Қазақистанлиқ уйғурлар дуня җамаәтчиликигә мураҗиәт қилмақчи

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2018.06.14
Almutada-otken-iptar-ziyapiti.jpg Алмутада болуп өткән иптар зияпитидин көрүнүш. 2018-Йил 13-июн, қазақистан.
RFA/Oyghan

13-Июнда алмута шәһириниң “ақ нийәт” ресторанида иптар зияпитигә җәм болған уйғурлар уйғур елидики җиддий вәзийәт мунасивити билән дуня җамаәтчиликигә вә хәлқара тәшкилатларға мураҗиәт қилиш мәсилисини муһакимә қилди. Бу паалийәткә алмута шәһири вә униң әтрапидики йезилардин кәлгән җамаәтчилик, һәрқайси җәмийәтләр вәкиллири, йигит башлири, зиялийлар вә яшлар қатнашти. Мәзкур паалийәткә йәнә алмутада яшайдиған қирим татарлири, әзәрбәйҗан вә башқурт хәлқлириниң вәкиллириму иштирак қилди.

Алди билән диний зат сәдиридин һаҗим әркинлик вә адаләтлик үчүн җанлирини қурбан қилған мусулманларниң роһиға атап қуран тилавәт қилди. Мурасимға риясәтчилик қилған “җибек” ширкитиниң мудири ваққас мәмәдиноф уйғур елида хитай даирилири тәрипидин йүргүзүлүватқан миллий вә диний бастуруш сияситидин уйғурлар билән бир қатарда йәнә қазақ, қирғиз, татар қатарлиқ милләтләрниңму зәрдаб чекиватқанлиқини оттуриға қойди. У қазақистанда яшаватқан уйғурларниң әнә шу адаләтсизликләрни дуня җамаәтчиликигә аңлитиш үчүн һәрикәт қилишиниң һеч гунаһ әмәсликини, болупму қазақ яшлириниң уйғур елидики қандашлириниң әһвалини хәлқара тәшкилатларға, дуня җамаәтчиликигә йәткүзүш үчүн хели актиплиқ көрситиватқанлиқини билдүрди. Ваққас мәмәдиноф қазақистан һөкүмитиниң қанунлири һәмдә хәлқара кишилик һоқуқ нормилириға таянған һалда қазақистан уйғур җамаити намидин хәлқара тәшкилатларға мураҗиәт қилиш тәклипини оттуриға қойди.

Андин қазақистандики актип уйғур паалийәтчилиридин бири турсун һаҗим арзийеф тәрипидин тәйярланған филим көрситилди. Дуня уйғур қурултийиниң алий рәһбири рабийә қадир ханимниң вашингтонда давамлишиватқан намайишта қилған нутқини, вәтән-милләт һәққидә оқулған шеирларни шундақла хитайларниң вәһшийлик һәрикәтлиридин көрүнүшләрни өз ичигә алған бу филим көпчиликни қаттиқ тәсирләндүрди.

Мәзкур мурасимда сөзгә чиққан сиясәтшунас вә тарихчи қәһриман ғоҗамбәрди хитай даирилириниң уйғур елида йүргүзүватқан сияситиниң маһийитини чүшәндүрди. У хитайниң уйғур тили, әдәбияти, тарихи, дини вә маарипини түп асасидин йоқитишқа җиддий киришкәнликини, йәни хитайниң уйғурларни милләт сүпитидә йоқитиш сияситини омумйүзлүк елип бериватқанлиқини илгири сүрди. Қәһриман ғоҗамбәрди йәнә өткән әсирниң 70- вә 80-йиллири қазақистан уйғур мәдәнийитиниң зор күчини тәшкил қилған миллий зиялийларниң өз иҗадийитидә вәтән тәқдирини биринчи орунға қойғанлиқини, һазирқи зиялийларниң әнә шу әнәнини давам қилиш лазимлиқини билдүрди. Қәһриман ғоҗамбәрди зиялийларниң, йигит башлири йетилигән юрт-җамаәтчиликниң уйғур миллий һәрикитини һәм маддий һәм мәниви җәһәттин қоллаш лазимлиқини, миллий һәрикәтниң келәчики болған билимлик, миллий ғурури үстүн яшларни тәрбийәләп чиқишниң муһимлиқини, қазақистандики барлиқ мумкинчиликләрдин пайдилинип, биринчи нөвәттә миллий маарипни раваҗландурушниң зөрүрлүкини оттуриға қойди.

Әл-фараби намидики қазақ миллий университетиниң профессори шерипҗан надироф һазир хитай даирилириниң уйғур елини бир пүтүн җазалаш лагериға айландуруватқан бир вақитта қазақистан уйғур җамаәтчиликиниң қоллап-қуввәтлиши билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға вә башқа хәлқара тәшкилатларға мураҗиәтнамә сунушниң вақти йетип кәлгәнликини билдүрди.

Мурасимда сөзгә чиққан әзәрбәйҗан мәдәнийәт мәркизиниң рәиси гариф мамедоф, қирим татарлири мәдәнийәт мәркизиниң рәиси сейит бабалийеф, “агидел” башқурт мәдәнийәт мәркизиниң рәиси азамат рискелдинлар һәр қандақ бир хәлқниң өмүр сүрүшкә, өз тилини, мәдәнийитини раваҗландурушқа, әвладлирини миллий роһта тәрбийәләшкә һоқуқлуқ икәнликини ейтип, уйғурларға болған һесдашлиқини изһар қилди.

