Түркийә парламент әзаси доктор синан оган: “шәрқий түркистан мәсилиси түркийәниң миллий мәсилисигә айланди”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2014.07.28
sinan-ogan-parlament-sozde.jpg Түркийә парламент әзаси синан оган сөздә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийә парламент әзаси доктор синан оган әпәнди рози һейт мунасивити билән радиомизға бәргән баянатида пүтүн уйғур хәлқиниң муқәддәс рози һейтини тәбриклигәндин кейин, шәрқий түркистан мәсилисиниң түркийәниң миллий мәсилисигә айланғанлиқини ейтти.

-Др. Синан оган әпәнди, бүгүн мусулманлар үчүн рози һейт, ислам дунясида уруш вә тоқунушлар давамлашмақта. Уйғурлар рози ейини қейин -қистақ ичидә өткүзүп, һейт өткүзүшкә башлиди. Рози һейт мунасивити билән немә демәкчисиз?

-Алди билән пүтүн шәрқий түркистан хәлқиниң, уйғур хәлқиниң рози һейтини тәбрикләймән. Әлвәттә бу күнләрму өтүп кетиду. Шәрқий түркистан хәлқи шуниңға ишәнсунки, бу зулум ахирлишиду вә пүтүн дунядики мусулманлар рози һейтини һейтқа охшаш өткүзүшкә башлайду. Шәрқий түркистан хәлқи ибадәт әркинликигә еришиду. Буниң үчүн уйғур хәлқи бираз сәвр қилиши керәк. Бу қейин күнләр чоқум ахирлишиду. Дунядики нурғун диктаторилиқ түзүмләр гумран болди. Хитай һакимийитиму чоқум гумран болиду. Өз дөлитиниң пуқраси -мусулман хәлққә рамизанда мәҗбурий су ичкүзгән, чирағ яндурдиму дәп кечә-күндүз назарәт қиливатқан хитай һөкүмити чоқум гумран болиду. Шәрқий түркистан хәлқи тинчлиқ тәләп қилиду, әқәллий диний ибадәтлирини бәҗа кәлтүрүшни халайду вә шәрқий түркистан хәлқи демократийәлик түзүмдә әркин яшашни халайду. Шәрқий түркистан хәлқи арзулиған бу демократийә ахири бир күн шәрқий түркистанға келиду. Мән түрк дунясиниң әң муһим айрилмас бир парчиси болған шәрқий түркистан хәлқиниң рамизан ейини чиң көңлүмдин тәбрикләймән.

-Һөрмәтлик синан оган әпәнди, түрк дунясида уйғурларниң әң көп зулумға учраватқанлиқини, бу зулумниң ахирилишидиғанлиқини дәп өттиңиз, бу зулумниң ахирилишиши үчүн немиләрни қилиш керәк?

-Әлвәттә алди билән шуни дейиш керәк, пүтүн дунядики езиливатқан қериндаш хәлқләрниң көзи әнқәрәдә. Уларниң көзи әнқәрәдики түркийә парламентида. Әгәр түркийә парламенти бу һәқтә бир иш қилмиса, шәрқий түркистандики, кәркүктики, җәнубий әзәрбәйҗандики, гритсийәниң гүмүлҗинә районидики җүмлидин пүтүн дунядики түркий хәлқләр үмидсизлиниду. Шуңа биз һәргизму қарап турмаймиз. Мән бир парламент әзаси болуш сүпитим билән бу зулум алдида һәргиз қарап турмаймән. Пүтүн түрк дунясиниң, болупму шәрқий түркистанниң түркийә парламентидики авази болушни давам қилимән. Мән милләтчи һәрикәт партийәсиниң парламент әзаси биз милләтчи һәрикәт партийәси болуш сүпитимиз билән һәргиз қарап турмаймиз. Партийәмизниң рәиси дөләт бағчәли әпәнди ейтқандәк, партийәмиз түрк дунясиниң һәммә йеридә демократийә, тинчлиқ вә параванлиқни, адаләтни бәрпа қилиш үчүн барчә күчи билән күрәш қилиду. Бүгүн кәркүктики түркмәнләр билән шәрқий түркистандики уйғур қериндашлиримиз әң көп зулумға учримақта. Мән түркийә парламентида буларниң мәсилисини давамлиқ һалда күн тәртипкә елип келимән. Биз езилгән хәлқниң авази болушни давам қилимиз. Һәммә дөләт вә инсанлар әгәр бу мәсилигә көңүл бөлидиған болса, һәр хил йоллар билән хитайға болған наразилиқимизни ипадиләпла турсақ, хитайниң бу зулими чоқум ахирлишиду.

