Татарлар қазанда йиғилиш өткүзүп, хитайниң уйғурларни “лагерлар” ға солаш қилмишини әйиблиди
2018.12.26

Хитайниң уйғур дияридики уйғур, қазақ, қирғиз қатарлиқ түркий милләтләрни “тәрбийәләш мәркәзлири” дәп ативалған җаза лагерлириға солишиға болған наразилиқ һәрикәтлири русийәниң татаристан җумһурийитиниң пайтәхти қазандиму йүз бәрди. 26-Декабир күни қазан шәһиридики кәрим тинчурин бағчисида бир топ татар паалийәтчилири түрлүк плакатларни көтүрүп, наразилиқ йиғилиши өткүзүп, бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишини хитайниң уйғур қатарлиқ түркий милләтләргә қаратқан сияситини әйибләшкә чақирди.
Азадлиқ радийосиниң бу һәқтики русчә хәвиридә қәйт қилинишичә, мәзкур йиғилиш пүтүн татар җәмийәтлири мәркизи тәрипидин уюштурулған болуп, мәзкур җәмийәтниң рәиси фәрит закийеф азадлиқ радийосиға қилған сөзидә өзлириниң бу паалийәтни өткүзүшидики мәқситиниң хитайда уйғур қатарлиқ мусулман түркий хәлқләргә елип бериливатқан қилмишларниң “ирқий қирғинчилиққа йүзлиниватқанлиқи” ға қарита хәлқара җәмийәтниң диққитини тартиш икәнликини билдүргән. Фәрит закийеф әпәнди: “биз б д т бихәтәрлик кеңишини өзиниң йиғинида бу мәсилигә қарап чиқиши вә бу хил етник мәдәнийәт йоқитиши вә ирқий қирғинчилиқни әйиблиши лазим дәп һесаблаймиз, бизниңчә, б д т бихәтәрлик кеңишигә әза америка, әнглийә, русийә вә фирансийә хитайниң ассимилятсийә сияситини әйиблиши, болупму униң аталмиш тәрбийәләш лагерлириға диққәт қилиши лазим дәп һесаблаймиз” дәп тәкитлигән.
Йиғилишқа йеғиватқан қарға қаримай 12 адәм қатнашқан болуп, улар қоллирида “хитай хәлқ җумһурийити рәиси ши җинпиң! б д т вәкиллириниң шинҗаңға киришигә йол қоюшни тәләп қилимиз!”, “хитай хәлқ җумһурийити рәиси ши җинпиң! хитайдики түркий мусулманларға қаратқан ирқий қирғинчилиқни тохтитишни тәләп қилимиз!”, “фашистлар германийәси-1937, хитай-2018”, “татарлар! қандаш уйғур, қазақ қериндашлиримизни бирликтә қоғдашқа қозғилайли!”, “йиғивелиш лагерлиридики уйғур вә қазақларға әркинлик!” дегәндәк шоарлар йезилған плакатларни көтүргән.
Әслидә пүтүн татар җәмийәтлири мәркизи қазандики хитай баш консулханиси алдида намайиш өткүзүшни пиланлиған болсиму, әмма қазан шәһәрлик һөкүмәт хитай консулханисиниң ремонт қилиниватқанлиқи үчүн уларниң бу паалийитини кәрим тинчурин бағчисида өткүзүшини тәвсийә қилған икән.
Буниңдин илгири қазандики татар яшлириниң “азадлиқ” тәшкилати 22-декабир күни қазан шәһиридә уйғур қатарлиқ түркий милләтләрни һимайә қилиш мәқситидә чоң көләмдә намайиш қилишни пиланлиған, бирақ мәзкур тәшкилат мәлум сәвәбләр түпәйлидин бу паалийитини әмәлдин қалдуруп, 2019-йили январда өткүзүшкә өзгәрткән.