Зияритимизни қобул қилған қирим татарлири мәдәнийәт мәркизиниң рәиси, профессор сейит бабалийеф уйғурлар әһвалиниң бүгүн һәқиқәтәнму ечинишлиқ икәнликини билдүрүп, мундақ деди: “биз барлиқимиз бир биологийәлик материялдин түзүлгән. Адәмләрни миллитигә қарап бөлүш мумкин әмәс. Һәр бир хәлқ өзи яшаватқан дөләтниң һоқуқлириға игә. Әгәр уйғурлар хитай пуқралири болса, демәк дөләт уларниң һоқуқлирини дәпсәндә қилмай, әксичә һимайә қилиши керәк иди. Мениң билишимчә шундақла филимдин мәлум болушичә, у яқта әнә шу қанунларға зит келидиған һәрикәтләр йүз бериветипту. Шуниң үчүн бу мәсилини дуня җамаәтчиликигә аңлитиш лазим һәм бу йөнилиштә һәрикәт қилиш керәк”.

Атақлиқ шаир абдуғопур қутлуқофниң пикричә, мәзкур мурасим көпчиликкә қаттиқ тәсир қилған болуп, сөздин әмәлгә көчүшниң аллиқачан вақти йәткән икән. У мундақ деди: “қазақистанда истиқамәт қиливатқан зиялийларниң бешини ичигә тиқип йетишниң уят икәнликини, уйғуристанниң отта көйүватқанлиқини, униң үсти очуқ түрмигә айланғанлиқини көрүп туруп, давамлиқ сүкүт қилишни намәрдлик дәп билип, яхши тәшәббус көтүрүпту. Шу яқтики пакитларни хәлқараға ашкара қилиш һәм хәлқараниң һимайисини қолға кәлтүрүш үчүн шундақ бир тәшәббус билән чиққини наһайити яхши иш бопту. Биз буни қоллап-қуввәтләймиз. Вәтинимизниң отта көйүватқанлиқиниң тамашибини болуш бизгә уят. Бизму қолимиздин кәлгән ишни қилишқа тәйярмиз”.

Абдуғопур қутлуқоф хитайниң вәһшийликини илгири пәқәт уйғурларла билгән болса, һазир башқа хәлқләрниңму буни тетиватқанлиқини, әмди хәлқараға ашкара қилиш үчүн бирлишип һәрикәт қилиш лазимлиқини оттуриға қойди.

Игилишимизчә, һазир уйғурлар оттура асиядин башқа русийәдиму яшаватқан болуп, улар өз мәдәнийәт мәркәзлирини қуруп, ана тилини сақлаш, миллий өрп-адәтлирини раваҗландуруш һәрикәтлирини қилмақтикән. Мәзкур мурасимға қатнашқан санкт-петербург шәһириниң турғуни һәмраҗан амрақниң дейишичә, русийә уйғурлириму уйғур диярида йүз бериватқан вәқәләрдин хәвәр елип, қериндашлириниң әһвалидин бәк қайғурмақтикән. У русийәлик уйғурларниңму тинч ятмайдиғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “өткән йилниң ноябир ейида һәр яқтин кәлгән уйғурлар бир йиғин өткүзгән идуқ. Шу йиғинда русийә президентиға хәт тәйярлиған идуқ. Уни қанун-һоқуқ вәкиллиригә көрсәттуқ. Әмди шуни беримиз. Бүгүн алмутадики уйғурлар баш қошуп, хитайниң қиливатқан таҗавузлириға қарши йиғин өткүзди. Әмди йигит башлири арқилиқ имза топлап, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға, һәр түрлүк мәмликәтләргә хәт тәйярлидуқ. Вәтәндә болуватқан ишлар гитлер вақтидики ‛тухумидин қурутимән‚ дегәнгә охшаш болуватиду. Униңға йол қоймаймиз”.

Мәлум болушичә, қазақистан мәркизий асиядики район характерлик йетәкчи мәмликәтләрниң бири болуп, мустәқиллиқ алғандин буян қошна хитай хәлқ җумһурийити билән иқтисадий, мәдәнийәт вә достлуқ алақилирини раваҗландуруп кәлмәктә. Қазақистан хитай ишғалийитидики уйғур дияри билән чегридаш мәмликәттур. Бәзи мәлуматларға қариғанда, қазақистанда 500 миң әтрапида уйғур яшаватқан болуп, муһаҗирәттики әң көп уйғур җамаити яшайдиған мәмликәт һесаблинидикән. Өткән әсирниң 80-йиллиридин буян икки мәмликәт оттурисида сода алақилири, өз ара берип-келишләр хели қоюқлашқан иди. Йеқинқи вақитларда уйғур елида йүз бериватқан юқири бесимлиқ бастуруш вә тәқиб сиясити түпәйли қазақистан билән хитай мунасивәтлириниң суслишип кетиватқанлиқи билинмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.