-Др. Синан оган әпәнди, сиз түркийә парламентида даим түрк дунясиниң мәсилилирини тәкитләп келиватқан парламент әзалиридин берисиз. Уйғурлар оттура асия түркий җумһурийәтлири һөкүмәтлириниң уйғур мәсилисигә көңүл бөлмәйватқанлиқини илгири сүрмәктә, сиз буниңға қандақ қарайсиз?

-Тоғра, уйғур түрклириниң бу дегини тоғра. 300 Милйон нопусқа игә түрк дуняси, түрк дунясиниң мәсилилиригә көңүл бөлмәйду. Худаға шүкри, бүгүн мустәқил түркийә җумһурийити, шималий сейпрус түрк җумһурийити, әзәрбәйҗан җумһурийити, өзбәкистан, қирғизистан җумһурийити, қазақистан җумһурийити, түркмәнистан җумһурийәтлири бар. Әслидә бу җумһурийәтләр бирләшсә зор бир күч болалайду. Бу җумһурийәтләрниң һәммиси бирдәк уйғурларға игә чиқип, хитай һөкүмитигә наразилиқ билдүрсә вәзийәт башқичә болатти. Биз буни әмәлгә ашуруш үчүн тиришиватимиз. Әркин дуняму уйғур мәсилисини көрүши керәк. Америка, русийә, әрәб дөләтлири вә явропа бирликигә әза дөләтләрму уйғур мәсилисигә көңүл бөлүши керәк. Дуняниң һәр қайси җайлирида көп санда түрк, өзбек, әзәрбәйҗанлиқ, қазақ, қирғиз, түркмән вә уйғур бар. Әгәр бу дөләтләр уйғурларға ярдәм қилған болса шәрқий түркистан мәсилиси башқичә болатти. Әгәр бүгүн уйғурлар өз вәтинидә диний ибадитини бәҗа кәлтүрәлмәйватқан болса, бу хитай үчүнла әмәс, әркин дуня үчүнму бир уят. Бүгүн шәрқий түркистан хәлқи әқәллий һәқ вә һоқуқлирини тәләп қилмақта. Хитай һөкүмити буниңға қулақ селиши керәк. Шәрқий түркистан мәсилиси бүгүн инсанлиқ тирагедийәсигә айланди. Пүтүн дуня дөләтлири бу мәсилигә көңүл бөлүши вә һәл қилишниң йоллирини издиши керәк.

-Др. Синан оган әпәнди, бу йил рамизан ейида түркийәдә пәләстин мәсилиси билән бирликтә шәрқий түркистан мәсилисиму күн тәртипкә кәлди. Пүтүн мусулманлар тәрави намазлирида шәрқий түркистанниң әркинлики үчүн дуа қилди. Ахбарат васитилиридиму хитайниң уйғурларниң рози тутушини чәклигәнлики тоғрисидики хәвәргә алаһидә орун бәрди. Буларни шәрқий түркистан мәсилисиниң түркийәниң миллий мәсилисигә айлиниватқанлиқиниң бешарити дейишкә боламду?

-Дейишкә болиду. Шәрқий түркистан мәсилиси түркийәдә сиясәт үсти бир мәсилә һесаблиниду. Шәрқий түркистан мәсилиси мәлум бир партийиниң сиясәт васитиси әмәс, түрк миллитиниң миллий мәсилиси болуши керәк. Түркийәдики нурғун идарә, җәмийәт вә аммиви тәшкилатлар үчүн шәрқий түркистан мәсилиси әң муһим миллий мәсилиләрдин бири һесаблиниду. Әмма бу техиму көпийиши керәк. Рабийә қадир ханимға түркийәгә кириш визиси бәрмигәнлики түркийә үчүн номус. Әмма бүгүнки күндә түркләрниң шәрқий түркистан мәсилисигә болған көз қаришида зор өзгириш болди. Бүгүн түркийәдә һәммә инсан немә үчүн хитай һөкүмити уйғур қериндашлиримизға диний әркинлик бәрмәйду? немә үчүн хитай һөкүмити уйғурларға бунчивала зулум қилиду? түрк һөкүмити немә үчүн игә чиқмайду? дәп сорашқа башлиди. Буларни шәрқий түркистан мәсилисиниң миллий мәсилигә айланғанлиқиниң бешарити дейишкә болиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.