Хитайниң пакистандики уйғур муһаҗирларға хитай тилини теңиши қаршилиққа учриди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2014.02.21
Pakistan-ana-til-mektep-305 Пакистандики өмәр уйғур вәхпи ачқан уйғур ана тил мәктипи дәрисханисидин бир көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim


Пакистандики өмәр уйғур вәхпи 5 йилниң алдида ана тил мәктипи ечип, бир түркүм уйғур үсмүр - балилирини тәрбийиләшкә башлиған иди.

Бу иштин әндишигә чүшкән пакистандики хитай әлчиханиси өзиниң иқтисадий вә дипломатик күчини ишқа селип, равалпиндидики бир пакистан мәктипи билән һәмкарлашқан вә шәһәр әтрапидики пүтүн уйғур оқуғучиларни шу мәктәпкә йиғқан ; бу арқилиқ уйғур ана тил мәктипиниң кеңийип кетишиниң алдини алмақчи болған. Дәслипидә бу мәктәптә уйғур тилиму өгитилидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән хитай әлчихана хадимлири, бу вәдисигә әмәл қилмиғанниң үстигә, өткән айда мәктәптики уйғур балилириға хитай тилини өгитиш үчүн китаб тарқатқан; бу әһвалдин хәвәр тапқан өмәр уйғур вәхпи вә уйғур ата - анилар йеқинда мәзкур мәктәпкә берип мәктәп рәһбәрлиригә наразилиқ билдурди вә бу һәқтә мәхсус бир баянатму елан қилди.

Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программисини аңлайсиләр.

Өмәр уйғур вәхпини ана тил мәктипини тақашқа буйриған пакистан дөләт бихәтәрлик хадимлири, уйғур муһаҗирларға ана тилни өгитиш ишини хитай әлчиханиси билән һәмкарлишиватқан мәктәпниң давамлаштуридиғанлиқини ейтқаниди. Әслидә ана тил мәктипидә өмәр уйғур вәхпини қурғучи ака - укиларниң вә уларниң достлириниң пәрзәнтлири оқуватқан болуп, хитай әлчиханиси булар билән риқабәтлишип равалпиндидики барлиқ уйғур балиларни бир мәктәпкә йиғқандин кейин, уйғур балилири илгирикә нисбәтән көпрәк өз - ара учришиш вә шараити яхширақ мәктәптә оқуш пурситигә еришиду. Бу әһвални иҗабий бир нәтиҗә дәп қариған өмәр уйғур вәхпи, гәрчә мәктәптә ана тил өгитилмисиму ата - аниларни пәрзәнтлирини бу мәктәпкә бериштин тосумайду. Мәлум болушичә, өмәр уйғур вәхпи билән қаршилишип барлиқ уйғур оқуғучиларни бир мәктәпкә йиғип қойған хитай әлчиханиси, бу ишта өзлириниң көзгә көрүнәрлик нәпкә еришәлмигәнликини һес қилип, уйғур муһаҗирларға қарши йеңи бир һәрикәткә өтиду. Бу һәрикәт мәктәп билән һәмкарлиқидин пайдилинип уйғур оқуғучиларға хитай тилини мәҗбурий өгитиш вә бу арқилиқ муһаҗир уйғур өсмүрлиридә җуңхуа еңини йетилдүрүш. Ата - бовилириниң дәл мушу ақивәттин сақлиниш үчүн һиҗрәт қилғанлиқини көздә тутқан бир қисим уйғур ата - анилар мәзкур мәктәпкә йетип берип мәктәп рәһбәрлиригә наразилиқини билдүрди. Ата - анилар мәктәп рәһбәлирини әгәр мәктәптики уйғур балилириға хитайчә оқутулса өзлириниң һәргиз қарап турмайдиғанлиқи, қолидин кәлгән барлиқ чариләр билән хитайчә оқутушни тохтидиғанлиқи һәққидә агаһландурди.

Мәлум болушичә, хитай әлчиханиси мәбләғ селип қурулушини кеңәйткән мәзкур мәктәпниң нами“пик монтй сикол” болуп, бу мәктәптә нөвәттә 700дин артуқ оқуғучи оқуйду, буларниң ичидә аз дегәндә 150 нәпәр оқуғучи уйғур муһаҗирларниң пәрзәнтлири.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.