Рабийә қадир: уйғурум матәм күнини байрамға, қайғуни күчкә айландуриду!

Мухбиримиз гүлчеһрә
2016.07.05
rabiye-qadir-2016-5-iyul-erkin-asiya-radiosi.jpg Д у қ рәиси рабийә қадир ханим 5-июл үрүмчи қирғинчилиқиниң 7 йиллиқини хатириләш йүзисидин әркин асия радийосида баянат бәрди. 2016-Йили 5-июл, вашингтон.
RFA

Уйғурлар 30 күн рамизанлиқ ибадәтлирини ахирлаштурған бу күнләрдә роза һейт билән тәң йәнә мурәккәп вәзийәт вә һес-туйғулар ичидә, буниңдин 7 йил аввал үрүмчидә йүз бәргән “5- июл вәқәси” ниң хатирә күнлирини биллә күтүвалди.

Бүгүнкидәк айәм күнлиридә дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур җамаәтчилики бир тәрәптин һейт тәйярлиқини қиливатқан болса, йәнә бир тәрәптин, 2009-йилидин башлап уйғурларниң әң чоң әнәниви паалийитигә айланған “5-июл вәқәси” ни хатириләш намайиши елип бармақта.

Җүмлидин, америкидики уйғурларниң хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ намайишиға қатнишиш алдида турған дуня уйғур қурултийи президенти рабийә қадир ханим мәхсус зияритимизни қобул қилип, “5- июл вәқәси” ниң 7 йиллиқ хатирисигә вә роза һейт һөрмитигә беғишлап сөз қилди.

Рабийә қадир ханимниң бу һәқтики баянлириниң тәпсилатини мухбиримиз гүлчеһрәниң сөһбитидин аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.