Уйғур паалийәтчи: пакистанда уйғур мәсилисини изчил аңлитимиз

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.08.21
abduqeyum-kishilik-hoquq-paaliyetchi-305.jpg Пакистандики мустәқил уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси абдуқеюм әпәнди. (Орни вә вақти ениқ әмәс)
RFA/Qutluq

Пакистанда яшаватқан уйғурларму башқа әлләрдики уйғурларға охшашла уйғур давасини аңлитишқа тиришип кәлгән болсиму, пакистан һөкүмити хитай даирилириниң чишиға тегип қоймаслиқ үчүн уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң һәрикәтлиригә изчил тосқунлуқ қилип кәлгән.

Қанун даирилири бир қисим уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң һәрикитини назарәт қилип, уларни “террорлуқ тәшкилатлар билән алақиси бар” дәп узун муддәт көзәткән, гуманланған, һәтта бәзидә тәқиб астиға алған. Униңдин башқа хитай әлчиханисиму уларниң вәтән ичидики уруқ туғқанлирини йоқлап келишигә виза бәрмигән.

Бүгүн зияритимизни қобул қилған пакистандики мустәқил уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси абдуқеюм әпәндим даириләрниң түрлүк сиясий бесимлириға дуч кәлгән болсиму, әмма вәтән давасини җүмлидин уйғур мәсилисини пакистан мусулманлириға шундақла шу йәрдики уйғурларға изчил аңлитип кәлгәнликини вә буниңдин кейинму бу паалийәтлирини үзлүксиз давамлаштуридиғанлиқини билдүрди.

Юқиридики аваз улиниши арқилиқ абдуқеюм әпәнди билән өткүзгән телефон сөһбитимизни аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.