Түрк дуняси тәтқиқат вәқпидә уйғур мәсилиси муһакимә темиси болди
2015.01.21

Түрк дуняси тәтқиқат вәқпи 25 йилдин бери уюштуруп келиватқан “сүләйманийә мунбири доклатлири” темисидики доклат бериш йиғининиң өткән һәптә ахиридики темиси “шәрқий түркистан трагедийиси” дәп аталди. Истанбул университети явро-асия институтиниң залида өткүзүлгән доклат бериш йиғинида шәрқий түркистан вәқпиниң сабиқ баш катипи, уйғур хәвәр вә тәтқиқат мәркизиниң мәсуллиридин һамут гөктүрк әпәнди доклат бәрди.
Истиқлал марши вә шеһитларниң роһиға сүкүттә туруш билән башланған йиғинниң ечилиш нутқини түрк дунясиниң тәтқиқат вәқпи мәсуллирин метин көсә әпәнди қилди. Арқидин тонулған тарихчи, мимарсинан университети оқутқучиси профессор гүлчин чандарлиоғлу ханим уйғурларниң омумий түрк тарихидики орни тоғрисида қисқичә мәлумат бәргәндин кейин, һамут гөктүрк әпәндини сөзгә тәклип қилди.
У, сөзини өмрини шәрқий түркистан дәвасиға атиған түрк дуняси тәтқиқат вәқпиниң қурғучиси вә сабиқ мудири мәрһум туран язған әпәндини әсләш билән башлиди. У, сөзидә һазир шәрқий түркистанниң вәзийитиниң интайин җиддий икәнликини, бундақ бир вәзийәттә шәрқий түркистан дәвасиға көңүл бөлүватқан сиясәтчи, билим адәмлири, дөләт рәһбәрлири вә тәтқиқатчиларниң бу йәрдә җәм болушниң әһмийәтиниң интайин зор икәнликини тәкитлиди.
Һамут гөктүрк әпәнди доклатида нуқтилиқ һалда төвәндики темилар үстидә тохталди доклатида шәрқий түркистанниң тарихтики вә бүгүнки орни вә әһмийити, хитайниң һазирқи сиясити вә уйғурларниң вәзийити һәм башқилар һәққидә мәлумат бәрди.
Тәпсилатини аваз улинишидин аңлиғайсиләр.