Истанбулдин әнқәрәгә пиядә йүрүватқанлар тоғрисида түркләрниң көз-қарашлири
2018.12.19

Уйғурларниң авазини түркийә хәлқи вә һөкүмитигә аңлитиш үчүн 15-декабир күни истанбулдин әнқәрәгә қарап йолған чиққан уйғур паалийәтчиләрниң пийадә йүрүши бүгүн 4-күнигә қәдәм қойди. Улар сәпәрниң 3-күни сакарийәгә кәлгәндә йәрлик түркләр қоллап улар билән шәһәр ичидә биргә йүрди вә мухбирларни күтүвелиш йиғини ечип, уйғурларниң нөвәттики әһвали тоғрисида баянат бәрди.
Улар 12-айниң 18-күни кәчтә сакарийәниң хәндәк наһийәсигә йетип берип кечини шу йәрдә өткүзгән. Сакарийәниң хәндәк наһийәсидә уларни “үлкү оҗақлири” тәшкилати билән “милләтчи һәрикәт партийәси” ниң хәндәк шөбиси рәһбәрлири қизғин күтүвалған вә уларни ятаққа орунлаштурған.
Улар бүгүн, йәни 19-декабир күни әтигәндә сакарийәниң хәндәк наһйәсидин әтигәндә йолға чиқип йүрүшни давам қилди. Һава соғуқ қаттиқ ямғур йеғип кәткән болсиму, улар тохтап қалмай йүрүшни давам қилди вә кәч болғучә йүрүп дүзҗә шәһириниң йешилува райониға йетип кәлди. Улар 15-декабирдин 19-декабирғичә 4 күн йол йүрүш җәрянида 204 киломтер йолни пиядә бесип болған.
Йолларда бир қисим түркләр уларни қоллап сепигә қетилған. Уларни йоллар күтүвелип қарши алған бир қисим түркләр уйғурларниң әнқәрәгә йүрүш һәрикити тоғрисида пикир баян қилди. Улардин бири бурса шәһириниң қараҗабәй наһийәсигә җайлашқан қараҗабәй қумтаниси җәмийитиниң рәиси саим байрам әпәнди болуп, у бурсадин пиядә йүрүватқан карванға һәмраһ болуп измит шәһиридин сакарийәгичә биргә йүргән.
Саим байрам әпәнди мундақ деди: “улар бизниң қериндашлиримиз. Улар билән бизниң һәм диний һәм қан-қериндашлиқ мунасивитимиз бар. Шу сәвәбтин аримиздики қериндашлиқ һес-туйғулиримизниң күчлүк икәнликидин һеч шүбһә қилмаймиз. Шәрқий түркистанлиқларниң қанчә йиллардин буян тартиватқан зулумлирини биз яхши билимиз. Һалбуки шәрқий түркистан мәсилиси түркийәдә тоғра тонуштурулмиғанлиқи сәвәбидин мушундақ паалийәтләргә диққәт бериш йетәрлик болмиди. Биз қараҗабә районида бу йүрүш паалийитигә қетилиш қарари алған вақитта шәрқий түркситандики зулумни түрк хәлқигә аңлитиш үчүн қәсәм қилған идуқ. Бу мунасивәт билән қараҗабәйдә бир программа оюштурулди. Әмма бу пиядә йүрүш биз үчүн техиму мәнилик болди. Биз бу йүрүшкә қатнашқандин кейин шәрқий түркситанда бизгә аңлитилғандинму еғир зулумниң барлиқини чүшинип йәттуқ. Шуниң үчүн шәрқий түркситан мәсилисиниң һәм һөкүмәт тәрипидин һәм бизниң хәлқимиз тәрипидин дәрһал дуняға аңлитилиши керәк. Буниңға мунасивәтлик җиддий бир хизмәт ишлиниши керәк.”
