Өмәр бекали чех җумһурийити парламентида гуваһлиқ бәрди
2019.02.01
Хитайниң уйғур дияридики түркий хәлқләргә елип бериватқан еғир бесим сиясити, болупму хитай “тәрбийиләш мәркизи” дәп ативалған “җаза лагерлири” мәсилиси америка дөләт мәҗлиси, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә явропа парламентида тилға елиниватқан бүгүнки күндә, җаза лагерлирида 7 ай йетип чиққан қазақистан пуқраси өмәр бекали әпәнди уйғур дияриниң һазирқи еғир вәзийитини аңлитиш үчүн тәклип бойичә чех җумһурийитигә зиярәт елип барған. Өмәр бекалиниң 1-айниң 30-күни чех җумһурийити парламентиниң ташқи ишларға мәсул мудири павел фисчәр әпәнди қобул қилған. Қобулға бәзи парламент әзалириму иштирак қилған болуп, өмәр бекали уларға 1949-йилидин буян хитай коммунист партийәси һөкүмитиниң уйғур вә қазақ қатарлиқ түркий милләтләргә елип бериватқан бесим сиясити, буларниң сәвәблири, кейинки 2 йилдин бери елип бериватқан қаттиқ бастуруш сиясити вә өзиниң “җаза лагерлири” да бешиға кәлгәнләр вә көргәнлири тоғрисида мәлумат бәргән.
Биз булар тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн өмәр бекали әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ. У, учришишниң икки саәт давамлашқанлиқини, бу икки саәт ичидә уларниң нуқтилиқ һалда қандақ қилғанда уйғур дияридики инсан һәқ вә һоқуқлири дәпсәндичиликини тохтатқили болидиғанлиқи тоғрисидики соаллириға җаваб бәргәнликини баян қилди.
Ундақта чех җумһурийити парламентиниң ташқи ишларға мәсул мудири павел фисчәр әпәнди буларни аңлиғандин кейин қандақ позитсийә билдүрди?. Өмәр бекали павел фисчәр әпәндиниң бу мәсилиләрдә уйғур вә қазақларни қоллайдиғанлиқини вә ярдәм қилидиғанлиқини баян қилғанлиқини ейтти.
Өмәр бекали уйғур диярида туғулған болуп, бундин 8 йил бурун қазақистан пуқралиқиға өткән. 2017-Йили 3-айниң 26-күни туғқанлирини йоқлаш үчүн турпан пичанға барғанда тутуп кетилип, җаза лагериға ташланған болуп, 7 айдин кейин қоюп берилгән. У, қазақистанда бир мәзгил яшиғандин кейин түркийәгә келип, түркийә арқилиқ пүтүн дуняға хитайниң “җаза лагерлири” мәсилисини аңлатмақта. Өмәр бекали әпәнди, өзиниң лагерда бешидин өткүзгәнләрни аңлатқандин кейин чех парламентни ташқи ишларға мәсул мудириниң уйғур дәвасини қоллайдиғанлиқини ипадилигәнликини баян қилди.
Өмәр бекали әпәнди өзиниң 1-айниң 27-күни чех җумһурийитигә йетип барғанлиқини, парламентта уйғур дияриниң еғир вәзийити тоғрисида мәлумат бәргәндин сирт, чех җумһурийитиниң дөләт телевизийәсидә “җаза лагерлирини аңлатқанлиқи” ни вә чоң гезитләрниң зияритини қобул қилғанлиқини һәм униң һәққидики зиярәт хатирилириниң елан қилинғанлиқини баян қилди.
Өмәр бекали әпәнди чех дөләтлик телевизийиси “24 қанили” да хитайниң түркий милләтләргә елип бериватқан қаттиқ бастуруш сияситини аңлатқан. 29-январ күни тарқитилған телевизийә программисида уйғуршунас, чех пәнләр академийәси шәрқшунаслиқ институтиниң тәтқиқатчиси, доктор ондрей климес әпәнди тәрҗиманлиқ қилған. Өмәр бекали телевизийә риясәтчисиниң хитайниң түркий хәлқләргә елип бериватқан бастуруш сиясити вә уйғур дияриниң нөвәттики вәзийити тоғрисидики соаллириға җаваб бәргән.