Пичан наһийисиниң лүкчүн базирида еғир тоқунуш йүз берип, 27 адәм өлгән

Мухбиримиз әркин
2013.06.26
pichan-lukchun-weqesi.jpg Һуҗумға учриған пичан наһийисиниң лүкчүн базири сақчи понкити. 2013-Йили 26-июн.
t2.qpic.cn/mblogpic

Уйғур илиниң пичан наһийиси лүкчүн базирида чаршәнбә күни еғир тоқунуш йүз бәргән. Дәсләпки хәвәрләрдин мәлум болушичә, һәр икки тәрәптин нурғун адәм өлгән.

Хитай һөкүмити лүкчүн базирини қамал қилип, вәқәгә мунасивәтлик барлиқ учурларни контрол қилған. Д у қ хитай һөкүмитини учурни қамал қилишни бикар қилип, вәқәниң һәқиқий әһвалини игиләшкә йол қоюшни тәләп қилди вә хәлқара җәмийәтни вәзийәткә диққәт қилишқа чақирди.

26‏-Июн “шавгүән вәқәси” ниң дәл 4 йиллиқ хатирә күни хитайниң пичан наһийиси лүкчүн базирида йүз бәргән һуҗум қилиш вәқәсидә аз дегәндә 27 адәм өлгән. Һуҗумчилар 26‏-июн әтигән бамдат намизини оқуп болуп саәт 6‏ дә пичақ вә қиңрақлар билән базарлиқ сақчи понкити, бир қурулуш орни вә базарлиқ һөкүмәткә һуҗум қилип, 17 нәпәр сақчи вә башқа кишиләрни өлтүргән. Һуҗумчилар йәнә, сақчи аптомобилиға от қоюп көйдүрүвәткән. Лекин икки тәрәп арисидики тоқунуш җәрянида сақчилар 10 нәпәр һуҗум қилғучини етип өлтүрүп, 3 кишини тирик тутқан.

Хитайниң шинхуа ахбарат агентлиқи һуҗумға учрап өлгән 17 кишиниң 9 нәпири сақчи яки аманлиқ хадими, 8 нәпири пуқра икәнликини елан қилған болсиму, бирақ өлгәнләрниң қанчиси хитай, қанчиси уйғур икәнлики, һуҗумчиларниң кимлики вә уларниң һуҗум қилиштики мәқсәт-муддиаси һәққидә һечқандақ учур бәрмигән.

Лүкчүн базирида олтурушлуқ бир аял зияритимизни қобул, вәқәни уйғурларниң елип барғанлиқи, һуҗумда йолдишиниң нәврә иниси вә нәврә инисиниң сақчи оғли өлтүрүлгән болсиму, бирақ өлтүрүлгәнләр ичидә йәнә 7-8 нәпәр хитай барлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмити лүкчүн базирида җиддий һаләт елан қилип, қораллиқ сақчи қисимлирини йөткәп кәлгән вә вәқәгә мунасивәтлик учурларни қаттиқ контрол қилип, шинхуа ахбарат агентлиқидин башқа барлиқ учур васитилириниң мәзкур вәқә тоғрилиқ хәвәр беришини чәклигән. Турпан шәһиридә олтурушлуқ бир йәрлик аһалиниң билдүрүшичә, даириләр лүкчүн базири қарашлиқ пичан наһийисигә киридиған барлиқ йол еғизларни қамал қилип, пичанға киргән -чиққан йолучи вә қатнаш васитилирини тәкшүрүшни йолға қойған.

Шинхуа агентлиқи вәқәдә 3 кишиниң яриланғанлиқини хәвәр қилған болсиму, бирақ яридарларниң сани һәққидә һәр хил гуманлар бар. Йәрлик аһалиләр наһийилик хәлқ дохтурханисини қораллиқ сақчилар қамал қилип туруватқанлиқини, вәқәдә яриланған 4 киши наһийилик хәлқ дохтурханисиға елип келингәнликини билдүргән болсиму, лекин яридарлар сани давамлиқ көпийиши мумкинликини илгири сүрди. яридарларниң сақчилар билән тоқунушуп яриланған һуҗумчилар яки һуҗумға учрап яриланған кишиләр икәнлики мәҗһул.

Лукчүн базирида олтурушлуқ йәнә бир уйғур аялниң илгири сүрүшичә,, даириләр лүкчүн базиридики пуқраларни талаға чиқмаслиққа агаһландурған.