Саим байрам әпәнди йәнәмундақ деди: “бизниң күчлүкниң йенида әмәс, һәқниң йенида туруш мәҗбурийитимиз бар. Шуниң үчүн шәрқий түркситан мәсилиси һәқлиқ бир давадур. Шәрқий түркистан 1949-йилидин буян әркин әмәс, һөр әмәс. Шәрқий түркситанда 1949-йилидин буян зулум болуватқанлиқини билимиз. Әһвал бундақ икән, мәйли һөкүмәт әрбаблири болсун, мәйли мунасивәтлик органлар болсун, керәклик хизмәт елип бериш мәҗбурийити бар. Бизләрниңму түрк хәлқи, түрк миллити болуш сүпитимиз билән уйғурларни қоллап йенида болуш мәҗбурийитимиз бар. Шуниң үчүн мән түрк миллитигә вакалитән бу пиядә йүрүшкә қатнишип улар билән биргә йүрүватимән. Саламәтлик яр бәрсә әнқәрәгичә биргә йүримән. Бу йүрүш җәрянида шәрқий түркситан давасини һәм йолларда һәм әнқәрәдә кишиләргә аңлитимиз.”
Коҗаели шәһиридики коҗаели имам хатиплар җәмийитиниң рәис вәкили әхмәт динчәр әпәнди мундақ деди: “биз түркләр бу қутлуқ дава йолида мусулман болуш сүпитимиз билән силәрни қоллап йениңларда болимиз. Һәқ һәр заман һәқтур. Мәзлумлар бүгүн қутулмисиму әң қисқа вақит ичидә чоқум зулумдин қутулиду дәп ойлаймән. Шуниң үчүн у йәрдики қериндашлиримиз сәбирчан болсун, әндишә қилмисун, уларға еһтирам билдүримән вә салам йоллаймән.”
Уйғур пиядиләр карвини сакарийәниң хәндәк райониға йетип кәлгәндә уларни “үлкү оҗақлири” тәшкилати хәндәк шөбисиниң муавин рәиси сидқи әпәнди күтүвалған. У биргә олтуруп уйғурлар тоғрисида сөһбәт елип барған. Пиядиләр карвининиң йетәкчиси ели әкбәр дамоллам уйғурлар намидин сидқи әпәндигә ай-юлтузлук көк байрақ һәдийә қилған.
“үлкү оҗақлири” тәшкилати хәндәк шөбисиниң муавин рәиси сидқи әпәнди уйғурларни қоллайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “һөрмәтлик қериндашлирим, силәрниң дәрд-әләмлириңларни йүрикимиздә һес қиливатимиз. Биз қолимиздин келишичә һәр түрлүк маддий вә мәниви ярдәмләрни беришкә биз тәйяр. Мән кичик вақтимдин башлап шәрқий түркистанлиқ қериндашларниң тартқан зулумлириға, кәркүк вә мусулдики түркләрниң тартқан зулумлириға һеч қачан сүкүттә қалмидим. Аллаһ бизни сүкүттә қалған дилсиз шәйтанлардин болуп қелиштин сақлисун. Биз қериндашлиримизниң һәқ-һоқуқлирини қоғдашни давам қилимиз. Биз силәр билән әнқәригичә йүрәлмәймиз, әмма қәлбимиз силәр билән биргә йүриду. Силәр тартиватқан дәрд-әләмләрни бизму йүрәклиримиздә һес қиливатимиз. Биз силәрни бир мәзлум дәп қаримаймиз, бәлким өз қан-қериндашлиримиз дәп қараймиз. Қериндашлиримиз зулум тартиватса биз кәйп сүрүп йүрәлмәймиз. Һәр заман йениңларда болимиз.”
Әнқәрәгә пиядә йүрүш карвини әслидә 9 киши билән йолға чиққан болуп, уларға йолда қетилғанлар билән һазир сани 18 гә йәткән. Пиядә йүрүш карвининиң йетәкчиси ели әкбәр һаҗим бу пиядә йүрүш карвини тоғрисида пикир баян қилип мундақ деди: “биз истанбулдин әнқәрәгичә пиядә йүрүш қилиш намида сәпәргә атландуқ. Бу сәпәрниң шоари шәрқий түркистанда хитайлар тәрипидин йүргүзиливатқан ирқий қирғинчилиққа қарши туруштур. Худайим буйруса, бу сәпәрни 20 күндин 30 күн арисида давамлаштуруш мәқсити билән йолға чиқтуқ.”