тәсләштүрүп, уйғур деһқанларниң наһийә, шәһәрләргә кирип нимкарлиқ қилип җан беқишниң йолиниму тосқан. Әмма уйғур аптоном районлуқ тәрәққият-ислаһат комитети 2-ноябир “шинҗаңда алдинқи үч пәсилдә ишқа орунлашқан йеза ешинча әмгәк күчлири 2 милйон 300 адәм(қетим)ға йәтти” дәп елан қилди. Ундақта бу ишқа орунлашқанлар кимләр? деһқанларниң шикайәтлири даириләрниң йеза ешинча әмгәк күчлирини ишқа орунлаштуруш сиясәтлири һәққидики тәшвиқатлириға соал туғдурмақта.
Җәнобий уйғур дияриниң бир қисим наһийә, йезилирида яз киргәндин та йеңи бир мәвсумлүк деһқанчилиқ ишлири башланғучә, оз юртидин башқа наһийә, шәһәрләргә турмушни қамдаш мәқситидә биңтуән мәйданлириға ишләмчилик қилиш учун чиқиш, деһқанларға деһқанчилиқтин сирт йәнә бир тапавәт йоли иди. Әмма хитай даирилири 2009 - йили үрүмчидә йүз бәргән - 5 июл вәқәсидин кейин, йеза, наһийиләрдики деһқанларниң ишләмчилик үчүнла әмәс, һәтта өзиниң турушлуқ җайидин айрилип давалиниш, туғқан йоқлаш, саяһәт қатарлиқ һәр қандақ мәқсәттә чиқиши үчүн чоқум йешил карта беҗиришни шәрт қилип сиясәт чиқарди. Деһқанлар өз тәвәлиридин башқа наһийә, шәһәрләргә турлүк ишларда, мәсилән, айропиланға олтуруш, меһманханида йитиш, давалиниш, ой иҗарә илип олтуруш қатарлиқ җәһәтләрдә йешил карта болмиса һечқандақ иш беҗирип берилмәйду. Хитайниң аммиға қулайлиқ илип келидиған қулайлиқ карта ( йешил карта ) дәп атиған бу йеңичә салаһийәт картисини беҗириш интайин қолайсиз болуп келиватқанлиқи мәлум иди, игилишимизчә нөвәттә сиритқа ишләмчиликкә чиқмақчи болғанлар үчүнму тәс болмақта икән.
Уйғур аптоном райони 2014 - йли “тоқумичилиқ, кийим - кечәк кәспини тәрәққий қилдуруп, ишқа орунлаштурушқа түрткә болуш пикири” ни елан қилип, кийим - кечәк кәспий тәрәққияти 10 йиллиқ пиланини йүргүзүп ишқа орунлаштурушқа түрткә болуш үчүн земин, баҗ, ток баһаси қатарлиқ җәһәтләр бойичә 10 чоң етибар бериш сиясәтлирини оттуриға қойған иди.
Шинхуа агентлиқиниң - 2 ноябир хәвиригә қариғанда, - 2014 йили уйғур диярида тоқумичилиқ, кийим - кечәк кәспидә йеңидин 40 миң адәм ишқа орунлашқан, бу йил болса йеңидин 67 миң адәмни ишқа орунлаштуруш пиланланған. Хәвәрдә уйғур аптоном районлуқ тәрәққият - ислаһат комитети ишқа орунлаштуруш башқармисиниң бәргән мәлуматидин нәқил елишичә, “сентәбирниң ахирилириғичә, шинҗаң бу йил йезилардики ешинча әмгәк күчлирини йөткәп ишлитиш бойичә 2 милйон 274 миң 800 адәм(қетим)ни ишқа орунлаштуруп, көзлигән нишан вәзиписини %114 орундиған. Буниң ичидә, тәшкиллик һалда ичкири өлкиләргә берип ишқа орунлашқанлар 13 миң 700 адәм болуп, бу түрдә пүтүн йилда 15 миң адәмни ишқа орунлаштуруш нишан вәзиписиниң %91и тамамланған.”
