Кишилик һоқуқ тәшкилати явропа иттипақини уйғур мәсилисидә ши җинпиңға бесим ишлитишкә чақирди
2014.03.27
Хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң брюссел зиярити башлиништин бурун кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати явропа иттипақи рәһбәрлиригә очуқ хәт елан қилип, ши җинпиң брюссел кәлгәндә кишилик һоқуқни нуқтилиқ мәсилә қилип оттуриға қоюшқа чақирди.
Пәйшәнбә күни хитай дөләт рәиси ши җинпиң өзиниң фирансийә зияритини ахирлаштурди. У, 28-март башлинидиған германийә зияритидин кейин, явропа иттипақиниң мәркизи, белгийә пайтәхти бирюсселни зиярәт қилиду.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 27-март явропа комиссийиси президенти хосе мануел баросо вә явропа кеңиши рәиси һерман фон румпойға чақириқ қилип, уларни хитай рәһбири ши җинпиң билән көрүшкәндә илһам тохти, шу җийоң қатарлиқ өктичиләрни қоюп бериш, явропа әмәлдарлириниң тибәт вә уйғур елини зиярәт қилишиға йол қоюш, хитай ичидики мустәқил гуруһлар билән кишилик һоқуқ диалоги қурушқа рухсәт қилиш қатарлиқ тәләпләрни оттуриға қоюшқа үндигән.
Очуқ хәттә: “явропа иттипақиниң кишилик һоқуқ, демократийә һәрикәт пилани һәққидики истратегийә рамкисида оттуриға қоюлған мәсулийәткә асасән биз бу зиярәттә, еғирлишип кетиватқан хитай кишилик һоқуқ вәзийитини нуқтилиқ музакирә қилишқа чақиримиз. Һалбуки, биз силәр бурун елан қилған хитайдики кишилик һоқуқ бузғунчилиқи һәққидики баянатниң конкрет болмиғанлиқидин әпсусландуқ” дегән.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң брюсселдики тармиқи пәйшәнбә күни елан қилған башқа бир баянатида йәнә, мәзкур ишханиниң мәсул хадими лотте лейч, кишилик һоқуқни нуқтилиқ музакирә қилипла қалмай, уни аммиви сорунда ашкара оттуриға қоюшқа чақирди.
У: явропа иттипақи пан-явропа содисида бирлишишкә еһтияҗлиқ болупла қалмай, принсипаллиқ вә бирдәк етирап қилинған кишилик һоқуқ мәсилисидә бирлишишкә еһтияҗлиқ. Шундақ қилиш явропа иттипақиниң өз пиланида бар нәрсә. Бирақ, явропа рәһбәрлири хитайға кәлгәндә бу мәсулийитидин баш тартиватиду. Бу уларниң орнини аҗизлаштурмақта, дегән.
Бу, мәзкур органниң ши җинпиң явропа зияритини башлиғандин буян, хитай кишилик һоқуқ мәсилиси тоғрулуқ 2-қетим очуқ хәт вә баянат елан қилип, явропа рәһбәрлирини хитай кишилик һоқуқ хатирисигә көңүл бөлүшкә чақириши. Мәзкур орган ши җинпиң фирансийәни зиярәт қилиштин сәл бурун бир қетим очуқ хәт елан қилип, фирансийә президенти франшиос холландни ши җинпиң билән учрашқанда кишилик һоқуқ мәсилисини ашкара оттуриға қоюшқа чақирғаниди.
Америкида турушлуқ хитай зиялийси, вәзийәт анализчиси чен куйде әпәндиниң қаришичә, уйғур мәсилиси хәлқара җәмийәт диққәт қилидиған мәсилә болуп қалди. Бейҗиң һөкүмити һәрбий вә сақчиларға тайинип уйғурларни қирип түгитәлмәйду. У вәзийәт техиму кәскинлишип, зор тоқунушқа айлинип кетиштин бурун уйғурлар билән диалог қуруши керәк.
