Тайланд түрмисидин қечип қутулған камилҗан билән сөһбәт
2016.09.09
2014 - Йилиниң башлиридин 2015 - йилиниң ахириғичә көп санда уйғур мусапир түркийәгә кәлгән иди. Бу уйғурлардин 119 киши хитайға қайтурулған болуп, 60 әтрапида уйғур һазирғичә тайланд түрмилиридә ятмақта. Камилҗан әпәнди тайланд түрмисидин қечип, 8 күн пиядә меңип малайшияға берип, у йәрдиму түрмиләрдә йетип, икки ай бурун түркийәгә кәлгән. Биз униң билән сөһбәт елип бериш җәрянида, һазирғичә һечқандақ җайда ашкариланмиған мәлуматларни игилидуқ.
Төвәндә униң билән елип барған сөһбитимизниң биринчи қисмини аңлаңлар.
- Камилҗан әпәнди сиз юртиңиздин қачан, қандақ айрилдиңиз?
- Мән 2013 - йили 9 - айниң 15 - күни икки қизимни елип, аялим билән 4 баламни ташлап, мән бир чиқай аввал дәп 2013 - йили 9 - айниң 15 - күни әзиз вәтәндин көзүмдин яш төккән һалда айрилдим.
- юртиңиздин айрилғандин кейин қайси йол билән қандақ маңдиңиз?
- 9 - Айдин бурун икки қетим паспорт үчүн бир қетим 60 миң, иккинчи қетим 30 миң сом пул төләп алалмидим. 2013 - Йили 6 - айларда қачақ йолларниң барлиқини аңлидуқ.
- Вәтәндин айрилиштики сәвәб немә иди?
- Мән вәтәндә 5 миң сом пулға ишләйттим. Хотәндә бағ башқуримән. Әсли кәспим бағвәнчилик. Тохо бақимән, көк териймән, һәммә нәрсә бағдин чиқиду. Һәр ай алған 5 миң сомни я хәҗләймән, һәр ай 4 миң сом йиғалаймән. Шундақ туруғлуқ хитайниң бесими бизни юрттин айрилишқа мәҗбур қилди.
- Немә бесимлар бар иди?
- Немә болатти, сән оқудуң, сән талип, нуқтилиқ башқуруш аилиси, һәптидә бир қетим доклат беришиң керәк дәйду. Мән әслидә қәшқәрлик. Һәптидә икки қетим доклат бәрмисәң болмайду, деди, мақул дедим. Әгәр һәптидә икки қетим доклат бәрмисәм иш орнимдин тутуп елип кетиду. Хоҗайиним сақчилар кәлсә күтүп меһман қил қутул дәп миң сом пул бәрди, сақчиларниң машинилирини безәттим, ашханиға әкирип меһман қилдим. 1200 Сом пул хәҗлисәмму мени қоюп бәрмәй сақчи идарисиға апарди. Хотәндин қәшқәргә апирип солиди, 44 күн қамақханида ятқузуп, мәндин йәнә 25 миң сом җериманә елип, қоюп бәрди. Наһайити көп вәдинамиләрни яздим. Һечқандақ ишқа арилашмаймән, 8 күндә икки қетим сақчиханиға доклат қилимән дәп вәдинамә йезип тапшурдум. Кейин хотәнгә қайттим, 8 күндә икки қетим телефон қилип, доклат қилип турсамму сақчилар йәнә хотәнгә бариду. Инсап қилса хотәндики түрмигә апирип сорайду, инсап қилмиса йәнә қәшқәргә елип йенип келиду.
- Сиз немә болуп хотәнгә кәткән?
- юртта туруш имканийәтимиз йоқ әмди. Иккинчи баламни йеқин туғулуп қапту дәп, 2500 сом җәриманә алди. 85 яшта дадам бар, 76 яшта анам бар, ахири ташлап кетишкә мәҗбур болдум. Аялиңниң йүзини ачимән дәп турувалди, немишқа ачисән, бу аялни мән алған турсам дедим. Аялиң башқиларға яман тәсир беридикән дәйду. 40 Мо йеримиз бар, шу йәрниң үстидила бизниң өй, сиртқа бармаймиз. Шәһәргә бир нәрсә алғили барсақ, ишкиниң алдидинла аялимни машиниға олтурғузуп, нәрсә - керәкни елипла өйгә қайтимиз. Бәш сомлуқ йолға 150 сом пул төләп маңимиз. Йолда сақчи тутивелип һиҗабиңни ач деди, 500 сом җериманә қойди, өйгә кирип ачти. Бу диний хорлуқ партлитип, ахири қәшқәрдин хотәнгә чиқтуқ. 2 Йерим миң сом мааш билән башлиған, кейин 5 миң сомға чиқти. Шундақ яхши ишимни қилғили қоймай қәшқәргә келисән дәп турувалди. Хоҗайиним хотәндә йүзи бар адәм иди, мән кепил болай, десиму хотән сақчилири унимай 24 саәт ичидә қәшқәргә кетип болисән деди. Мән саңа немә қилдим? вақитлиқ нопус дедиң алдим, балилиримни мәктәпкә бәрдим, йәнә немә қилип бәрсәм болатти саңа дедим. Хоҗайиним “мән кепил болай дедим, ичкиридин хитайлар келип ишлисә болидикән, қәшқәрдин келип ишлисә немишқа болмайдикән” дәп сақчилар билән тутушуп кәтти. Хотәндә мени турғузмиди сақчилар, шуниң билән 4 балам билән аялимни ташлап, икки баламни елип ичкиригә бардим. Балам билән күнмиңға берип хитай чегрисидин өтүп тайландқа келип тутулдуқ.
- 2014 - Йили 3 - айниң 13 - күни түркийәдики гезитләрда “тайланда бир ғәлитә вәқә: 200 түрк орманлиқта тутулди” мавзулуқ хәвәр елан қилинди. Булар силәр уйғурлар икәнсиләр, бу орманлиққа қандақ кәлдиңлар?
- Биз күнмиңға кәлгәнликимизни билимиз, униңдин кейинкиләрни билмәймиз, хитайниң өзиниң юқири дәриҗилик хадимлири билиши мумкин дәп ойлаймиз. Биз чоң - кичик болуп 23 уйғур идуқ.
- Сиз хитайға қанчә пул төлидиңиз?
- 92 Миң сомға йеқин пул төлидим. Камбоджаға кәлгәндин кейин йәнә айрим 68 миң сом пул төлидим. Тайландқа кәлгәндин кейин тутулдуқ. Пулни қайтуруп бәрсун дегән болсақму ақмиди. Малайшияниң чегра районидики орманлиқта 400 әтрапида уйғур тутулуп қалдуқ.
Қиммәтлиқ радийо аңлиғучилар, кейинки программимизда камилҗанниң тайланд түрмисидин қандақ қачқанлиқи, малайшия түрмисидә тартқан җапалирини аңлитимиз.