Профессор шя миң: сақалға қамақ җазаси бериш кишиниң җисманий турқини контрол қилишқа урунғанлиқ
2015.04.06
Қәшқәр сот мәһкимисиниң йеқинда сақал вә һиҗаплиқ бир җүп уйғур әр-аялни айрим-айрим 6 йиллиқ вә 2 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиши, дунядики барлиқ чоң ахбарат васитилиридә хәвәр қилинди. Мәзкур вәқә дуняда зор ғулғула қозғиған.
Қәшқәр сот мәһкимисиниң қарари хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, уйғур паалийәтчиләр, өктичи вә бәзи чәтәллик мутәхәссисиләрниң тәнқидигә учрап, бу, җисманий қияпәткә қаритилған һуҗум, дәп әйибләнгән иди.
Бирақ хитайниң бәзи һөкүмәт мутәхәссислири, бу тәнқидләрни рәт қилип, бу хил диний кийим-кечәкләрниң террорлуқ кәйпият пәйда қилидиғанлиқини, шуңа, уни чәкләш тоғра икәнликини илгири сүргән. Сотниң қарарини қоллиған хитай һөкүмәт мутәхәссислириниң бири, бейҗиңлиқ уйғур мәсилилири тәтқиқатчиси җяң явюң.
У йеқинда, хоңкоң “әйнәк” гезитигә қилған сөзидә, һиҗап, бурқа, сақал қатарлиқ күчлүк диний ашқунлуқ түсигә игә кийим-кечәкләр. Уни кийиш бир хил террорлуқ кәйпияти пәйда қилиду. Шуңа, аммиви сорунларда бу хил кийим-кечәкләрни чәкләш әйиблигүдәк нәрсә әмәс, дегән.
Униң қаришичә, бу хил кийим, кечәк вә қияпәтләр диний ашқунлуқниң аламәтлириниң бир хил түри, шуңа, у аммивий сорунларда қанунниң чәклимисигә учриши керәк. Бирақ қәшқәр сот мәһкимисиниң қарари уйғур илидә кишиләрниң җисманий турқий вә қияпәт әркинликиниң чәк-чегриси қәйәргичилик, дегән соални пәйда қилди.
Америка нюйорк шәһәрлик университетиниң сиясий пәнләр профессори шя миң әпәндиниң қаришичә, қәшқәр сот мәһкимисиниң қарариниң ақлиғудәк һечқандақ тәрипи йоқ. Кишигә сақили, яғлиқи сәвәблик қамақ җазаси бериш, кишиниң җисманий турқини контрол қилишқа урунғанлиқтур.
У мундақ деди: “бу шәхсниң кийим-кечикигә арилашқанлиқ. Биз мусулман аяллириниң чүмбилигә арилашқанлиқини көрдуқ. Җуңго һөкүмити сениң чүмбилиңни еливетишимиз, сени заманивийлаштуруш, дәйду. Әркәкләрниң болса җисманий турқи кийим-кечәк вә яки сақилиға арилашти. Лекин мениңчә, реаллиқ шу, җуңго һөкүмити бир қанчә йилдин буян һоқуқдарлиқ, һоқуқ мәркәзийәтчилик түсини елишқа башлиди. Униң һәрикити шәхсләрниң турмушиға қәдәр кеңәймәктә. Очуқрақ қилип ейтқанда, униң биологийилик контроллуқи кишиниң җисманийитигә қарап маңди. Бу типик дөләт қануниниң чәксиз кеңийишидур. Униң мәқсити, сениң һәрикитиңни контрол қилипла қалмай, сениң идийәңни контрол қилиш иди. Бирақ һазир болса у, сениң җисманий турқуңни контрол қилип, униңға игә болушқа урунуватиду.”
Профессор шя миңниң көрситишичә, җяң явюңниң қәшқәрдики сот тоғрилиқ қилған сөзи демократик әлләрдики зиялийлар билән диктатор дөләтләрдики зиялийларниң пикир қилиш җәһәттики түп пәрқини намаян қилип бәргән.
У мундақ деди: “бу йәрдин һоқуқ мәркәзләшкән диктатор дөләтләр билән демократик дөләтләрниң түп пәрқини көрүвелишқа болиду. Шуниң билән биргә, ечиветилгән җәмийәтләрдики зиялийлар билән бекинмә, истибдат дөләтләрдики зиялийларниң пәрқини көрүвелишқа болиду. Уларниң оттурисида түп пәрқ шу, демократтик әлләрдә җәмийәт дөләтниң алдида туриду. Йәни дөләт муһим әмәс, муһими бизниң мәһәллимиз, бизниң кишилик әркинликимиз, бизниң диний етиқадимиз, аилә, маарип мәсилимиз, кархана вә пуқралар.
