Уйғур паалийәтчиләр: “зиялийлар чиқарған мураҗиәтнамиләр бизгә күч қошти”

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2018.01.24
xoten-sqchi-kocha-tekshurush-soraq.jpg Хитай сақчилири кочида өтүп кетиватқан пуқраларни тосуп, сорақ қиливатқан көрүнүш. 2017-Йили 3-ноябир, хотән.
AP Photo/Ng Han Guan

2018-Йили 5-январ “хитай һөкүмити уйғурларға қаратқан инсан қелипидин чиққан сиясәтлирини тохтатсун” дегән мавзуда бир мураҗиәтнамә елан қилинди. Бу мураҗиәтнамини елан қилған “мәшәл гурупписи” 20-январ “йиғивелиш лагеридики бир милйон уйғур қоюп берилсун” дегән мавзуда йәнә бир мураҗиәтнамә елан қилди.

Мураҗиәтнамә көп тиллиқ “өзгириш” намлиқ тор бәткә чапланған болуп, биринчи қетимлиқ мураҗиәткә имза қойғучилар 10 миңдин ашқан, иккинчи мураҗиәтниң имзачилириму бәш миңға йеқинлашқан. Мураҗиәтнамә инглизчә, хитайчә, фирансузчә, әрәбчә, испанчә, германчә, түркчә, голландчә, уйғурчә қатарлиқ тилларда йезилған.

5-январдики январдики мураҗиәтнамәдә йәттә тәләп оттуриға қоюлған болуп, хитай һөкүмити йеқинқи йилларда йүргүзгән “йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири” ни бикар қилиш, саяһәт чәклимисини бикар қилиш, муһаҗир уйғурларниң аилисигә қилиниватқан назарәтни бикар қилиш, “қошмақ туғқанчилиқ” ни бикар қилиш, уйғурларниң хусуси учурлирини тәкшүрүш вә қанунсиз өй ахтурушни бикар қилиш дегәндәк мәзмунлар йорутулған.

20-январ елан қилинған мураҗиәтнамидә уйғур елидики “йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири” гә қамалғанларни қоюп бериш вә хәлқара җәмийәттин тәкшүрүш өмики әвәтиш тәләп қилинған. Биз бундақ мураҗиәтнамиләрниң оттуриға чиқиш сәвәби һәққидә дуня уйғур қурултийидики паалийәтчиләрдин сәмәт аблани зиярәт қилдуқ.

Сәмәт абла әпәнди зиялийларниң һәрикәтлинип уйғур мәсилисини дуняға аңлитишини, болупму конкрет тәләпләр билән мәйданға чиқишини алқишлайдикән. У дуня уйғур қурултийи вә шуниңға охшаш аммиви тәшкилатларда адәм күчиниң чәклик икәнликини, шуңа юқириқиларға охшаш мураҗиәтнамә чиқириш, тәләпнамә сунуш вә әрз қилиштәк ишларда уйғурларниң өзлүкидин тәшкиллинишини уйғур давасиға “күч қошқанлиқ” дәп қарайдикән.

Мәзкур мураҗиәткә имза қойған вә тәшәббус қилған норвегийәдә яшайдиған уйғур зиялийси сәйидәкрәм әпәнди өзиниң бу паалийәтни қоллаштики сәвәблири һәққидә тохталди.

У, мураҗиәтләр елан қилинғандин кейин мәйданға чиққан инкаслар һәққидә тохтилип өтти. У сөзидә йәнә рәсмий мураҗиәт астиға сәвәнлик билән чаплинип қалған дәп чүшәндүрүлгән “хитай рәиси ши җинпиңға йезилған хәт” һәққидиму чүшәнчә берип өтти. Сәйдәкрәм әпәндиниң қаришичә, бундақ қобул қиларлиқ ениқ тәләпләр оттуриға қоюлған, хитай қануни вә хәлқара әһдинамиләргә уйғун һоқуқлар тәләп қилинип пакитлиқ йезилған мураҗиәтнамиләрниң давамлиқ йезилиши ғайиви шоарлардин әһмийәтлик икән.

5-январдики мураҗиәтнамә билән 20-январ елан қилинған мураҗиәтнаминиң пәрқи һәққидә норвегийәдә яшайдиған икрам җәвлан әпәнди өз қарашлирини оттуриға қойди. У мәзкур мураҗиәтнаминиң муһит вә җанлиқларни қоғдаш типидики мураҗиәтнамиләрдәк қоллашқа еришәлмәсликиниң сәвәби һәққидә өз қарашлирини баян қилди.

“өзгириш” дейилидиған торбәттә 5-январ вә 20-январ елан қилинған “хитай һөкүмити уйғурларға қаратқан инсан қелипидин чиққан сиясәтлирини тохтатсун” вә “йиғивелиш лагеридики бир милйон уйғур қоюп берилсун” дегән бу мураҗиәтни чиқарғучилар “мәшәл гурупписи” дейилип тапшурулидиған йеригә бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә явропа бирлики дәп йезилған. Мураҗиәтнамә елан қилинғандин кейин түркийәдики “йеңи еқин”, “татар хәвәр агентлиқи” қатарлиқ мәтбуатларда бу һәқтә хәвәр берилгән. Мураҗиәтнамә йәнә “түрк очақлири” қатарлиқ аммиви тәшкилатларниң қоллишиға еришкән. Радийомизда уйғур зиялийларниң бундақ наразилиқ һәрикәтлири һәққидә давамлиқ мәлумат беришкә тиришимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.