Хотәнлик бир қаштеши содигири немә үчүн қачақ йол арқилиқ түркийәгә қечишқа мәҗбур болди?

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.09.22
musapir-Uyghur-balilar.jpg Тайланд вә малайшия арқилиқ түркийәгә қечип кәлгән уйғурларниң пәрзәнтлири дәрсханида.
RFA/Erkin Tarim

Түркийә, уйғурлар бурундин тартип изчил һалда көчүп келип олтурақлишиватқан дөләтләрдин бири һесаблиниду. Уйғурларниң 2014-2015-йиллири тайланд вә малайшия арқилиқ түркийә көчүп келиши кишиләрниң диққәт-етибарини қозғиған иди. Бу йоллар билән қачқанларниң хели көп қисминиң пулдар кишиләрдин тәркиб тапқанлиқи, кишиләр арисида уйғурларниң иқтисадий әһвали бундақ яхши икән, немә үчүн мундақ җапа мушәққәтләрни бешидин өткүзүп хәтәрлик йолларни бесип түркийәгә келиду? дегән соалларни пәйда қилди.

Буларниң ичидә қаш теши содиси билән шуғуллиниватқан байларниңму болуши кишиләрдә булар зади немә үчүн ана юртини ташлап чәтәлгә қачиду? дегән соални пәйда қилған. Биз бу соалларға җаваб тепиш үчүн 30 яшлардики қаш теши содигири абдуләзиз әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Абдуләзиз әпәнди өзиниң илгири таш тиҗарити билән шуғулланғанлиқи, иқтисадий әһвалиниң наһайити яхши икәнликини, әмма диний турмуш көчүрүш һәтта өзи тапқан пулни әркин хәҗләш һоқуқиму қалмиғачқа қечишқа мәҗбур болғанлиқини баян қилди.

Бала-чақилирини тайланд вә малайшия арқилиқ елип чиқиштин бурун өзиниң бир қетим ялғуз һалда түркийәгә кәлгәнлики вә паспорт беҗириш үчүн 150 миң сом пул бәргәнликини ейтти.

Абдуләзиз әпәнди биринчи қетим чәтәлгә саяһәткә барғандин кейин, хитай даирилириниң паспортини тартивалғанлиқи вә 4 балиси билән аялиға пул хәҗләпму паспорт алалмиғачқа қачақ йоллар билән малайшия һәм тайланд арқилиқ қечишқа мәҗбур болғанлиқини баян қилди.

Тайланд вә малайшия арқилиқ түркийәгә кәлгән ақсу аватлиқ имин қариниң ейтишичә, бу бир паҗиә болуп, паспорт берилмигәчкә тайланд вә малайшия арқилиқ қечишқа мәҗбур болған уйғурлардин 200 әтрапида киши йолларда қаза тапқан.

Мәлум болушичә, бу уйғурлардин 109 киши тайланд тәрипидин хитайға қайтуруп берилгән, 60 әтрапида уйғур һазирму түрмидә ятмақта.

Бу вәқәләрдин кейинла, хитай һөкүмити уйғурларға паспорт беришкә башлиған. Абдуләзиз әпәнди, нурғун пул хәҗләп һәм җапа тартип нурғун дөләтләрдин өтүп түркийәгә келипсиз, һазир хитай паспорт бериветипту чиқмай турсам боптикән дәп пушайман қиливатамсиз? дегән соалимизға, у, өзиниң бир күн болсиму балдуррақ әркинликкә еришкәнлики үчүн хурсән икәнликини баян қилди.

Абдуләзиз әпәнди 1985-йили хотән шәһиридә туғулған болуп, 9-синипқичә хитай тилида оқуған, 3-4 йил диний тәрбийә көргән. 20 яш вақтида ташчилиқ билән шуғуллинишқа башлап көп пул тапқан болсиму, диний курста оқудуң дәп тутқун қилинип қамалғандин кейин вәйран болушқа башлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.