Д у қ рәиси рабийә қадир ханим голландийәдики уйғурлар билән йәнә бир қетим учрашти

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2016.11.17
rabiye-xanim-gollandiye.jpg Д у қ рәиси рабийә қадир ханим уйғурларниң истиқбалиға мунасивәтлик мәсилиләрдики пикир-қарашлирини голландийәдики уйғурлар билән ортақлашти. 2016-Йили 16-ноябир.
RFA/Pida’iy

Явропадики паалийәтлири давамида голландийәгә тәкрар кәлгән дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим 2016-йили 16-ноябир кәч голландийәдики уйғурлар билән йәнә бир қетим учрашти.

У 11-ноябир бу йәрдин өткүчә, пүтүн дунядики уйғурларниң җумһурийәт байримини тәбрикләп салам йоллиған иди.

16-Ноябир кәчлик сөһбәт йәнә шу явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә елип берилди. Паалийәткә мәзкур җәмийәтниң катипи иса қараҗим риясәтчилик қилди.

Бу сөһбәткә дахил болған голландийәдики уйғурлар явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити вә голландийә шәрқий түркистан уйғур бирлики тәшкилати рәислириниң рабийә қадир ханимни қарши елиш тәбрик сөзидин кийин, рабийә қадир ханимниң хизмәт доклатини көңүл қоюп аңлиди вә уйғурларниң истиқбалиға мунасивәтлик мәсилиләрдә пикир-қарашлирини ортақлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.