Дөләтниң вәзиписи уларни қоғдаш, улар оттурисидики зиддийәт вә тонушларни мурәссә қилиш. Бу арқилиқ җәмийәтниң һәр қайси қатлам вә елементлириниң тинч биргә яшишиға капаләтлик қилиш. Бу биз демократтик дөләтләрдики түп мунасивәт. Бирақ җуңго мәсилигә ундақ қаримайду. У җәмийәтниң барлиқ елементлириға дөләтчилик нуқтисидин муамилә қилиду. Шуңа, иҗтимаий елементлар җуңгода мәмурий васитиләр арқилиқ тунҗуқтурулуп, дөләт һәммә нәрсигә игә бөливалған.
Һазир болса у диний етиқадни бастуруватиду. Йеқинда қәшқәрдә йүз бәргән вәқә буниң типик мисали. Бу вәқәниң маһийити уйғур җәмийитиниң диний тоқулмисиға бузғунчилиқ қилишни мәқсәт қилиду, халас.
Лекин хитайниң “шинҗаң мутәхәссиси” җяң явюң “әйнәк” гезитигә қилған сөзидә йәнә, уйғур илида, болупму қәшқәрдә аялларниң җилбап кийиши, әркәкләрниң сақал қоюши уйғурларниң әнәниви миллий адити әмәсликини илгири сүргән. Униң қаришичә, бу хил қияпәт уйғурларға оттура шәрқтики радикал ислами гуруһлардин тарқалғаникән.
У, “бу хил ғәйрий кийимләр диний ашқунлуқниң бәлгиси” дәп көрситип, “бу хил күчлүк диний түскә игә аламәтләр аммиви турмуш тәртипигә бесим шәкилләндүрүп, террорлуқ кәйпият пәйда қилиду” дегән.
Лекин профессор шя миң җяң явюңниң пикрини тәнқидләп, униң сөзиниң өзи бир хил ашқунлуқ, дәп көрсәтти. Униң қаришичә, хитай һөкүмитиниң диний ашқунлуққа қарши туруш намида қолланған тәдбирлириниң өзи бир хил ашқунлуқкән. У буни дөләт радикализм, дәп көрсәтти.
Шя миң: “җуңго компартийәси әмәлийәттә ашқунлуқ арқилиқ дөләт башқуруватиду. У буниңда марксизм, мав зедуң, ши җинпиң вә мав зедуңниң мәдәнийәт инқилабидики васитилирини қолланди. Лекин у радикаллиқ билән биргә йәнә, террорлуқни қолланди. Немишқа дегәндә у шинҗаңлиқларни рәһимсизлик билән бастуруп, қанун түзүмни чәткә қайрип қойди. У һазир уйғурларға оқ чиқирип қирғин қилса болидиған болди. У тибәт вә уйғурларға қораллиқ сақчиларни салса болиду. Улар йәнә хәнзуларға охшашла қорал ишлитиватиду. Буниң өзи дөләт террорлуқидур.”
Униң қаришичә, хитай һөкүмити өзиниң һазирқи террорлуқ вә ашқунлуқ һәрикитигә дәрһал хатимә берип, һәр қайси милләт вә җәмийәтниң һәр қайси қатлимидики хәлқләр билән яришиш йолиға меңиши керәк. Болмиса хитайниң дөләт террорлуқ вә дөләт радикализмлиқ хаиши униң парчилинишини кәлтүрүп чиқириду.
У мундақ деди: “немишқа? чүнки, дөләт террорлуқи вә дөләт радикализми хоңкоң хәлқиниң көңлигә яқамду? хоңкоңда хәлқниң мәркәзни ишғал қилиш һәрикити бар. Бу хил һәрикәт тәйвәнликләр үчүн охшашла қорқунчлуқ. Тәйвәнликләрниң қуяш һәрикити бар. Бу йәнә, тибәтләрни биарам қилиду. Улардики мустәқиллиқ арзусини күчәйтиду. Бу әһвалда шинҗаңлиқлар мустәқиллиқ тәлипини техиму қаттиқ ипадиләйду. Шуңа, әмәлийәттә дөләтниң парчилинишини компартийә пәйда қиливатиду.
Қәшқәрдә бир җүп әр-аялниң сақал вә һиҗап сәвәблик қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини әң бурун “шинҗаң иқтисади гезити” хәвәр қилған. Бирақ узун өтмәй бу хәвәр хитай тор бәтлиридин өчүрүветилгән. Арқидинла намсиз бир мухбир торда кәчүрүм сораш хети елан қилип, бу хәвәр тоғра пакитларни асас қилип йезилмиғанлиқи, шуниң үчүн әпу сорайдиғанлиқини билдүргән иди.