Рабийә қадир ханим “2012 - йилидики хәлқарада тәсири әң күчлүк 500 мусулман” ниң бири
2013.04.30

Мәркизи иорданийидики хан җәмәти ислам тәтқиқат мәркизи тәрипидин йилда бир қетим баһалап елан қилинидиған “хәлқарада тәсири әң күчлүк 500мусулман” журнилиниң 2012 - санида, уйғур миллий һәрикити рәһбири, 2006 - йилидики нобел тинчлиқ мукапатиниң намзати вә йәнә рафто мукапати саһиби рабийә қадир ханим мәхсус тонуштурулди.
Рабийә қадир ханим сиясий категорийә бойичә бу йиллиқ 500 тәсири әң күчлүк мусулманниң ичидә 49 орунда турған, шундақла у бу қатардики санақлиқ аял затиниң биридур.
Биринчи орунда сәуди әрәбистан падишаһи абдулла бин абдул әзиз ал сәуд туриду. 500 Даңдар мусулман қатарда йәнә дуня бокс падишаһи муһәммәд али, түркийә җумһурийити президенти абдуллар гүлләрниң нами киргүзүлгән. Рабийә қадир ханим һәққидики тонуштурушта, униң хитай һөкүмитиниң бастурушлириға қарши уйғур мусулманлириниң сиясий, диний әркинлики, инсан һәқлири вә демократийини қолға кәлтүрүш йолида елип бериватқан паалийәтлири һәм уйғурларниң нөвәттики омумий вәзийити һәққидә мәлуматлар берилгән.
Зияритимизни қобул қилған рабийә қадир ханим “бу мән әмәс бәлки уйғур мәсилисиниң дунядики 500 чоң мәсилә қатарида ислам дунясида тәсир пәйда қилғанлиқини чүшәндүриду, бу давайимизниң ислам дунясидики дәсләпки нәтиҗиси, бу бир башлиниш” деди.
Нөвәттә мухбиримиз гүлчеһрәниң рабийә қадир ханим билән елип барған мәхсус сөһбити диққитиңларда болсун.