Һалбуки, уйғур елиниң охшимайдиған җайлиридики деһқанларниң инкасиға қариғанда, бу йил деһқанчилиқтин омумйүзлүк зиян чиққанлиқтин уйғур деһқанлар нимар ишләп болсиму җенимизни бақармиз дәп ойлиған болсиму, бәзи җайларда йешил карта беҗиридиған рәсмийәтләр, болупму бастурдиған тамғиниң көплүки йәни қулайлиқ карта ( йешил карта ) биҗиритмәкчи болған адәм қарашлиқ кәнт яки иҗтимаий район аһалә комитет тамғиси, сақчи ишлири ишханиси тамғиси, йезилиқ вә базарлиқ сақчихана тамғиси, әдилийә ишханиси тамғиси һәмдә омумлаштуруп түзәш комитет ишханиси тамғиси қатарлиқ 5 данә тамға бйсилған җәдвәл толуқ болмиса қулайлиқ карта ( йешил карта ) беҗиртиш учун бәзи чәт йирақ йиза, кәнитләрдики деһқан - ишләмчиләр өйи билән иш беҗиридиған тәшкили аппаратларниң йирақлиқи сәвәбидин нәччә кун, һәтта нәччә он кун қатрап юрупму қулайлиқ карта ( йешил карта ) беҗиришкә амалсиз қалмақта. Һәтта бәзи җайларда даириләр муқимлиқни баһанә қилип, деһқанларға йешил картисини беҗиришни очуқ рәт қилмақта икән.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған хотәнлик бир деһқан аялниң билдүрүшигә қариғанда, бу йил деһқанчилиқтин көп зиян көрүнүп деһқанлар ғурбәтчиликтә қалған, сиртларға чиқип мәдикарлиқ қилай дисиму даириләр түрлүк сиясий өгиниш, һашар вә башқиларни баһанә қилип йешил карта беҗирип бәрмәйдикән, буниң сәвәби йәнила даириләрниң деһқанларни җайидин мидирлатмаслиқ, уларниң сиртқа чиқишини чәкләп көзитип, бирәр вәқә чиқип қелишниң алдини елиш үчүн икән.
Биз ақсуда бу қулайлиқ карта ( йишил карта ) ни беҗиришкә бивастә мәсул болған бир кәспи кадирни издәп тапқан болсақму, у зияритимизни очуқ ашкара рәт қилди.
Бәзи деһқанларниң инкас қилишичә, бәзи мунасивәтлик кадирлар қулайлиқ карта ( йешил карта ) биҗиртмәкчи болған деһқан - ишләмчиләр учун қулайлиқ карта ( йишил карта ) һәққи, беҗириш һәққи вә материял нусхилаш һәққи қатарлиқ һәқләрни қалаймиқан йиғип янчуқини томпайтиш билән аварә болса, йәнә бир қисим оронлардики мәсол кадир вә қулайлиқ карта ( йешил карта ) беҗиришкә мәсул хадим һәқ тапшурмиған деһқан - ишләмчиләрниң қулайлиқ карта ( йишил карта ) биҗиртиш ишини әтә килиң, өгүн килиң ; келәр һәптә келиң дәп қәстәнгә кәйнигә сөрәп аммини нарази қилмақта икән.
Қизиқ йери хотәнниң лоп наһийисидики мәлум сақчиханиниң бир сақчиси, қулайлиқ карта ( йешил карта ) беҗиртиш ишини йезилиқ һәтта кәнтлик һөкүмәт партком ишханилириниң бәш минуттила чиқирип беридиғанлиқини ейтти. Униң билдүрүшичә, әгәр өзи вә уруқ - туғқанлири гуманлиқ кишиләр даирисидә болмисила беҗириш тәс әмәс, йешил карта болмиса башқа шәһәргә киришиму мумкин әмәс.
Деһқанларниң инкаслиридин әл райини, муқимлиқни тәкитләватқан хитай даирилири қулайлиқ карта ( йишил карта ) дәп атаватқан бу сиясәтни һәқиқәтән аммиға қолайлиқ илип келиш үчүн чиқардиму ? буниси муҗимәл.