Д у қ рәиси рабийә қадир ханим норвегийәдә икки чоң мурасимға қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.11.21
rafto-rabiye-omer.jpg Д у қ рәиси рабийә қадир ханим билән муавин рәиси өмәр қанат әпәнди 2016-йиллиқ рафто мукапатиға еришкән янар муһәммәт ханим(оттурида) билән. 2016-Йили 20-ноябир, норвегийә.
RFA/Erkin Tarim

Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим билән муавин рәиси өмәр қанат әпәнди 11-айниң 20-күни рафто фонди қурулғанлиқиниң 30 йиллиқи мунасивити билән норвегийәниң бергин шәһиридә өткүзүлгән 2016-йиллиқ рафто кишилик һоқуқ мукапатини тарқитиш мурасимиға қатнашти. Мурасимға 30 йилдин бери явропадики инсан һәқлири мукапатиға еришкән кишиләр тәклип қилинған болуп, буларниң ичидә рафто мукапатиға еришкәндин кейин нобел мукапатиға сазавәр болған бир қисим кишиләрму бар икән. Мурасимға норвегийәниң алий рәһбәрлириму иштирак қилған.

Бу мурасимда 2016-йиллиқ рафто инсан һәқлири мукапати ирақлиқ түркмән паалийәтчи янар муһәммәт ханимға берилгән. Мурасим ахирида янар муһәммәт ханим иҗтимаий таратқулар арқилиқ пүтүн уйғур хәлқигә салам йоллиған.

Биз бу һәқтә тәпсилий мәлумат игиләш үчүн норвегийәниң бергин шәһиридики паалийәтләргә қатнишиватқан өмәр қанат әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Өмәр қанат әпәнди рабийә ханимниң норвегийәниң бәргин шәһиридә өткүзүлгән икки муһим паалийәткә қатнишиш үчүн алаһидә тәклип бойичә 17-ноябир күни кәлгәнликини баян қилди.

Өмәр қанат әпәнди 2016-йиллиқ рафто инсан һәқлири мукапатиға еришкән янар муһәммәт ханимниң ирақтики аялларниң һоқуқлирини қоғдайдиған муһим бир паалийәтчи икәнликини тәкитлиди.

Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси өмәр қанат әпәнди 20-ноябир күни өткүзүлгән 2016-йиллиқ рафто мукапатини тарқитиш шундақла рафто вәхпиниң қурулғанлиқиниң 30 йиллиқини хатириләш мурасимиға норвегийәниң юқири қатлам рәһбәрлириниңму иштирак қилғанлиқини, мурасим җәрянида рабийә қадир ханимниң улар билән учрашқанлиқини баян қилди.

Өмәр қанат әпәнди мурасим җәрянида рабийә қадир ханимниң журналистлар биләнму учрашқанлиқини баян қилди.

Рафто фонди 1986-йили қурулған явропадики абруйлуқ инсан һәқлири тәшкилати болуп, 2004-йили рабийә қадир ханим түрмидики чағда униңға рафто инсан һәқлири мукапати берилгән иди. Мәзкур мукапат рабийә қадир ханимниң түрмидин қоюп берилишидиму муһим рол ойниған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.