Чен куйде: сән зораванлиқ билән ноқул һәрбий вә сақчиларға тайинип, пүтүн уйғурни қирип түгитәлмәйсән. Сениң бундақ иқтидариң йоқ болупла қалмай, сениң буниңға күчүң вә йүрикиң йәтмәйду. Шуңа, сән сияситиңда хаталиқ бар-йоқлуқиға қара. Уйғурлар билән олтуруп, уларниң асаси һәқ-һоқуқи, мәдәнийәт, әнәнилиригә һөрмәт қилиш, компартийиниң бурун йолға қойған сиясити кәлтүрүп чиқарған бузғунчилиқ қатарлиқ мәсилиләр ойлинип, уйғурлар билән диалог қуруш керәкму қандақ, дегән мәсилини ойлинип бақ. Му мәсилиләрни уйғурлар билән чоқум әстайидил музакирә қилиш лазим, деди.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати очуқ хәттә йәнә, хитай һөкүмитиниң давамлиқ ички ахбаратни қаттиқ контрол қиливатқанлиқи, 2013-йили йеңи бәлгилимә чиқирип, торда сөз әркинликигә чәклимә қойғанлиқини әскәртип: “кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитай әдлийә системисиниң мустәқил әмәслики, пикир әркинликиниң контрол қилиниши, аммиви тәшкилатларниң бастурулуши, явропа иттипақиниң хитай билән сода, бихәтәрлик вә дипломатийә қатарлиқ җәһәтләрдики негизлик пиланлирини алға сүрүшкә бузғунчилиқ қиливатиду, дәп қарайду” дегән.
Очуқ хәттә көрситишичә, ши җинпиң һоқуқ сориғандин буян даириләр аммиви гуруһларни қаттиқ бастуруп, очуқ-ашкара болуш, әмәлдарларниң мал-мүлкини ашкарилаш қатарлиқ һәрикәтләр билән шуғулланған нурғун тинч паалийәтчини тутқун қилған, җазалиған вә уларға паракәндичилик салған.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати очуқ хәттә йәнә, хитай-явропа кишилик һоқуқ диалоги вә диалогниң ролиға чүшәнчә беришни тәләп қилип: явропа иттипақи-хитай рәсмий кишилик һоқуқ диалоги давамлишиватқан болсиму, бирақ интайин аз нәтиҗигә еришип кәлди. Биз явропа кишилик һоқуқ, демократийә истратегийилик рамкиси яки һәрикәт пиланиниң хитайда тилға алғудәк әмәлийләшкәнликини көрмидуқ. Шу сәвәблик, биз силәрни бу зиярәт мунасивити билән буниң қанчилик нәтиҗә қазанғанлиқи, хитайда кишилик һоқуқниң қоғдилишида қанчилик әмили рол ойниғанлиқиға чүшәнчә беришкә чақиримиз, дегән.
Бирақ, чен куйде әпәндиниң қаришичә, уйғур мәсилиси ноқул кишилик һоқуқ билән чәклинип қалмайду.
У мундақ деди: әмәлийәттә, буни хәнзу достларму етирап қилиду. Шинҗаңда әмәлийәттә, мәйли хизмәткә орунлишиш пурсити, мәйли адәттики иҗтимаий һәқ-һоқуқ җәһәтләрдә болсун, уйғурлар һәр җәһәттин барғанчә чекинип кетиватиду. Буниң бир сәвәби, хәнзуларниң көпләп көчүп кириши билән мунасивәтлик. Йәнә бир сәвәби болса, мәйли хизмәткә тонуштуруш орунлирида болсун яки һәр дәриҗилик һөкүмәтләргә мәмури хадим қобул қилиш ишлирида болсун, омумән пуқраларниң сиясий, иқтисадий мәнпәитигә алақидар барлиқ саһәләрни асасән хәнзулар контрол қилған. Уйғурларға пурсәт йоқ дейәрлик. Чүнки җуңго адил вә әқилгә мувапиқ риқабәт усули билән хизмәткә қобул қилмайду. Уйғурларниң өзигә хас мәдәнийәт, әнәнә, тили вә диний етиқади болсиму, бирақ имтиһан вә башқа ишларда хәнзу тилини қоллинишқа мәҗбурлиниду. Бу риқабәттә хәнзуларға пайдилиқ әһвал. Шуңа, уйғурлар хизмәткә орунлишиш вә башқа иҗтимаий мәсилиләрдә изчил кәмситишкә учрап кәлгән.
Явропа иттипақиниң мәркизи, белгийә пайтәхти брюссел ши җинпиңниң явропа сәпириниң ахирқи бекити. У 31-март германийә зияритини ахирлаштуруп брюссел йетип келиду.