Рабийә қадир: уйғурум матәм күнини байрамға, қайғуни күчкә айландуриду!

Уйғурлар 30 күн рамизанлиқ ибадәтлирини ахирлаштурған бу күнләрдә роза һейт билән тәң йәнә мурәккәп вәзийәт вә һес-туйғулар ичидә, буниңдин 7 йил аввал үрүмчидә йүз бәргән “5- июл вәқәси” ниң хатирә күнлирини биллә күтүвалди.

Д у қ рәиси рабийә қадир ханим 5-июл үрүмчи қирғинчилиқиниң 7 йиллиқини хатириләш йүзисидин әркин асия радийосида баянат бәрди. 2016-Йили 5-июл, вашингтон. RFA

Уйғурлар 30 күн рамизанлиқ ибадәтлирини ахирлаштурған бу күнләрдә роза һейт билән тәң йәнә мурәккәп вәзийәт вә һес-туйғулар ичидә, буниңдин 7 йил аввал үрүмчидә йүз бәргән “5- июл вәқәси” ниң хатирә күнлирини биллә күтүвалди.

Бүгүнкидәк айәм күнлиридә дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур җамаәтчилики бир тәрәптин һейт тәйярлиқини қиливатқан болса, йәнә бир тәрәптин, 2009-йилидин башлап уйғурларниң әң чоң әнәниви паалийитигә айланған “5-июл вәқәси” ни хатириләш намайиши елип бармақта.

Җүмлидин, америкидики уйғурларниң хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ намайишиға қатнишиш алдида турған дуня уйғур қурултийи президенти рабийә қадир ханим мәхсус зияритимизни қобул қилип, “5- июл вәқәси” ниң 7 йиллиқ хатирисигә вә роза һейт һөрмитигә беғишлап сөз қилди.

Рабийә қадир ханимниң бу һәқтики баянлириниң тәпсилатини мухбиримиз гүлчеһрәниң сөһбитидин аңлайсиләр.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org