Хитайниң бөртала сақчилири, рабихан муса аниниң шикайәт вә мураҗитидин биарам болушқа башлиди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.09.26
rabiyxan-musa-ana-1.jpg 5 Йилдин бери дидарини көрмигән кәнҗи оғли қурбанҗанни көрүшкә тәшна болған рабийхан ана.
RFA/Shohret Hoshur


Паспорти тартивелинған бөрталалиқ рабихан муса ана икки һәптидин бери радийомиз зияритини қобул қилип өзиниң норвегийәдики оғлини көрүш арзусиниң тосқунлуқ вә зораванлиққа учриғанлиқи һәққидә шикайәт қилған вә дуня җамаитидин уйғур анилириниң бу җәһәттики дәрдигә дәрман болуши үчүн ярдәм тәләп қилған иди. Мәлум болушичә, хитай сақчилири рабихан аниниң дуняға тарқалған бу авазиға дәсләпки 10 күндә қулақ йопуруп баққан болсиму, ахири биарам болушқа башлиған. Рабихан аниниң дейишичә, сақчилар 4 күнниң алдида униң чоң оғли арқилиқ униңға ахбарат зияритини қобул қилмаслиқ һәққидә йошурун агаһландурған, бүгүн бир нәпәр сақчи уни өйигә издәп келип паспорти һәққидики әрз - шикайитидин ваз кечишни тәләп қилған вә буниң бәдилигә өзиниң рабихан аниниң паспортиниң берилишигә ярдәм қилидиғанлиқини ейтқан. Төвәндә мухбримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программиси диққитиңларда болиду.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар юқурида аңлиғиниңлар, рабихан муса ана билән 4 күнниң алдида өткүзгән сөһбәт хатиримиз, төвәндә бүгүнки сөһбәт хатиримиз диққитиңларда болиду.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқарқилардин мәлум болишичә, хитайниң бөрталадики сақчилири рабихан муса аниниң паспорт һәққидики әрз - шикайәтлиригә қандақ муамилә қилишта теңирқимақта. Бәзи уйғур көзәткүчиләр, хитайниң рабихан аниға паспортини қайтуруп бериш арқилиқ хәлқара җамаәт алдидики сәтчиликтин өзини қоғдайдиғанлиқини пәрәз қилса, йәнә бәзи көзәткүчиләр хитайниң бир қанун дөлити әмәсликини илгири сүрүп, 82 яшлиқ рабихан аниға қарита зораванлиқини йәнә давамлаштуридиғанлиқини пәрәз қилишмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.