Бортала шәһәрлик сақчи башлиқи рабийхан аниниң паспортини тартивалғанлиқини етирап қилди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.09.16
2016.09.16

Хитайниң борталада вәзипә өтәватқан сақчилири 82 яшлиқ рабийхан аниниң паспортини тартивалғанлиқи һәққидә мәлумат бериштин бир һәптидин бери өзини қачуруп келиватқан иди. Мухбиримизниң бүгүнки телефон зиярити нәтиҗисидә бортала шәһәрлик сақчи идарисиниң башлиқи рабийхан аниға қилған зораванлиқини “қолимизда йетәрлик пакит вә сәвәбләр бар” дәп ақлаш арқилиқ, рабийхан аниниң паспортини тартивалғанлиқини етирап қилди, әмма мәзкур пакитларниң тәпсилатини сөзләшкә җүрәт қилалмиди.
Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтики программиси диққитиңларда болиду.