Түркийә муавин баш министири вәйси қайнақ әпәнди уйғурларниң әйиблишигә җаваб қайтурди
2017.01.11

Түркийә муавин баш министири вәйси қайнақ әпәнди 1-айниң 11-күни дуня уйғур қурултийи муавин рәиси, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәндигә хәт йезип, уларниң өзигә болған әйиблишигә изаһат бәрди.
У хетини мундақ башлиған: “дуня уйғур қурултийи муавин рәиси, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һөрмәтлик сейит түмтүрк әпәнди, мән 1-айниң 5-күни а хабәр телевизийәсидә бир мухбирниң рәина ресторанида 39 кишини етип өлтүргән террорчи тепилдиму дегән соалиға җаваб бәргәндә, хәвпсизлик хадимлиримиз қатилниң кимликини ениқлиди, уйғур болуш еһтимали юқири ипадисини ишләттим. Бу баянаттин кейин сиз, шәрқий түркистан аммиви тәшкилати мәсули болуш сүпитиңиз билән мени уйғурлардин әпу сорашқа чақирдиңиз, буниңға көңлүм йерим болди.”
Муавин баш министир вәйси қайнақ әпәнди хетидә, русийә федератсийәси әнқәрә баш әлчиси андрей карлофни етип өлтүргән мәвлүт мәрт алтинташниң түрк икәнликиниң 80 милйон түрк пуқраси билән мунасивити болмиғандәк, террорчи мәйли өзбек, мәйли уйғур болсун, униң милләт хәлқи билән мунасивити йоқлуқини, террорниң миллити йоқлуқини, у вақитта бир һөкүмәт рәһбири болуш сүпити билән у чағдики мәлуматларға асаслинип туруп бәлки уйғур болуши мумкин аталғусини ишләткәнликини баян қилған.
У баянатида йәнә, уйғурлар билән түркләрниң қан қериндаш икәнликини, қериндашлар оттурисида бәзидә хата чүшинишләрниң болидиғанлиқини, әмма өз-ара чүшиниш вә диалог арқилиқ бу хата чүшинишләрни түзәткили болидиғанлиқини баян қилған.
Дуня уйғур қурултийи билән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилатиға язған хетиниң ахирида у, 1989-йилидин 1999-йилиғичә қәһриманмараш шәһириниң муавин шәһәр башлиқи болуп вәзипә өтигәндә, ишханисиниң темиға шәрқий түркистан байриқиниң есиқлиқ икәнликини, шәрқий түркистан дегән вақитта йүрикиниң титрәйдиғанлиқини һәммә кишиниң билидиғанлиқини язған. Өзиниң һазир алдираш икәнликини, уйғурларни әнқәрәдә күтүвалса сөйүнидиғанлиқини, түркийәдә һәммә уйғурларға салам йоллайдиғанлиқини тәкитлигән.
Муавин баш министир вәйси қайнақ әпәнди 1-айниң 5-күни а хабәр телевизийәсидә бу сөзни қилғандин кейин, буни мәнбә көрситип туруп хитай ахбаратлири башлиқ пүтүн дуня ахбаратлири истанбулда 39 киши өлтүрүлгән террор вәқәсини қилған кишиниң уйғур болуш еһтимали тоғрисида хәвәр тарқатти. Бу баянатниң уйғурларға қандақ зийини болди? бу җаваб хәтниң йезилиши билән уйғурлар рази болдиму? террорчиниң қирғизистан пуқраси өзбек икәнлики ениқланғандин кейин уйғурлар хатирҗәм болдиму? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн уйғур зиялийси мәмәт тохти әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Сейит түмтүрк әпәнди бүгүн муавин баш министир намидин бир парчә хәтни тапшуруп алғанлиқини баян қилди.
Мәмәт тохти әпәнди түркийә муавин баш министири вәйси қайнақ әпәндиниң бу баянатиниң уйғурларниң чәтәлдә тинч йол билән елип бериватқан күришигә көләңгә чүшүргәнликини баян қилди.
Мәмәт тохти әпәнди, муавин министир язған бу хәтниң уйғур хәлқигә чапланған бу қарини ююшқа йәтмәйдиғанлиқини баян қилди.
Мәмәт тохти әпәнди муавин баш министирниң бундақ бир баянат беришиниң сәвәблириниң һәр хил икәнликини баян қилди.
Сейит түмтүрк, бири уйғурларға қара чаплиғанда уйғурлар өз һәқ-һоқуқини қоғдаш үчүн мушундақ инкас қайтурса, утуқ қазиналайдиғанлиқини баян қилди.
1-Айниң 1-күни әтигән истанбулда йүз бәргән террорлуқ вәқәдин кейин, мәзкур вәқәгә четишлиқ дәп уйғурларму тилға елинишқа башлиған иди, террорчи ениқланғандин кейин уйғурларму хатирҗәм болушқа башлиди.