Обзорчи йүҗәл танай: “шәрқий түркистан дәвасини аңлитиш мениң миллий вә диний бурчум”
2016.02.16

Кейинки йилларда болупму 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин түркийәдә уйғур мәсилисигә көңүл бөлидиғанларниң сани күнсайин көпәймәктә.
Болупму бәзи обзорчилар һәр һәптә дегүдәк уйғур мәсилиси тоғрисида обзор вә мақалиләрни йезип елан қилмақта. Бу язғучилардин бири йүҗәл танай әпәндидур. У, йеқинда “хитайниң шәрқий түркистандин ваз кәчмәсликидики асасий сәвәб йәр асти байлиқлиридур” мавзулуқ бир мақалә елан қилди. Униң мақалиси иҗтимаий таратқулар арқилиқ кәң-көләмдә тарқитилғандин сирт, уйғурнет тор бетидиму елан қилинди. Мақалидә уйғур дияриниң мол йәр асти вә йәр үсти байлиқлириға игә бир земин икәнликини, пүтүн хитайниң енергийә еһтияҗиниң бүйүк бир қисмини, көмүр еһтияҗиниң 40% ни уйғур дияридин қамдаватқанлиқини илгири сүргән.
Йүҗәл танай мақалисидә уйғур дияриниң истратегийилик әһмийити тоғрисида тохтилип, уйғур дияриниң хитайниң ғәрбкә ечилған ишики икәнликини, бүгүн хитай ишлитиватқан тәбиий газниң 27% и оттура асия түркий җумһурийәтлиридин турубилар билән уйғур дияри арқилиқ хитайға елип кетиливатқанлиқини, бу җәһәттин елип ейтқанда, уйғур дияриниң истратегийилик әһмийитиниң интайин юқири икәнликини баян қилған.
Биз йүҗәл танай әпәндиниң һазирғичә елан қилинған мақалилириниң мәзмуни, мақалиләргә келиватқан инкаслар вә йүҗәл танай әпәндиниң уйғур дәвасиға қошқан төһписи тоғрисида көз қаришини игиләш үчүн язғучи йүҗәл танай әпәнди, журналист миркамил қәшқәрли әпәнди вә уйғур хәвәр вә тәтқиқат мәркизи мудири һамит гөктүрк әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Йүҗәл танай әпәнди кичик чағлиридин тартип уйғур мәсилисигә көңүл бөлүп келиватқанлиқини, көп санда мақалә елан қилғанлиқини баян қилип мунуларни деди: “мән яшлиқ чағлиримдин тартип шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлүп келиватимән, әмма һазирғичә қанчилик мақалә язғанлиқимни санап бақмидим. Елан қилған мақалилиримгә омумән қилип ейтқанда яхши инкаслар келиватиду, әмма түркийәдики хитайпәрәсләрдин бәзи тәнқидләрму келиватиду. Әмма мән буларға керәклик җавабни қайтуруватимән. Мақалилирим 5 тор бетидә елан қилинғандин сирт, иҗтимаий таратқулар арқилиқму тарқитиливатиду.”
Обзорчи йүҗәл танай әпәнди уйғур мәсилиси тоғрисида җамаәт пикри топлаш үчүн бу йолни таллиғанлиқини, мувәппәқийәтлик болғанлиқини, бу хизмәтниң өзиниң миллий вә диний бурчи икәнликини баян қилип мундақ деди: “мән җамаәт пикри топлимақчи, шәрқий түркистан мәсилисини түрк җамаәтчиликигә техиму яхши аңлитай дәймән. Мән шәрқий түркистан мәсилисини қайси партийәлик киши болса болсун, һәммисиниң мәсилисигә айландурушни халаймән. Бүгүн шәрқий түркистан мәсилиси түркийәдә давамлиқ күн тәртипкә келишкә башлиди. Бу бизни қаттиқ сөйүндүрмәктә. Буни техиму юқири пәллигә чиқиришимиз керәк.”
Һамит гөктүрк әпәнди йүҗәл танай әпәндиниң узун замандин бери изчил һалда уйғурлар тоғрисида мақалә йезиватқанлиқини, мақалилиридә адәттә уйғурлар һазир дучар болуватқан мәсилиләр икәнликини, униң мақалилири уйғур мәсилисиниң түркийәдә күнтәртипкә келишидә зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.
Журналист миркамил қәшқәрли әпәнди йүҗәл танай әпәндиниң узун йиллардин бери изчил һалда уйғур мәсилиси тоғрисида мақалә йезип келиватқанлиқини, хитай һөкүмити түркийәдә тәтүр тәшвиқат елип бериватқан бүгүнки күндә мәзкур мақалиләрниң ролиниң зор икәнликини тәкитлиди.
Бурун түркийәдики бир қисим оңчи мәтбуатларда уйғурлар тоғрисида мақалиләр елан қилинатти. Бүгүнки күндә уйғур мәсилисигә түркийәниң һәр хил сиясий көз қараштики ахбарат васитилиридиму орун берилишкә башлиди.
Йүҗәл танай әпәнди 1968-йили 9-айниң 24-күни түркийәниң шималиға җайлашқан ризә вилайәтиниң пазарҗиқ наһийисидә дуняға кәлгән. Инглизчә, немисчә вә өзбекчә билидикән. У, мустәқил журналист болуш сүпити билән “өнҗә вәтән гезити”, “йеңи чағри гезити” вә “үлкүҗү тавир”, “уйғурнет”, “радикал” тор гезитлиридә обзорлири елан қилинмақта.