Туңган өлималар: мәсчитимизгә кәлгән уйғурлар тәкшүрүлиду, улар назарәт ичидә намаз оқуйду

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.06.26
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
yunnen-xuyzu-meschiti.jpg Юннәндики хуйзу мәсҗити. японийәдә нәшр қилинған “ислам вә хуйзулар” намлиқ китабтин елинди.
RFA/Haji Qutluq Qadiri


Уйғур елидә рамзан ейи башланғандин буян хитай һөкүмити уйғурларниң роза тутушини чәкләп уйғурларға түрлүк сиясий бесимларни йүргүзгән. Игилишмизчә, ислам дининиң пәрзлиридин бир болған роза тутуш, тәравиһ намизи оқуштин ибарәт бу диний паалийәт ялғуз уйғур елиниң җәнубидила чәклимигә учрап қалмастин, бәлки уйғур елиниң мәркизи болған үрүмчидиму қаттиқ тосалғуларға учраватқанлиқи мәлум.

Биз бүгүн (26 - июн) үрүмчидә җүмә намизи ахирлишиш билән тәң бу йәрдики мусулманларниң роза тутуш, җүмә вә тәравиһ намазлирини оқуштәк бир қисим диний паалийәтләр һәққидә тәпсилий учурға игә болуш үчүн алди билән үрүмчи шәһиридики уйғурлар вә туңганлар бир қәдәр көп олтурақлашқан булақ беши районидики туңганларниң қәдимий мәсчитлиридин бири болған шәнши мәсчитигә телефон қилип әһвал игилидуқ.

Зияритимизни қобул қилған мәсчит имами, бизниң мәсчит әтрапидики мусулманларниң роза тутуши, бүгүнки җүмә намизи вә шундақла тәравиһ намизи тоғрисида сориған соалимизға җаваб берип мундақ деди: “районимиздики мусулманларниң роза тутуши наһайити яхши. Мана һазирниң өзидила җүмә намизини оқуп болдуқ. Җүмә намизиға хуйзу вә уйғурлардин болуп җәмий үч - төт йүз киши қатнашти. Ахшамлири йәнә тәравиһ намизи оқуватимиз. Униңғиму адәттә икки йүздәк туңган вә уйғур қатнишиду.

Шәнши мәсчит имами бизниң: “һөкүмәт силәргә роза башлиништин илгири бу һәқтә қандақ уқтурушларни тарқатти”, дегән соалимиз һәққидә тохтилип, үрүмчи шәһәрлик ислам диний җәмийитиниң диний ишлар тәрбийичиси роза кириштин илгири уларға иптар қилиш, зоһурлуқ йейиш, тәравиһ намизи оқуш қатарлиқлар тоғрисида вақит җәдвили тарқитип бәргәнликини, ундин башқа роза тутуш, намаз оқуш һәққидә һечқандақ гәп - сөзн болмиғанлиқини билдүрди.

Биз имамидин ичкириләп, һазир уйғур елиниң җәнубида уйғурларниң роза тутуши һөкүмәт тәрипидин чәклинип, җүмә, тәравиһ намазлири оқушиниң мумкин болмайватқанлиқини бу хилдики бәлгилимиләрниң туңган мусулманлириға йүргүзүлгән вә йүргүзүлмигәнлики тоғрисида тохталғинимизда имам:“үрүмчидики туңган мусулманлири бу хил әһвалларға учрап бақмиди. Туңганлар диний паалийәтләрдә әркин” деди.

Сөһбитимиз җәрянида у йәнә һөкүмәт тәрипидин бәлгиләнгән хитай, уйғур, туңганлардин тәшкиллигән йәттә - сәккиз кишиниң пуқрачә кийинип рамзан ейи кириш билән җүмә вә тәравиһ намазлириға мәсул болуп, мәсчиттә көзитиш елип бериватқанлиқини, уларниң мәсчит бихәтәрликигә мәсуллуқини баян қилип:“бихәтәрлик хадимлири җүмә вә тәравиһ намизиға мәсул, улар мәсчит ичидә туруп көзитиш елип бариду. Намаз оқумайду.” деди.

Биз униңдин: “улар нимини көзитиду?”, дәп сориғинимизда имам“улар яман нийәтлик кишиләрниң бузғунчилиқ қилишини?” деди. Вә бу һәқтә тәпсилий тохтилишни рәт қилған болсиму, әмма, униңдин“мәсчиттики бихәтәрлик хадимлири намазға кәлгән уйғурларни тәкшүрүп, уларниң кимликини көрәмду?” дәп, сориғинимизда, имам қилчә иккиләнмәстин:“шундақ” дәп җаваб бәрди.

Бу хилдики бихәтәрлик хадимлири пәқәтла шәнши мәсчитигила қоюлғанму? - дегинимиздә у,:“бу хил көзитиш хадимлири пүткүл үрүмчидики мәсчитләрдә бар” деди.

Биз имамдин: “туңган мусулманлириниң мәсчитигә бихәтәрлик хадимлири ичидики хитайлар кирсиму боламду?” дәп сорисақ у, “болиду” дәп җаваб бәрди.

Биз шуниң билән йәниму илгирилигән һалда үрүмчидики теббий вә педагогика университетлириға бир қәдәр йеқин болған җәнубий тинчлиқ йолидики чиңхәй мәсчитигә телефон қилип, мәсчитниң мәзини яң бо билән сөһбәт елип бардуқ.

Сөһбитимиздә мәзин бүгүнки җүмә намизиға уйғур вә туңганлардин болуп җәмий үч - төт йүз кишиниң қатнашқанлиқини, мәсчиттә һөкүмәт тәрипидин бәлгиләнгән бихәтәрлик хадимлиридин икки - үч кишиниң барлиқини илгири сүрди.

Биз мәзингә:“мәсчитләргә бихәтәрлик хадимлирини қойғудәк үрүмчиниң вәзийити шунчә кәскинму?” дәп соал қойғинимизда, мәзин:“үрүмчидә бирәр вәқәму чиқмиди. Хәтәрликму әмәс. Бәлким һөкүмәт районимизниң бихәтәрликини көзлигән болуши мумкин” деди.

“мәсчиттики бихәтәрлик хадимлири намазға кәлгән уйғурларниң кимликини тәкшүрүп асаслиқи уйғурларни көзитишни нишан қилинғанму?” дегән соалимизға мәзин җаваб берип:“шундақ улар асаслиқи уйғурларни тәкшүрүшни мәқсәт қилиду” деди.

Биз ахирда үрүмчидики мәшһур уйғур мәсчитлиридин бири болған хан - тәңри җамисиға көп қетим телефон қилип, бу һәқтә учур игилимәкчи болған болсақму, бирақ телефонимизни һечким қобул қилмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.