“қәшқәргә қайтиш” : қачқун шаирниң өзи һәққидә ейтқанлири (2)

Мухбиримиз җүмә
2019.03.01
Tahir-Hamut-01.JPG Америкада яшаватқан уйғур шаир таһир һамут әпәндим.
RFA/Jume

Нөвәттә америкида яшаватқан уйғур шаири таһир һамут өз иҗадийити һәққидә өзиниң шәхсий туйғулири билән милләтниң коллектип йошурун еңи арисида қәләм тәвритидиғанлиқини билдүрди. Сөһбәт темиси униң хитай түрмисидә азаб чекиватқан кәсипдаш достлириға йөткәлгинидә шаирниң авази боғулған болсиму, лекин йошурушқа тиришатти. Ундақта, таһир һамут өз иҗадийити вә достлири һәққидә йәнә немиләрни ейтиду? буниң җавабиға қизиқсиңиз сөһбәтниң тәпсилатиға қулақ бәргәйсиз.

Алди билән таһир һамутниң кимлики һәққидә азрақ тохтилип өтимиз. Шаир, режиссор таһир һамут 1969-йили қәшқәрдә туғулған. 1986-Йилдин башлап әдәбий иҗадийәткә қәдәм қойған. 1992-Йили мәркизий милләтләр институти (һазирқи мәркизий милләтләр университети) ниң уйғур тил-әдәбияти кәспини пүттүргән. Һазирғичә икки йүз парчидин артуқ һәр хил жанирдики әдәбий әсәрлири, тәрҗимә әсәрлири вә мақалилири түрлүк мәтбуатларда елан қилинған.

Вәтән ичи вә сиртида көзгә көрүнүшкә башлиған таһир һамут уйғур ели вәзийитиниң яманлишиши вә уйғур зиялийлириға қаритилған бастурушниң күчийишигә әгишип ана юртини терик етип мусапирлиқ йолини таллиған. 

2017-Йили күзидин башлап америкиға келип панаһланған таһир һамут, өз иҗадийити давам давамлаштуруп кәлмәктә.


Қәшқәргә қайтиш 


Қәшқәрниң сирлиқ вә натонуш турқиға қарап

Улуғвар ахшамларниң вәһимисидин теним шүркүнәр.

Той қилған қизлар, бөлүнүп кәткән достлар, қурғақ баһар. 

Земиндин йоқалған бир чимдим топа көз дегән:

Телевизор, мохорка, кир пайпақ, тәрҗимә аргинали.

Көк көврүк вә көктат базири хирә есимдә,

Сөңәксиз мәхлуқтәк яттим созулуп,

Қорсиқим ач, чирайим қара, қәлбим қупқуруқ!

Лекин, йирақ үрүмчидә муздәк ташни чайнайду бири, 

Көзи, йүзи нәм; алдида гунаһ, арқида худа.

Қәнт салған умачтин сүзүк һор чиқар,

Ток симида аста дәссәп қучқачлар йүрәр,

Пакар асманда мудһиш еғирлиқ,

Мискин қерилар, алҗиған яшлар, һерисмән балилар,

Үч йилдила һәммиси қерип сәтлишип кәтти.

Қәшқәр-қаш билән кирпик арисидики дәқиқә,

Қуяш йүзигә чапланған қәғәз, мәңгүлүк қара сияһ,

Конириған, шәлвәригән яра, бичарә муһәббәт.

Бирақ, сиз

Шамални помлап асманға етип, 

Андин маңа қарап қойдиңиз,

Хиялимизда тәңгидәк төшүктин ямғур тамчилар.


1998-Йил март, қәшқәр

“деңиз қолтуқи қирғиқи” (Gulfcoast) журнилиниң 2012-йиллиқ 24-сан 131-бәт

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.