Қазақистанлиқ уйғурлар алматада хатириләш паалийити өткүзди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2015.10.01
qazaqistan-almata1-oktebir-1.jpg Қазақистанлиқ уйғурлар бир йәргә җәм болуп, 1-өктәбир күнини матәм күни сүпитидә хатириләватқан паалийәттә сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди сөз қилди. 2015-Йили 30-сентәбир, алмата.
RFA/Oyghan

30-Сентәбирдә алмата шәһириниң заря востока мәһәллисигә орунлашқан кафийханиларниң биридә хатириләш паалийити өтти. “1-өктәбир күни”ни матәм күни сүпитидә хатириләп келиватқан америка, явропа, японийә, түркийә, қирғизистан уйғурлири билән бирликтә қазақистанлиқ уйғурларниңму бу күни бир йәргә җәм болуп, уйғур елидә өзлириниң кишилик һоқуқлири үчүн қурбан болған қериндашлирини яд етишни әнәнигә айландурғанлиқи яхши мәлумдур. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, қазақистан уйғурлири өзлириниң тарихий вәтини һәм униң сиртида йүз бериватқан вәқәләр һәққидә мәлуматларни мәтбуат сәһипилири, тор бәтлиридин ташқири йәнә җай-җайларда өткүзүлүватқан нәзир-чирағ вә той-төкүнләрдиму игилимәктә. Бу җәһәттә болупму сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрдиниң елип бериватқан паалийитини алаһидә атап өтүшкә әрзийду.

Шәһәр вә униң әтрапидики мәһәллиләрдин көплигән вәкилләр қатнашқан мәзкур хатириләш паалийити адәттикидәк әркинлик вә азадлиқ үчүн шеһит болғанларға атап қуран оқуштин башланди. Асасий доклат билән сөзгә чиққан қ. Ғоҗамбәрди кейинки вақитларда уйғур елидә орун еливатқан вәқәләр, дуня вәзийити, шундақла рабийә қадир ханим башлиқ дуня уйғур қурултийиниң елип бериватқан паалийәтлири һәққидә тәпсилий тохталди. У уйғурлар көп олтурақлашқан мәмликәтләрниң бири қазақистандики демократийиниң, әркинликниң уйғурлар билән бир қатарда башқиму милләтләр тәқдиридә муһим рол ойнаватқанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Мурасимда сөз алған алим, филологийә пәнлириниң намзати рабик исмайилоф, “инайәт” җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси турғанҗан розахуноф, дуня уйғур аяллири бирлики рәисиниң оттура асиядики муавини асийәм турдийева вә башқилар миллий маарип, өрп-адәт, уйғурларниң бүгүнки тәқдири вә келәчики, дуня миқясида елип бериливатқан уйғур миллий һәрикити, бирлик вә иттипақлиқ һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Радиомиз зияритини қобул қилған диний зат мәһәммәт һаҗим 1-өктәбирниң уйғурлар үчүн матәм күнигә айланғанлиқиниң сәвәбигә тохтилип, мундақ деди:
Уйғур җамаәтчилики “билал назим кафеси” ға җәм болуп, қизил хитай коммунистик һөкүмитиниң бизниң вәтинимизни наһайити мәккарлиқ билән ишғал қилип, өзиниң мустәмликисигә айландурувалғанлиқиниң 66 йиллиқ күнини уйғур хәлқи үчүн матәм күни дәп билип, өткән еғир йилларни бир қур әскә елип өтүш үчүн нәзир һесабида йиғилдуқ. Қ. Ғоҗамбәрди җамаәтчиликкә бу һәқтә өзиниң йиғқан наһайити яхши мәлуматлирини сөзләп бәрди. Болупму хитай һөкүмити бизниң вәтинимизни ишғал қилған 1949-йилдин та мушу күнгичә хәлқимиз үстидин йүргүзүп кәлгән һәр түрлүк сиясәтлирини атап чиқти.

У шундақла натиқниң дуня уйғур қурултийиниң паалийити тоғрилиқ тәпсилий мәлумат берип, буниңдин өзиниң бәһримән болғанлиқини көрсәтти.

Дуня уйғур аяллири бирлики рәисиниң оттура асиядики муавини асийәм турдийева болса, уйғурларниң мәниви аниси рабийә қадирниң әмәлгә ашуруватқан ишлириниң муһимлиқини һәмдә хитай даирилири тәрипидин йүргүзүлүп кәлгән сиясәтниң уйғурларға қанчилик паҗиә елип кәлгәнликини тәкитләп өтти һәм бүгүнки паалийәтниң қазақистанлиқ уйғурлар үчүн әһмийитиниң зор болғанлиқини көрситип, мундақ деди: бизниң мушу хәтмә-қуранлиримизға хәлқимиз аңлапла қалса келиду. Улар кичиккинә болсиму қәһриманниң еғзидин рабийә қадирниң хәвәрлирини, уйғурларниң әһвалини аңлаймиз, биз үчүн хушаллиқлар, йеңилиқлар бармикин, һоқуқимизни әтә я өгүн алимизму, дәп тәлмүрүп келиду. Әлвәттә, уларниң үмиди чоң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.