Җәнвәдә өткүзүлидиған намайиш чақириқи муһаҗирәттики уйғурларни ләрзигә кәлтүрди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.10.26
dolqun-eysa-jenwe-uyghur-mesilisi.JPG Б д т йиғинида, дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәнди уйғур вәзийити һәққидә тохталди. 2014-Йили май, җәнвә.
RFA/Erkin Tarim

Дуня уйғур қурултийиниң сәпәрвәрлики билән бу йил 27-апрел күни явропа иттипақи алдида “5 миң кишилик намайиш” өткүзүлгән иди. Қурултай рәһбәрлириниң билдүрүшичә, бу қетимқи хәлқаралиқ намайиш явропа парламентиниң 4-өктәбир күни уйғурлар вә җаза лагерлири тоғрисида 15 маддилиқ қарариниң қобул қилинишиға түрткә болған асаслиқ амилларниң бири икән.

Д у қ бу йил 6-ноябир күни б д т да башлинидиған хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини көздин көчүрүш йиғини мунасивити билән җәнвәдә муһаҗирәттики уйғурларниң иккинчи қетимлиқ хәлқаралиқ намайиши чақириқини елан қилған иди. Дуняниң һәрқайси әллиридики уйғурларниң йеқиндин буян бу намайишқа актип қатнишишни тәшәббус қилидиған чақириқлири иҗтимаий таратқуларда кәң тарқилишқа башлиди. 

Чақириқ елан қилғучилар арисида д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәндиму бар. У өз чақириқида бу қетимқи намайишниң б д т бинаси алдида хитай дәл кишилик һоқуқ бойичә соал-сораққа тартиливатқан бир мәзгилдә елип берилидиғанлиқини тилға елип, муһаҗирәттики имканийити яр бәргән барлиқ уйғурларни җәнвәгә җәм болушқа дәвәт қилди.

Д у қ ниң сабиқ рәиси рабийә ханимму д у қ ниң бу чақириқини қоллайдиғанлиқи һәмдә бу намайишқа иштирак қилғучи вәтәнпәрвәр уйғурларға еһтирамини билдүридиғанлиқи баян қилинған чақириқини иҗтимаий таратқуларда тарқатти.

Д у қ ниң бу қетимлиқ җәнвә намайиши чақириқи хитай зулумиға, болупму җаза лагерлириға қарши муһаҗирәттики уйғурларниң инкаслириниң җанлиқ шәкиллиридин бири болуп, бу чақириққа явропа, америка, асия вә австралийәдин ибарәт 4 қитәдики көплигән уйғурлар аваз қошуп, өз намидин йүрәк сөзлирини баян қилишқан иди. Германийәдики уйғур қизи шәһризат шуларниң бири. 

Қирғизистандики уйғур мойсипитлиридин розимуһәммәд һаҗимму бу чақириққа аваз қошқан кишиләрдиндур. Канададики уйғур зиялийси мукәррәм қурбан ханим өз чақириқида “виҗданий бурчумни ада қилиш үчүн җәнвәгә баримән” дегән ибариләргә йәр бериду. Түркийәдики уйғурлардин абдурахман һәсәнму уйғур җамаитини җәнвә йүрүшигә дәвәт қилиду. японийәдики уйғур зиялийси илһам мәхмут әпәнди чақириқида “б д т да биз үчүн сөз қилғучиларға мәдәт берәйли” дәйду. 

Айлардин буян голландийәдә ялғуз намайиш қилип, лагерлар мәсилисини тонутуватқан абдурәһим ғениму “муһаҗирәттики уйғурларни вәтәндики езиливатқан хәлқиниң авази болуп бу сәпкә қошулуш” қа дәвәт қилиду.

Иҗтимаий таратқуларда бу хилдики чақириқларни елан қилған кишиләрниң сани наһайити көп. Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммидиниң билдүрүшичә, җәнвә намайишиниң тәйярлиқ хизмәтлири асасән ахирлашқан. Намайишқа 4 қитәдин нурғунлиған уйғурларниң келип қатнишидиғанлиқи мәлумкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.