Түркийәниң 2 шәһиридә өткүзүлгән 4 паалийәттә җаза лагерлири аңлитилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.02.15
Omer-Bekali-Nazili-02.JPG Профессор абдурешит җелил қарлуқ билән өмәр бекалиниң түркийәдики доклат бериш паалийитидин бир көрүнүш. 2019-Йили 10-феврал. Түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Уйғурларниң һазирқи қийин вәзийити, болупму түркийәдики миңлиған уйғурларниң юртлиридики ата-ана, уруқ-туғқанлиридин хәвәр алалмаслиқи, көп сандики уйғур, қазақ вә башқа йәрлик түркий милләтләрниң җаза лагерлириға түркүмләп қамалғанлиқи тоғрисидики хәвәрләр түркийәдики уйғурларни һәрикәткә кәлтүрди. Түркийәдики зиялийларму түркийәниң һәрқайси вилайәт вә шәһәрлиридә доклат бериш, көргәзмә ечиш вә намайиш қилиш қатарлиқ паалийәтләргә актип қатнишип, уйғурларниң еғир вәзийитини аңлатмақта.

Әнқәрәдики һаҗи байрам университети хәлқара мунасивәтләр факултетиниң профессори, доктор абдурешит җелил қарлуқ билән хитайниң җаза лагерлирида 8 ай йетип чиққан өмәр бекали әпәнди 9-вә 10-январ күнлири түркийәниң ғәрбий районидики балиқесир вә айдин шәһәрлиридә паалийәт елип барған. Улар балиқесир шәһиридики балиқесир университети билән айдин шәһиридики кадирлар уюшмисиниң тәклипигә бинаән бу икки шәһәрдә намайиш, көргәзмә вә доклат бериш йиғинлириға қатнишип, уйғур дияриниң һазирқи еғир вәзийитини аңлатқан. 

Абдурешит җелил қарлуқ әпәнди балиқесир университетта өткүзүлгән доклат бериш йиғинида “хитайниң шәрқий түркистан сиясити” дегән темида доклат бәргән. Өмәр бекали болса җаза лагерлирида бешиға кәлгәнләр қисмәтләр вә у йәрдә шаһит болған кәчүрмишлирини аңлатқан.

Балиқесир университетидики паалийәттин кейин, 10-феврал күни абдурешит қарлуқ билән өмәр бекали әпәнди түркийәниң айдин вилайитигә қарашлиқ назилли шәһиридә әтигәндин ахшамғичә давамлашқан 3 паалийәткә қатнашқан. Әтигәндә “шәрқий түркистан трагедийәси” дегән темида көргәзмә, чүштин кейин намайиш, арқидин шәһәр мәйданида мухбирларға баянат бериш паалийити өткүзүлгән. Кәч саәт 7 дә “шәрқий түркистанда немә болуватиду?” дегән темида доклат бериш йиғини өткүзүлгән.
Айдин вилайитиниң назилли шәһәр мәйдани түрк байриқи вә ай-юлтузлуқ көк байрақлар билән безәлгән болуп, мәйданға хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити әкс әттүрүлгән рәсимләр, җаза лагерлирида шеһит болған уйғур зиялийлири, алимлар вә җамаәт әрбаблириниң сүрәтлири тизилған. Көргәзмә ечилған мәйданда түркийәдә тонулған уйғур сәнәтчи абдуреһим һейитниң “учрашқанда” намлиқ нахшиси қоюлған болуп, кишиләр нахша садаси астида көргәзмини айланмақта иди. 

Биз нәқ мәйданға телефон қилип, паалийәт һәққидә мәлумат игилидуқ. Бу паалийәтни уюштурған кадирлар уюшмиси назилли шөбиси мәсуллиридин сәма ханим паалийәт һәққидә мәлумат берип мундақ деди: “бу йәр айдин вилайитиниң назилли шәһири. Бүгүн әтигән саәт 9 да көргәзмә ачтуқ. Чүштин кейин саәт икки йеримдә намайишимиз башлиниду. Мәтбуат баянати елан қилимиз. Ахшам 7 йеримда һаҗи байрам университетиниң профессори абдурешит җелил қарлуқ әпәнди шәрқий түркистан тоғрисида доклат бериду.”

Кейин 300 әтрапида киши назилли шәһәр мәйданида намайиш қилғандин кейин бу паалийәтни уюштурған кадирлар уюшмиси назилли шөбисиниң мәсули олгун әргүн әпәнди мәтбуат баянатини оқуп чиққан. У мундақ деди: “шәрқий түркистандики қериндашлиримиз җаза лагерлирида тән җазасиға учримақта. Түркийә вә башқа дөләтләр бу мәсилигә йетәрлик дәриҗидә көңүл бөлмәйватиду. Биз бирләшкән дөләтләр тәшкилатини вә башқа хәлқаралиқ органларни шәрқий түркистандики қирғинчилиқни тохтитиш үчүн һәрикәткә өткүзүшкә чақиримиз.”

Бу паалийәтләрдә гуваһлиқ бәргән өмәр бекали әпәнди өткән җүмә, шәнбә вә йәкшәнбә күнлири балиқесир вә денизли вилайәтлиридә өткүзүлгән паалийәтләрдә җаза лагерлирида йетип чиққан бир киши болуш сүпити билән шәрқий түркистан тоғрисида аңлатқанлириниң зор тәсир қозғиғанлиқини баян қилди. 

Түрк хәлқи өзлириниң миң йил бурун уйғур дияридин кәлгәнликини, уйғур дияриниң өзлириниң ата юрти икәнликини илгири сүридиған болуп, уйғурларниң һазирқи вәзийити уларниң алаһидә диққәт нуқтисида турмақта. Бир йилдин буян түркийәниң һәрқайси җайлирида уйғурларни қоллап-қуввәтләш үчүн һәр хил паалийәтләр өткүзүлмәктә. Абдурешит җелил билән өмәр бәкели әпәнди кейинки бир йил ичидә 15 шәһәрдики 30 дин артуқ доклат бериш вә башқа паалийәтләргә қатнашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.