Д у қ 10 миң кишилик “намсиз мәһбуслар” тизимликини топлимақта

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.03.29
namsiz-mehbuslar.jpg Д у қ ниң “намсиз мәһбуслар” тизимликини йоллашқа чақириқ қилип, тарқатқан уқтуруши.
RFA/Ekrem

Д у қ рәһбәрлиридин игилишимизчә, қурултай хадимлири бу йил январдин башлап уйғур дияридики аталмиш “йепиқ тәрбийиләш мәркизи” намидики җаза лагерлириға қамалған уйғурлар тоғрисида мәлумат топлашқа башлиған. 29-Март күни д у қ йәнә иҗтимаий таратқуларда қайтидин сәпәрвәрлик қозғап, уйғур җамаитидин уйғур елидики аталмиш “йепиқ тәрбийиләш мәркизи”, түрмә вә тутуп туруш орни қатарлиқ җайлардики уйғур тутқунлири һәмдә из-дерәксиз ғайиб болған уйғурлар һәққидә учур тәминләшни тәләп қилған.

Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, бу тизимлик хитайниң уйғур диярида йүргүзүватқан еғир бастуруш сияситиниң дәлили һәмдә 4-айниң 27-күни бирюсселда өткүзүлидиған 5 миң кишилик намайишниң асаси сүпитидә явропа иттипақиға тапшурулидикән. Шуниң билән биргә алдимиздики айларда йәнә б д т, ғәрбтики демократик дөләтләрниң кишилик һоқуқ органлири, ташқи ишлар министирлиқлири, хәлқарадики нопузлуқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири қатарлиқ органларғиму йәткүзүлидикән.

Д у қ ниң “намсиз мәһбуслар” тизимлики һәққидики уқтурушлирида баян қилинишичә, хитай һөкүмити һазир уйғур диярида тәхминән 1 милйондәк уйғурни аталмиш “йепиқ тәрбийиләш мәркизи” гә йиғивалғанлиқи мәлум. Шу сәвәбтин тутқундики 10 миң уйғурниң тизимликини қолға кәлтүрүш иши д у қ ниң нөвәттики әң җиддий хизмәт күнтәртиплиридин орун алған икән. Д у қ ниң тәлипигә көрә, муһаҗирәттики уйғур җамаити пәқәтла тутқундики қериндашлириниң исим-фамилиси, турушлуқ орни, тутулған вақти, мумкин болса сүритини қошуп тәминлисә купайә қилидикән. 

Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди бу һәқтә тохталғанда, “намсиз мәһбуслар” ниң тизимликини қолға кәлтүрүштә асаслиқи 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән “5-июл вәқәси” дин кейин из-дерәксиз ғайиб болған вә һазир хитайниң “йепиқ тәрбийиләш мәркизи” дә вә түрмилиридә қамилип туруватқан уйғурларниң учурлирини қолға кәлтүрүшни нишан қиливатқанлиқини әскәртти.

Шиветсийәдики уйғур паалийәтчиләрдин нәбиҗан әпәнди болса, д у қ тәләп қилған “намсиз мәһбуслар” тизимликини турғузуш чақириқини қоллаш үчүн елип барған хизмәтлири һәмдә өзиниң учур топлаш җәрянида һасил қилған тәҗрибилири һәққидә тохталди.

Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди 28-март күни қурултай рәһбәрлири вә вәкиллиригә илтимас сунуп, мушу ахирқи икки һәптә ичидә барлиқ қурултай хадимлириниң “намсиз мәһбуслар” тизимлики турғузуш хизмитигә җиддий көңүл бөлүшни тәләп қилған.

Мәлум болушичә, бундин илгири д у қ вә дуняниң һәр йәрлиридики уйғур сиясий актиплар “йепиқ тәрбийиләш мәркизи” гә қарши имза топлаш сәпәрвәрлики елип барған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.