Қирим татарлири - шанлиқ вә паҗиәлик өтмүш, әндишилик келәчәк (1)

Мухбиримиз үмидвар
2014.03.14
ukraina-qirim-turkiye-namayish-1.JPG Уйғурлар қирим татарлирини қоллаш намайишиға қатнашти. 2014-Йили март, түркийә.
RFA/Erkin Tarim


Йеқинқи вақитлардин буян пәйда болған украина кризиси нәтиҗисидә қирим йерим арили русийә билән украина арисида җүмлидин ғәрб билән русийә арисидики сиясий тоқунуш нуқтисиға айланди.

Қирим кризиси билән тәң қиримниң әсли аһалилиридин бири болған түркий тиллиқ хәлқ қирим татарлириниң миллий кимлики вә қиримниң тарихиму мәтбуатларниң диққәт мәркизидә болуп кәлди. Тарихчилар қирим татарлириниң тарихи кәчмишлирини қиримниң узун әсирлик сиясий вә хәлқара мунасивәтләр тарихи билән мунасивәтлик дәп һесаблайду.

Қирим татарлири кимләр

Қирим йерим арили қара деңиз районидики истратегийилик орни наһайити юқири җай болуп, тарихтин бери қирим түрлүк қәбилиләр вә империйиләрниң талишиш нуқтиси болуп кәлгән. Тарихий мәлуматларға асасланғанда, 8 - әсирләрдин башлап, қиримда түркий қәбилиләр асаслиқ салмақни игилишкә йүзләнгән болуп, кейинки хазар ханлиқи, алтун орда ханлиқи дәврлирини баштин кәчүрүп, ахири 15 - әсиргә кәлгәндә түркий тиллиқ қәбилиләрниң қирим ханлиқи қурулған иди. Әнә шу дәврдин башлап, һазирқи қирим татарлири дәп аталған хәлқ шәкиллинишкә вә раваҗлнишқа башлиған иди.

Қирим татарлири һазирқи қирим нопусиниң 13 % ни тәшкил қилиду. Улар өзлириниң миллий тили, мәдәнийити вә өзигә хас турмуш өрп - адәтлирини сақлиғандин сирт йәнә, уларниң һаят мусапилири қиримниң узун әсирлик тарихи җәряни билән зич бағланған.

Қиримлиқ тарихчи ә.Чубарофниң баш тәһрирликидә нәшр қилинған “қирим татарлириниң тарихи вә мәдәнийити һәққидә очериклар” намлиқ китабқа асасланғанда, қирим татарлири адәттә өзлирини қирим татарлири, қиримлиқлар, қиримлар дегәндәк намлар билән атайду.

Уларниң тили түркий тиллар аилисиниң оғуз гурупписиға мәнсуптур. Түркийидә олтурушлуқ қирим татар зиялийси зәфәр қаратай әпәндиниң ейтишичә, тил вә өрп - адәтләр җәһәттин улар қазан татарлиридин мәлум дәриҗидә пәрқлиқ тәрәпләргә игә. Қирим татарлири диний җәһәттә ислам дининиң сүнний мәзһипигә мәнсуптур.

Татарларниң тарқилиши

Тарқилиш җәһәттин алғанда, уларниң пүтүн дуня бойичә нопуси тәхминән 400 миңдин артуқ болуп, уларниң асаслиқ қисими, йәни 260 миңдин артуқ адәм қиримға җайлашқан. Булардин башқа йәнә өзбекистанда 90 миң әтрапида, түркийә, руминийә қатарлиқ әлләрдә 24 миң, болғарийидә 3 миң, русийидә 4 миң әтрапида адәм яшайду. Түркийидики қирим татарлириниң нопуси мәсилиси муһим болуп, бир қисим татар вә түрк тарихчилири һәр хил тарихий дәврләрдә 5 - 6 милйон қирим татариниң түркийигә көчүп келип йәрләшкәнлики, уларниң зор көпчиликиниң түркләргә сиңип кәткәнликини оттуриға қойиду.

Тарихий мусапиләр

Қиримда қәдимки вә оттура әсирләрдә тавр, скиф, сармат, алан, болғар, грек, хазар, печенек, половис, черкәс, кичик асия түрклири болуп һәр хил түркий тиллиқ вә явропа тиллиридики хәлқләр яшиған, узун мәзгиллик тарихи җәрянда қәдимки бу хәлқләрниң мутләқ көпчилики һазирқи заман қирим татарлириниң етник тәркибигә қошулуп, һазирқи заман қирим татарлирини шәкилләндүргән. 13 - Әсирдә қирим моңғулларниң һуҗумиға учриған болуп, 13 - әсирдин 15 - әсиргичә қирим алтун орда ханлиқиниң тәркипидә болди. Бу вақитларда қипчақ қәбилилири қиримға йейилған болуп, 13 - әсирдин башлап, волга дәря вадилири вә қиримдики түркий қәбилиләр омумлаштурулуп татарлар дәп аталди. Болупму славиян хәлқлири уларниң һәммисини татарлар яки, моңғул - татарлири дегән намлар билән атиди.

Алтун ординиң парчилинишиға әгишип, 1441 - йили қирим татарлири өзлириниң ханини тикләп айрим ханлиқ қурди. Бу ханлиқ тарихта қирим ханлиқи дәп атилип дәсләптә дунай дәряси билән днепир дәряси вә азоф деңизи районлирини контрол қилди.

1478 - Йили, қирим ханлиқи рус - славиян дөләтлири билән болған урушлар түпәйлидин османли империйиси билән иттипақ түзди. 16 - Әсирниң иккинчи йеримида москва дөлити қазан ханлиқи вә астрахан ханлиқлирини йоқитиш билән қирим ханлиқи билән москва дөлити арисидики күрәш өткүрләшти. Буниң билән қирим ханлиқиниң османли дөлити билән болған иттипақдашлиқ мунасивәтлири техиму күчәйди.

18 - Әсирниң бешида русийә империйиси билән османли империйисиниң қиримни талишишии күчәйди. 1736 - Йили русийә қошунлири бағчасарайни ишғал қилди. 1783 - Йили, русийә билән османли арисидики урушта османли империйиси йеңилип, русийә қиримни пүтүнләй игиләп, қирим ханлиқини узул - кесил йоқатти. Шуниң билән қирим ханлиқиниң 3 әсиргә созулған османли империйисиниң һимайиси астидики дөләтлик орниға хатимә берилди.

Рус тарихчилиридин водарский қатарлиқлар бирлишип язған “ қиримниң 18 - 20 - әсирдики аһалиси” намлиқ китабта көрситилишичә, қирим русийә қолиға өткәндин кейин қирим татарлириниң түркийигә йәни османли империйисигә көчүш һәрикәтлири изчил давамлашти. 19 - Әсирниң биринчи вә иккинчи йеримида қирим йәнә османли империйиси билән русийә империйисиниң талишиш нуқтисиға айлинип., икки қетим кәң көләмлик қирим уруши йүз бәрди. Бу урушлар җәрянида татарлар көпләп османли тәвәсигә көчти. Бу йәрдики аһалиләрниң көчүш әһваллири 20 - әсирдиму изчил давамлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.