Қарақашниң маңлай йезисида 20 пирсәнт нопусниң “йиғивелиш лагери” вә түрмидә икәнлики ашкариланди
2018.06.19

Мухбиримизниң уйғур дияридики “йиғивелиш лагерлири” һәққидә елип барған бүгүнки ениқлиши давамида қарақаш наһийисиниң 24 миң нопуслуқ маңлай йезисида тәхминән 20 нопусниң “йиғивелиш лагери” вә түрмидә икәнлики ашкариланди. Мәлум болушичә, маңлай йезисидин топланғанлар қарақаш наһийисиниң бостанкөл вә пойиз истансиси тәрбийиләш лагериға әкетилгән.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, хитайчә бәйду учур амбирида көрситилишичә, қарақаш наһийисиниң маңлай йезиси 15 кәнт, 72 мәһәллә, 5265 аилә вә 21137 нопустин тәшкилләнгән. Маңлай йезисидики хитай аһалисиниң сани пәқәт 21 нәпәр болуп, бу қарақаштики хитай көчмәнлири асасән дегүдәк аяқ басалмиған, нопусниң 99. 9 Пирсәнти уйғур болған йезилардин биридур. Нөвәттә уйғур аптоном районида давам қиливатқан аталмиш “йепиқ тәрбийә” долқуниниң мана мушундақ сап уйғур йезилирида шиддәт билән давам қиливатқанлиқи мәлум. Алдинқи күнидики ениқлишимизда қарақаш наһийә базиридики йеңишәһәр кәнтидә нопусниң 40 пирсәнтиниң “йиғивелиш лагери” да икәнлики ашкариланған иди. Бүгүнки ениқлишимиз давамида қарақаш наһийә базиридин 5 километирчә узақлиқта болған вә базарниң ғәрби тәрипигә тоғра кәлгән маңлай йезисида нөвәттә 2000 дин артуқ кишиниң “йиғивелиш лагери” да икәнлики ашкариланди. Илгирики ениқлашлиримиздин мәлум болушичә, “йиғивелиш лагери” үчүн топланғанларниң бәзилириниң лагерға апирилиштин бурун, бәзлириниң болса лагерға апирилғандин кейин, үстидин җинайи һөкүм чиқирилип кесиветилгәнлики ашкариланған иди. Маңлай йезисидиму 1000 дин артуқ кишиниң кесиветилгәнлики айдиңлашти. Маңлай йезилиқ сақчиханиниң башлиқи бу йеза бойичә кесилгән вә тутулғанларниң 20 пирсәнтни игиләйдиғанлиқини тилға алди. Әмма у арқидин 20 пирсәнтниң қанчә пирсәнтиниң лагерда, қанчә пирсәнтиниң түрмидә икәнлики һәққидики соалимизға җаваб бериш нийитидин ваз кәчти.
Биз сақчи хадимлири билән сөзлишиш давамида “йиғивелиш лагери” ға апириливатқанларниң қандақ бир сәвәб вә қандақ тәртип билән елип кетиливатқанлиқини соридуқ. Сәвәб һәққидә мәлумат берәлмигән бу сақчи хадими елип кетилиш тәртипи һәққидә бир қисминиң юқири дәриҗилик җ х органлири тәрипидин чүшкән тизимликкә асасән, йәнә бир қисимниң кәнт мудирлириниң көрситиши билән елип кетиливатқанлиқини баян қилди.
Алақидар сақчи хадимлири йәнә маңлай йезисидин топланғанларниң асаслиқи қарақаш наһийә базиридики “бостанкөл тәрбийиләш мәркизи” билән “пойиз истансиси тәрбийиләш мәркизи” гә елип кетилгәнликини баян қилди. У йәнә “пойиз истансиси тәрбийиләш мәркизи” ниң бир қәвәтлик, “бостанкөл тәрбийиләш мәркизи” ниң болса 5 қәвәтлик бир бина икәнликини баян қилди.