Мәзкур вәқә бу йил 4‏-айда маралбеши наһийисиниң сериқбуя йезисида йүз берип, аз дегәндә 21 адәм өлгән тоқунуштин кейин рой бәргән әң еғир вәқәләрниң бири. Уйғур тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, сериқбоя вәқәсини йеза кадирлириниң бир уйғур аилисигә кирип, бу аилидики ропашлиқ аялларға зораванлиқ қилиши, аялларни чүмбилини еливетишкә қистиши кәлтүрүп чиқарған. Хитай һөкүмити бу вәқәни террорлуқ, дәп елан қилған болсиму, бирақ униң террорлуқ билән алақидар икәнлики хәлқара җәмийәтниң гуманини қозғиған.

Америка һөкүмити вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайниң террорлуқни баһанә қилип, уйғурларниң қанунлуқ һәрикәтлирини бастуруп келиватқанлиқини тәнқидләп кәлгән.

Пичан наһийисидә олтурушлуқ бир хитай көчмән аһалиси лүкчүндә йүз бәргән вәқә һәққидә тохтилип, һөкүмәтниң уйғурлар иш териса, террорлуққа бағлайдиғанлиқини билдүрди. У: әмәлийәттә, қалаймиқанчилиқ асасән бесиқти. Җедәл сақчи понкити билән болди. Қаидә бойичә ейтқанда, һечким тухумни ташқа уридиған сараң әмәс. Уларниң бәзи тәләплири рази болғудәк һәл болмиғандин кейин, бир аз қизиққанлиқ қилған. Йезиниң әһвалидин алғанда йеза аһалиси наһайити ақ көңүл вә аддий-садда, улар һечкимгә өчмәнлик қилмайду. Әгәр өчмәнлик қилсиму, уларни бәзи зиялийлар күшкүртүши мумкин, дәп көрсәтти.

Бирақ, д у қ мәзкур вәқәгә хитай һөкүмитиниң мәсул икәнликини билдүрүп, униң уйғурларни давамлиқ бастуруш сиясити бу хил қанлиқ тоқунушларни кәлтүрүп чиқириватқанлиқини билдүрди. Д у қ баянатчиси дилшат ришит, хитай һөкүмитини уйғурларға қаратқан хата сияситини өзгәртип, районда давамлиқ қанлиқ тоқунуш йүз беришиниң алдини елишқа чақирди.

Дилшат ришитниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити уйғурларни давамлиқ бастуруп, уларға өз наразилиқини ипадиләйдиған һечқандақ шараит бәрмигәчкә, бу хил қанлиқ тоқунушлар йүз бериватиду. У, хитай һөкүмитиниң лүкчүндики бу вәқәгә алақидар барлиқ учурни қамал қилғанлиқини тәнқид қилди. Дилшат ришит хитай һөкүмитини учурни контрол қилишни бикар қилишқа, чәтәл мухбирлириниң районға берип, вәқәниң һәқиқий әһвалини хәвәр қилишиға йол қоюшқа чақирди.

Хитай һөкүмити изчил уйғур елигә көпләп мәбләғ селип, районниң иқтисади тәрәққиятини алға сүрүватқанлиқини, иқтисади тәрәққияттин уйғурларниң тәң мәнпәәтдар болуп келиватқанлиқини илгири сүрүп кәлгән. Лекин уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити уйғурларни аптоном районниң сиясий, иқтисади һоқуқ системисидин сиқип чиқирип, уларни башқурулуш обйекти вә истемал топиға айландуруп қойған. Иқтисади тәрәққият пәқәт хитай көчмәнләр топини мәнпәәтдар қилип кәлгән.

Әнглийә иқтисади истихбарат бирлики намлиқ органниң анализчиси дункан инес-кер, лүкчүн вәқәси хитайниң йеңи истратегийә түзүп, уйғур елидики миллий, диний мәсилиләрни һәл қилишқа еһтияҗлиқ икәнликидин дерәк бериду, дәп көрсәтти. У бирләшмә агентлиқиға бәргән баянатида әскәртип, бу вәқә хитайниң бурунқи бихәтәрликни күчәйтиш вә иқтисади тәрәққият арқилиқ мәсилини һәл қилиш тиришчанлиқиниң мәғлуп болғанлиқини елан қилди, дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.